• Асасий мақалилар
  • 21 Сәуір, 2021

Иккитәрәплимә алақилар күчийиду

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстанға иш бабидики сәпәр билән кәлгән Татарстан Президенти Рустам Минниханов билән учрашти.

Дөләт рәһбири Татарстан билән болған һәмкарлиқниң бизниң асасий шеригимиз Россия Федерацияси билән өзара һәрикәт даирисидә муһим орунни егиләйдиғанлиғини тәкитлиди.
 Қазақстан Президенти Рустам Миннихановниң йеқинда Қариғанда вилайитигә қилған сәпирини жуқури баһалап, сәпәр давамида Сарань шәһиридә шина ишләпчиқириш заводиниң қурулуши башланғанлиғини тәкитлиди. 
– Биз бу карханиға наһайити чоң үмүт артиватимиз. Қазақстанлиқларниң чоң топиниң Татарстанға оқушқа атланғанлиғи үчүн силәрдин миннәтдармиз. Бу давамлишидиған ениқ лайиһә болиду, дәп ойлаймән. Пәқәт «Татнефтьниңла» әмәс, шундақла «КамАЗниңму» бизниң базиримизда болушиға бағлиқ башқа лайиһиләрму бар, – деди Дөләт рәһбири. 
Қасым-Жомарт Тоқаев мәдәний-гуманитарлиқ алақиларни техиму күчәйтишкә мәнпийәтдар екәнлигини билдүрди. 
– Биз татар мәдәнийитини наһайити яхши билимиз вә һөрмәтләймиз. У Қазақстанда аммибаплиққа егә. Йеқинқи вақитта, пандемия түгиши биләнла, Қазақстанда Татарстан мәдәнийәт вә сәнъәт күнлирини өткүзүшкә келишишимиз мүмкин. Биз мәзкүр чарә-тәдбирниң утуқлуқ өтүши үчүн мүмкин болған һәммә нәрсини қилимиз, – дәп билдүрди Қазақстан Президенти. 
Дөләт рәһбири Рустам Миннихановни Нур-Султан шәһири кочилириниң биригә атақлиқ шаир Ғабдулла Тоқайниң исмини бериш қарари тоғрилиқ хәвәрдар қилди. Қасым-Жомарт Тоқаевниң тәкитлишичә, бу хәлиқлиримиз оттурисидики һәмкарлиқниң әң ярқин рәмзлириниң бири болиду. 
Өз новитидә, Татарстан Президенти мәмликитимизни новәттики қетим зиярәт қилиш имканийитиниң яритилғанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрди. 
– Россия-Қазақстан мунасивәтлири даирисидә Татарстан нурғунлиған лайиһиләрни актив илгириливатиду. Бизниң Биринчи Президентимиз Минтемир Шарипович Шаймиев Сизгә салам йоллиди. Униң Қазақстанниң Тунҗа Президенти Нурсултан Әбишоғли билән болған алақилири бизниң өзара һәрикитимиз үчүн наһайити яхши зәмин яратти, – деди Рустам Минниханов. 
Президентлар сөһбәт давамида Қазақстан вә Татарстан огттурисидики сода-ихтисадий, санаәт, энергетика кооперациясини техиму күчәйтиш чарилирини, шундақла таҗсиман вирус пандемиясигә қарши турушта бирлишип күч чиқириш мәсилилирини муһакимә қилди.

888 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы