• Әхбаратлар еқими
  • 21 Сәуір, 2021

«Халық» фондиниң ярдими

Қазақстанда «Ел тірегі – Елбасы» акцияси өткүзүлүватиду. Уни Норуз мәйрими һарписида «Халық» фонди уюштуруп, барлиқ регионларда он миңлиған аилигә ярдәм көрситилди. Акцияни уюштурғучилар уни жил давамида өткүзүшни көздә тутмақта.
Фонд таҗсиман вирус пандемияси вә шуниңға бағлиқ җарий қилинған карантин чарилири сәвәвидин маддий җәһәттин еғир әһвалда қалған һал-оқити төвән вә көпбалилиқ, шундақла нака балилири бар аилиләр үчүн озуқ-түлүк топлимини сетивалди.
 «Халық» хәйрихаһлиқ фонди һәрбириниң салмиғи 50 килограммдин жуқури болған 15 миңдин ошуқ озуқ-түлүк халтисини тәйярлиди. Һазир озуқ-түлүк халтилири регионларниң һакимлиқлири бәргән тизимларға мувапиқ мәмликәтниң барлиқ регионлириға тәхсим қилиниватиду.
 Фондта пандемияниң дәсләпки күнлиридин тартипла униң саламәтликни сақлаш саһасидики пәвқуладдә әһвал болмай, бәлки пүткүл Қазақстан үчүн синақ екәнлигини вә күч-қувәтни бирләштүрүшниң муһимлиғини чүшәнди. – «Халық» хәйрихаһлиқ фонди тиҗарәтчиләрни вә башқа хәйрихаһлиқ тәшкилатларни бирлишип, «Ел тірегі – Елбасы» акциясини қоллап-қувәтләшкә чақириду. Фонд акцияни жил давамида бирнәччә қетим өткүзүшни планлимақта, чүнки бүгүнки күндә бизниң һәрбиримиз мәмликитимиздики хатирҗәмлик үчүн охшаш җавапкәр, – дәп тәкитләйду «Халық» фондида.
Озуқ-түлүк топлимиға ун, гүрүч, гречиха ярмиси, макарон, өсүмлүк мейи, дүмләп пиширилгән гөш, қәнт, чай вә татлиқ-турум – һәрбириниң салмиғи 50 килограммдин жуқури болуп, умумән, бир миллион килограммдин ошуқ озуқ-түлүк киргүзүлди.
Акцияни өткүзүшкә шундақла пидаийларму бебаһа ярдәм қиливатиду. Улар озуқ-түлүк халтилириниң өйму-өй йәткүзүлүшини тәминлиди. «Халық» фонди уларға чоң миннәтдарлиқ билдүрди.
 – Силәрниң бепәрва болмиғиниңлар, җипсилиғиңлар вә гражданлиқ җавапкәрлигиңлар түпәйли муһтаҗ болған вәтәндашлар озуқ-түлүк халтилирини вақтида алалиди. Силәргә рәхмәт! – дейилиду Фондниң хәвиридә.
Бүгүнки күнгә қәдәр баһаси бир миллиард тәңгигә йеқин озуқ-түлүк топлими йәткүзүлди. 
 

434 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы