• Асасий мақалилар
  • 19 Мамыр, 2021

Өзара мунасивәтләр муһакимә қилинди

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев видеоконференцалақә тәртиптә Швейцария Президенти Ги Пармелан билән музакириләрни жүргүзди.
Икки мәмликәт рәһбири сәясий вә сода-ихтисадий саһалардики һәмкарлиқниң һазирқи әһвалини вә истиқбалини муһакимә қилди.
Сөһбәтдашлар Қазақстан-Швейцария мунасивәтлириниң җошқун тәрәққий етиватқанлиғини қанаәтлиниш билән тәкитләп, иш бабидики алақиларни күчәйтишкә вә транспорт һәм логистика, машина ясаш, йеза егилиги, туризм, жуқури технологияләр вә “йешил” ихтисат саһалирида бирләшкән инвестициялик лайиһиләрни әмәлгә ашурушқа алаһидә диққәт бөлди.
Қасым-Жомарт Тоқаев Швейцарияниң Қазақстанниң Европидики асасий сәясий, сода вә ихтисадий шериклириниң бири болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитлиди. Бүгүнки күндә мәмликитимиздә Швейцария капиталиниң қатнишиши билән 40тин ошуқ кархана вә компания утуқлуқ ишләватиду.
– Өзара пайдилиқ вә утуқлуқ һәмкарлиқни давамлаштуруш үчүн биздә зөрүр болған барлиқ имканийәтләр бар, дәп ойлаймән. Бизниң вәзипимиз өзара һәрикитимизниң барлиқ саһалириға қошумчә түрткә бериштин ибарәт, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири.
Өз новитидә Ги Пармелан Қазақстан-Швейцария мунасивәтлириниң дәриҗисини жуқури баһалиди. 
– Мән бизни қизиқтуридиған саһаларда яхши һәмкарлиқниң вуҗутқа кәлгәнлигини тәкитләймән. Келәчәктә мошу һәмкарлиқни техиму күчәйтәләйдиғанлиғимизға вә кәңәйтәләйдиғанлиғимизға үмүт қилимән, – деди Швейцария Президенти.
Қасым-Жомарт Тоқаев Сода-ихтисадий һәмкарлиқ бойичә иккитәрәплимә һөкүмәтләрара комиссияниң вә Қолға кәлтүрүлгән келишимләрни әмәлгә ашуруш бойичә кеңәшниң муһим роль ойнаватқанлиғини тәкитлиди. Президент сөһбәтдишини иҗтимаий-ихтисадий өзгиришләр вә инвестициялик әһвални яхшилаш чарилири тоғрилиқ хәвәрдар қилди. У шундақла тәрәпләрниң иқтидарини һесапқа елип, ихтисатниң түрлүк секторлиридики шериклик даирисини вә товар айлиними қурулумини кәңәйтишни тәклип қилди.
Дөләт рәһбири бу йосунда Швейцария компаниялириниң Қазақстанда төмүрйол инфрақурулумини тәрәққий әткүзүш лайиһилиригә қатнишиш нийитини қоллап-қувәтлиди.
Музакириләр давамида шундақла таҗсиман вирус инфекциясиниң тарқилишиға бағлиқ әһвал қаралди. Қазақстан Президенти пандемия ақивәтлирини йоқитишқа қаритилған чариләр вә жүргүзүлүватқан аһалини һәқсиз умумйүзлүк вакцинилаш тоғрилиқ тохтилип, Швейцария компаниялирини мәмликитимизгә гуманитарлиқ ярдәм қилғанлиғи вә COVID-19 инфекциясигә қарши күришишкә һәмкарлашқанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев вә Ги Пармелан сөһбитиниң ахирида Қазақстан һәм Швейцарияниң көптәрәплимилик қурулумлар даирисидики өзара һәрикитини қошуп һесаплиғанда, хәлиқара күн тәртивиниң бирқатар муһим мәсилилири бойичә пикирләшти. Аләмшумул течлиқ вә бехәтәрликни илгирилитиш, турақлиқ тәрәққиятни тәминләш, климатниң өзгиришигә қарши күришиш, Мәркизий Азиядә чегариларара суларни адаләтлик һәм нәтиҗидарлиқ пайдилинишқа ярдәм қилиш мәсилилири бойичә конструктив диалогни давамлаштурушқа тәйяр екәнлиги тәстиқләнди.

11084 рет

көрсетілді

153

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы