• Әхбаратлар еқими
  • 21 Сәуір, 2021

Коррупциягә қарши туруш мәсилилири бойичә кеңәшмә

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев коррупциягә қарши күришиш мәсилилири бойичә кеңәшмә өткүзди.
Дөләт рәһбири кеңәшмини ечип, Алик Шпекбаевни Коррупциягә қарши күришиш агентлиғиниң рәиси лавазимидин бошитиш тоғрилиқ Пәрманиға изаһ бәрди.
– Униң рәһбәрлигидә коррупциягә қарши күришиш бойичә миқияслиқ иш әмәлгә ашурулди. Агентлиқниң паалийити сезиләрлик йеңиланди. “Adaldyq alany”, “Antikor ortalygy”, “Adal bilim” охшаш бирқатар коррупциягә қарши лайиһиләр билән тәшәббусларни әмәлгә ашуруш башланди. Мошуниң һәммиси Алик Жатқамбайоғлиниң егилигән  лавазимидики утуқлуқ иши түпәйли қолға елинди, – дәп тәкитлиди Президент.
Қасым-Жомарт Тоқаев шундақла Марат Ахметжановниң Коррупциягә қарши хизмәт рәһбири болуп тайинлинишиға бағлиқ пикрини ейтти. 
– У Әдлийә министрлигидә, Баш прокуратурида рәһбирий лавазимларни егилигән. Өз вақтида Ихтисадий вә коррупциялик җинайәтчиликкә қарши күришиш агентлиқ рәисиниң орунбасари болған. Шуңлашқа мән уни мошу лавазимға тайинлаш қарариға кәлдим, – деди Дөләт рәһбири.
Президент дөләт бехәтәрлигиниң вә аһалиниң паравәнлигиниң коррупциягә қарши күришиш бойичә системилиқ чариләргә уттур бағлиқ екәнлигини тәкитлиди.
Қасым-Жомарт Тоқаев шу йосунда агентлиқ алдиға бирқатар муһим вәзипиләрни қойди. Президент һәммидин авал барлиқ дәриҗиләрдики коррупциягә нәтиҗидарлиқ қарши туруш үчүн комплекслиқ ишниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти. Буниңда көрүлүватқан чариләр пәқәт җазалаш биләнла чәкләнмәслиги керәк. 
– Дөләт аппарати қарарларни қобул қилиштин чәтнәп, бюрократиягә майил болиду, лавазимлиқ шәхсләр болса, өз зиммисигә җавапкәрлик елиштин қорқутиду. Агентлиқ ишта йол қоюлуватқан хаталиқларни вә қәстән қилинған җинайәтни айривелишиға униңдин ташқири әйипкарни пәқәт җинайәт тәркиви ениқ болғандила җавапкәрликкә тартиш керәк, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. 
Қасым-Жомарт Тоқаев җамаәтчилик вәкиллириниң паал қатнишишиниң вә алдини елиш чарилириниң коррупциягә қарши күришишниң асасий қурали екәнлигини атап көрсәтти.
Президент өз тапшурмиси бойичә “Җәмийәтлик назарәт тоғрилиқ” қанун лайиһисиниң тәйярлиниватқанлиғини хәвәр қилди. Һөҗҗәт дөләт органлириниң җәмийәт алдидики очуқлиғи вә һесават беришини тәминләшни көздә тутиду. Шундақла паалийәтчан гражданларниң һоқуқ назарити васитилирини пайдилинишиға мүмкинчилик бериду. 
Дөләт рәһбири follow the money принципиниң иқтидариға тохтилип, җинаий йол билән елинған мүлүкни издәш һәм мусадирә қилиш ишиға алаһидә диққәт ағдурушни тапшурди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев җинаий йол билән елинған мүлүкни мусадирә қилиш бойичә принцип коррупциягә мунасивәтлик һәрқандақ иш-һәрикәтниң алдини елишқа ярдәм қилиши керәк, дәп һесаплайду. Дөләт рәһбириниң пәрәз қилишичә, агентлиқ бу ишни малийә мониторинги органлири билән бирлишип уюштуруши шәрт. 
– Мениң тапшурмам бойичә җинаий җәриянниң үч басқучлуқ үлгиси җарий қилиниватиду. Ундақ үлгә әйипләш принципини пәсәйтип, җинаий җәриянға қанунсиз арилишишқа йол қоймайду. Агентлиққа өз паалийитини җинаий җәриянниң үч басқучлуқ үлгисигә маслаштурушни тапшуримән, – деди Президент. 
Қасым-Жомарт Тоқаев сөзиниң ахирида җәмийәтниң, бизнес вә инвесторларниң коррупция қисимидин қоғдайдиған пухта қорғанниң бар екәнлигини сезиши керәклигини тәкитләп, йеңи рәисниң агентлиқ ишиниң нәтиҗидарлиғини техиму ашуридиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.
 


 

409 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы