• Әхбаратлар еқими
  • 21 Сәуір, 2021

Рәқәмләштүрүш мәсилисигә беғишланди

Қазақстан Җумһурийитиниң Премьер-министри Асқар Мамин Президент йенидики Рәқәмләштүрүшни җарий қилиш мәсилилири бойичә комиссияниң мәҗлисини өткүзди.
Мәҗлистә Әхбарат-коммуникациялик технологияләр саһасини вә рәқәмлик саһани тәрәққий әткүзүш концепцияси, «DigitEL» миллий лайиһиси, «Smart City» лайиһилирини әмәлгә ашурушниң кетип бериши тоғрилиқ рәқәмлик тәрәққият, инновацияләр вә аэрокосмос санаити министри Бағдат Мусин, медицина саһасида сүнъий интеллектни тәрәққий әткүзүш тоғрилиқ саламәтликни сақлаш министри Алексей Цой, дөләт органлириниң кадрлар системисини рәқәмләштүрүш тоғрилиқ Дөләт хизмити ишлири бойичә агентлиқниң рәиси Анар Жайилғанова доклад қилди.
Шундақла бехәтәрлик вә һаятни қоллап-қувәтләш саһалирида рәқәмлик лайиһиләрни әмәлгә ашуруватқан хусусий компанияләрниң вәкиллири изаһ билән сөзгә чиқти. 
 «DigitEL» (Digital Era Lifestyle) миллий лайиһиси бәш йөнилиш бойичә 200гә йеқин чарә-тәдбир өткүзүшни көздә тутуватиду. Лайиһиниң әмәлгә ашурулуши нәтиҗисидә 2021 – 2025-жилларда аһалиниң толуқ сүпәтлик Интернеттин пайдилиниши вә электронлуқ саламәтлик паспортиға егә болуши, IT саһасиға болған инвестиция жилиға 500 миллиард тәңгигичә, IT мәһсулати вә хизмәтлирини экспортқа чиқиришниң умумий көләми 500 миллион долларғичә, электрон санаити ишләпчиқиришиниң көләми 90 миллиард тәңгигичә көпийиши, 100 миң иш орниниң вуҗутқа кәлтүрүлүши, регионларда бәш IT-мәктивиниң ечилиши күтүлмәктә.
Саламәтликни сақлаш саһасини рәқәмләштүрүш даирисидә сүнъий интеллект билән Миллий медицина рәсимлири амбирини (ПАКС система) вуҗутқа кәлтүрүш планлиниватиду. Бу онгологиялик ағриқларни, өпкә ағриқлирини өз вақтида вә сүпәтлик ениқлаш, жирақ регионларда квалификациялик врачлар хизмитигә бағлиқ болуш әһвалини төвәнлитиш имканийитини бериду. Системиниң нәтиҗидарлиғи Алмута вә Атырав вилайәтлиридә тәкшүрүлди – бу регионларда дәсләпки басқучтики онкологияни ениқлаш 25 пайизға ашурулуп, өлүм әһвали 15 пайиз төвәнлиди.
Регионларда турмуш сүпитини яхшилашқа қаритилған «Smart City» — Қазақстан ихтисадини рәқәмләштүрүшниң асаслиқ лайиһилириниң бири болуп һесаплиниду. Лайиһиниң әмәлгә ашурулуши нәтиҗисидә үч жилда йол-транспорт һалакитидә өлүм әһвали икки һәссә, коммунал хизмәткә кәткән чиқим 30 пайизғичә, һоқуққа хилаплиқ қилишлар 20 пайиз төвәнлиди.
Җәмийәтлик транспортни рәқәмләштүрүш һесавиға чүшкән селиқ 25 –30 пайиз ашти. Қазақстан Җумһурийити «әқиллик шәһәрлириниң» эталонлуқ стандарти он бир йөнилиштин ибарәт һәм йүздин ошуқ көрсәткүч вә йүздин ошуқ тәшәббусни өз ичигә алиду. 2020-жилниң йәкүни бойичә, Алмута, Нур-Султан вә Қариғанда шәһәрлири «Smart City» концепциясини әмәлгә ашурушта алдинқи орунларни егилиди. Әнди Тараз, Ақтав вә Павлодар шәһәрлири әң аз балл топлиди.
Мәҗлис қатнашқучилири шәһәр кәңлигини видеобайқаш системилириға, җәмийәтлик транспортта қатнаш үчүн электронлуқ һәқ төләш системисиға қошушни техиму кәңәйтиш, билим бериш, саламәтликни сақлаш, турушлуқ өй-коммунал егилиги, иҗтимаий вә башқа саһаларда «әқиллик системиларни» җарий қилиш мәсилилирини муһакимә қилди. Премьер-министр «DigitEL» миллий лайиһисини Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти йенидики Ислаһатлар бойичә алий кеңәш мәҗлисидә тонуштурушни, шундақла «әқиллик шәһәрләр» этолонлуқ стандартини йеңилашни тапшурди. 

622 рет

көрсетілді

68

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы