• Шеирлар
  • 28 Мамыр, 2021

Сөйимән демә

Хасанбай ҒОЙИБ, 
өзбәк шаири
Сөйимән демә

Қәлбимдә һасилғу һиҗранииң чөли,
Дилимни тәрк әтти муһәббәт гүли.
Маңа мунасип тәнһалиқ йоли,
Сән мени сөйимән демигин гөзәл.

Нә-нә сәвдалар өткүздүм баштин,
Көзлирим дәрияси қуриди яштин.
Жүрәктә дағ қалған бир қәләм-қаштин,
Сән мени сөйимән демигин, гөзәл.

Алтынбек ИСМАИЛОВ, қирғиз шаири
Сөйүш 

Көңүлгә сиғмай толқуп, тешип турған,
Қийнайду көптин бир ой бесип турған.
Сөзләрни гүлдәк тизип, бир гөзәлгә,
Җыр арнидим бир чағда ашиқ қилған.

Яқтуруп шеирдики һәр сехримни,
Көп җанлар төкти маңа от-меһрини.
Қизғинип жиртивәтти бирақ ярим,
Көтирип өйгә кәлсәм шеиримни.
 
Рәнҗиши мәһбубәмниң тариғичә,
Түгимәс җәң чиқарди таң атқичә.
«Сән кимни сөйүп қалдиң?» дегән охшаш,
Оқ-яни тирәп турди солдатларчә.

Раст ейтсам, алдап уни немә қилай,
Гепимгә турувалди қулақ салмай.
Җаңҗалдин һардимекин, ухлавалди,
Һә, мәнчүн қизиқ мону өмүр-сарай.

...Шеирим солмисунчу баһаримда,
Илтимас, палта чапма арминимға.
Ядимға елип бойдақ күнимизни,
Атиған едим җирни җан яримға.


Алексей САГАТАЕВ, 
хакас шаири
Баһарға учимән

Әҗайип аһаңда сән үн қетип,
Тәсирлик хуш нахшаңни ейтисән.
Сөзидә әйнә учқум бир келип,
Баһарға мени башлап кетисән.

Шамаллар мәйин, униң астида,
Чүшисән уссулиға баһарниң.
Чақнайсән рәңлик күнниң нурида,
Учаңда қизил көйнәк гүлзарниң.

Һәҗәпла башлап кәлдиң баһарға,
Сириңни сәзгәндәкмән таңла мән.
Сөйгүнүм, сәйлә қилғач баһарда,
Нахшаңда сөйгү һәқтә аңлаймән...

Тәрҗимә қилған 
Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ.

250 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы