• "Рухани жаңғыру"
  • 03 Маусым, 2021

Мәнивий йеңилиниш мәдәнийәттин башлиниду

Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаев «...миллий код, миллий мәдәнийәт сақланмиса, һечқандақ йеңилиниш болмайду» дәйду өзиниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида. Демәк, мәнивий йеңилиниш дегәндә, әң биринчи миллий код вә миллий мәдәнийәтниң мәркизи һесаплинидиған Мәдәнийәт өйлиригә көңүл бөлүнүши керәк.

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

Карантин башланғандин буян, босуғисидин атлиған адәм сәнъәт вә сәһниниң қудритини һис қилип, чоңқур роһий озуқ елип қайтидиған Мәдәнийәт өйлиридин адәм айиғи үзүлди. Бирақ буниң билән мәдәнийәт хадимлири паалийитини тохтатмиди. Улар онлайн-концертлири арқилиқ өйгә қамилип, буруқтум болуп олтарған хәлиққә көтирәңгү кәйпият бәхш әтти. 
Йеқинда наһийәлик Мәдәнийәт өйиниң босуғисидин атлап, һәрқандақ вәзийәттә хәлиқниң хизмитидә болуп, мәнивий йеңилиниш йолида мевилик әмгәк қиливатқан мәдәнийәт хадимлирини кәспий мәйрими билән тәбриклигәч, мәзкүр мәһкиминиң мудири Салтанат Ермухаметова билән сөһбәтләштим. «Арзу», «Жазерке» ансамбли билән йеңидин «дәм-дәм бесип келиватқан» «Қарадала» хәлиқ театриниң иш-паалийити билән йеқиндин тонушуш имканийитигә егә болдум.
Салтанат Ермухаметованиң мәрипәт саһасидин мәдәнийәт саһасиға йөткилип келип, Мәдәнийәт өйини башқуруп келиватқанлиғиға техи бир жилға толар-толмас вақит болсиму, шу арилиқта наһийәниң мәдәнийәт саһасида еғизға толтуруп ейтқидәк өзгиришләр йүз бәрди. Ушбу өзгиришләргә тохтилиштин авал, рәқәмләр билән фактларға көз жүгәртсәк... 
Уйғур наһийәси бойичә, умумән, жигирмә бир мәдәнийәт өйи бар. Уларниң барлиғида җәми сәксән сәккиз адәм ишләйду. Аталмиш жигирмә бир мәһкиминиң қатариға киридиған наһийәлик Мәдәнийәт өйидә «Арзу» вә «Жазерке» ансамбльлири билән «Қарадала» хәлиқ театри паалийәт елип бармақта. Наһийәдики мәдәний мәһкимиләрдә барлиғи болуп 103 өмәк (униңға 1179 адәм қатнишиду) ишқа қошулған. 
Қисқиси, биз босуғисидин атлиған наһийәлик Мәдәнийәт өйиниң бенаси 1976-жили селинип, 2012-жили мурәккәп җөндәштин өткән. Наһийә мәркизидики мәдәнийәт мәркизи заман тәләплиригә уйғун кәлсиму, мундақ мүмкинчилик барлиқ мәлидә йоқ. Йәни, наһийәдики бирқатар йезиларда мәдәнийәт очақлири мурәккәп җөндәшни тәләп қилса, пайдилинишқа ярамсиз һаләткә чүшкән айрим мәһкимиләрниң ишиги қулупланған. Атап ейтқанда, Чоң Ақсу йезилиқ Мәдәнийәт өйи (1986-жили селинған), Чоң Дехан (1989-жили селинған), Долата (1963-жили селинған) йезилиқ клублири пайдилинишқа ярамсиз дәп һесаплинип, 2011-жили сотниң қарари билән йепилған. 1981-жили селинған Ғалҗат йезилиқ Мәдәнийәт өйи билән 1965-жили селинған Шуңқар йезилиқ клуби ахирқи қетим 2010-жили мурәккәп җөндәштин өткән. 
 2013-жили 1988-жили селинған Таштиқарису йезилиқ Мәдәнийәт өйиниң, 2011-жили 1956-жили һули тикләнгән Сүмбә йезилиқ клубиниң ишиги йепилған. Хош, өткән жили Сүмбә, Ақтам (1956-жили селинған), Баһар (1981-жили селинған), Ават (1949-жили селинған) йезилиқ клублириниң техникилиқ нәтиҗисигә Мәдәнийәт вә тиллар бөлүми арқилиқ мәбләғ аҗритилди. Шу җүмлидин колхоз дәвридә селинған Чарин йезилиқ Мәдәнийәт өйи (1976-ж.), Түгмән (1957-ж.), Кичик Ақсу (1964-ж.), Кичик Дехан (1986-ж.), Кепебулақ (1965-ж.), Дардамту (1968-ж.), Ардолата (1965-ж.), Шошанай (1956-ж.) йезилиқ клублири мурәккәп җөндәшни тәләп қилса, Қирғизсай йезилиқ клубини қайтидин селиш көздә тутулмақта. Хуш қилидиғини, 2011-жили сотниң қарари билән ишини тохтатқан Кәтмән йезилиқ Мәдәнийәт өйигә өткән жили заманға лайиқ мурәккәп җөндәш ишлири жүргүзүлди. Әлвәттә, келәчәктә мошундақ яхши йеңилиқни һәр йезидин аңлаймиз дәп үмүт қилимиз.
Дәрһәқиқәт, мана шундақ бирқатар камчилиқларни кәсиптики утуқлири билән толтуруп, йемишлик әмгәк қиливатқан мәдәнийәт хадимлириниң бебаһа әмгиги көп әһвалда етиварға елинмайду. Чүнки сәһнидин көргәндә, уларниң хизмити бизгә әң раһәт, әң оңай оқәттәк көрүниду әмәсму. Әмәлиятта тамашибинниң көңлидин чиқидиған шу нахша-уссуллирини сәһнә төригә елип чиққичә улар бар күч-ғәйритини сәрип қилип, тәйярлиқ көриду. Җозимиздики тонур нанни көргәндә, деханниң етизға төккән тәри көз алдимизға кәлгини билән, залда олтирип концерт көргәндә, сәһнә сиртидики мәшәқәт һәққидә ойлапму қоймаймиз...
– Мәдәнийәт өйиниң мудири хизмитини атқуруп келиватқинимға бир жилдәк вақит болди. Ахирқи бир жилдики тилға алғидәк утуқлиримизниң бири ретидә – «Қарадала» театриниң қурулғанлиғини ейтқум келиду. Театр у – мәдәнийәт очиғи, һүнәрниң уютқиси. Әлниң мәдәнийитини театриға қарап тонушқа болиду. Шуңлашқиму, наһийәдә театрниң ечилишини биз үчүн чоң бир йеңилиқ дәр едим. «Қарадала» театри – қазақ вә уйғур хәлқиниң достлуқ риштисини техиму мустәһкәмләйдиған мәдәний күч. Чүнки бу театрниң театр болуп қелиплишишида уйғур хәлқиниңму үлүши зор. Һазирқи вақитта театрға пәқәт икки штат бөлүнсиму, «Жазерке», «Арзу» ансамбльлириниң сәнъәткарлири театрниң еғир жүкини өз зиммисигә артип, бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип, бирлишип әмгәк қилмақта. Шу бирликниң арқисида театримиз аз вақит ичидә мувапәққийәт қазинип, көпкә тонулди, – деди Мәдәнийәт өйиниң мудири Салтанат Ермухаметова сөһбитимиз давамида. 
Шундақ, қош ансамбль сәнъәткарлиридин тәшкил қилинған «Қарадала» хәлиқ театри жил ахирида Германияниң Франкфурт-на-Майне шәһиридә өткән Хәлиқара көпжанрлиқ конкурс-фестивальға қатнишип, Баш мукапатқа муйәссәр болди. Бийил болса, Москваниң ІІІ Хәлиқара «Art bazaar» фестивалиға онлайн шәкилдә қатнашти. Униңда «Арзу» ансамблиниң уссулчилири Гран-приға, «Жазерке» ансамбли биринчи орунға еришсә, Шахинәм Қурбанова, Еркин Рахымжан дипломант болди. Йеңидин қурулған театр һәққидә қисқичә ейтаримиз мошу. Амма қурулғиниға талай жил болған «Арзу» вә «Жазерке» ансамбльлириниң тарихи Кеңәш һөкүмити дәвридин башлиниду...
 
«Арзу» – миллитимиз арзуси
Алмута вилайити, Уйғур наһийәси, Чоң Ақсу йезисиниң «Әмгәк» колхозида 1959-жили йеза сәнъәткарлиридин тәшкилләнгән дәсләпки миллий ансамбль вуҗутқа кәлди. Ансамбль сәнъәткарлири хәлқимизниң есил ғәзниси он икки муқамни әвҗигә йәткүзүп орунлап, «Анархан», «Қанлиқ дағ», «Ғунчәм», «Ғерип-Сәнәм» намлиқ драмиларни сәһниләштүрүп, йеза-йезиларни арилап концерт қоюп, тамашибинлириниң алқишиға егә болди. Болупму, мошу йәрдә ансамбль ишиниң җанлинишиға беваситә сәвәп болған шу заманлардики «Әмгәк» колхозиниң рәиси Н.Мәнсүровниң, партия тәшкилатиниң кативи Һ.Мусаевниң вә мәдәнийәт бөлүминиң рәһбири А.Чигировниң исмини алаһидә атап өткән орунлуқ. 
Чоң Ақсу йезисида асаси селинған мәзкүр ансамбльниң тәркивидә дәсләп 60 әза болған. Өзбәк ССРниң хизмәт көрсәткән артисти Султанмурат Рәзәмов йетәкчилик қилған бу коллектив 1962-жили Қазақ ССРниң мәдәнийәт министрлигиниң қарари билән «Нахша-уссул хәлиқ ансамбли» дегән намға егә болди. Ансамбль 1977-жили наһийә мәркизи – Чонҗа йезисиға көчирилди. 1981-жили униңға «Арзу» дегән нам берилди. Шуниңдин буян хәлиқниң арзусини рояпқа чиқириватқан «Арзу» ансамбли нурғунлиған фестиваль-конкурсларға қатнишип, санап түгәткүсиз утуқларни қолға кәлтүрди. Мисал сүпитидә пәқәт бирқанчисини атап өтсәк, 1976-жили Қизилорда шәһиридә өткән Пүткүлиттипақлиқ әмгәкчиләр фестивалида лауреат атилип, медальлар билән мукапатланди. 1988-жили Польшадики хәлиқара фестивальда, 1989-жили Москва шәһиридики Хәлиқ егилиги мувапәққийәтлири көргәзмисидә һүнәр көрситип қайтти. Шуниң билән қатар, Қирғизстан, Өзбәкстан, Польша вә Шинҗаң-Уйғур Автоном Районлирида гастрольлуқ сәпәрләрдә болуп, уйғур хәлқиниң гөзәл сәнъитини намайиш қилди. 
Мустәқилликниң дәсләпки мурәккәп басқучлирида, йәни 1994-жили бюджет хираҗитиниң азийишиға бағлиқ ансамбль штати қисқирашқа учрайду. Бирақ 1994 — 1998-жиллар арилиғида С.Амутов, Қ.Мухтәровларниң рәһбәрлигидики «Арзу» нахша-уссул ансамблиниң әзалири мааш алмисиму, сәнъәт йолини ташлимай, наһийәниң мәдәнийитини риваҗландурушқа, миллий сәнъитимизниң чириғини өчәрмәй, сақлап қелишқа бар күчини салди. 
2004-жили наһийәлик Мәдәнийәт өйидин «Арзу» ансамбли үчүн бюджеттин мәбләғ аҗритилидиған болди. Йәни шу вақиттики наһийә һакими В.Тохтасуновниң ғәмхорлуғи нәтиҗисидә қайтидин «путиға турди». «Арзу» 1996-жили вә 2002-жили Алмута шәһиридики Җумһурийәт сарийида, 2008-жили Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ-комедия театрида чоң концертларни қоюп, хәлиқниң алқишиға еришти һәм еришип кәлмәктә. Ваһаләнки, «Арзу» ансамбли пәқәт Уйғур наһийәсиниң даирисидила чәклинип қалмай, пат-пат Панфилов, Талғир, Әмгәкчиқазақ наһийәлиригиму гастрольға берип туриду. 
Қурулғиниға бийил 62 жил толидиған «Арзу» хәлиқ нахша-уссул ансамблиға һәрхил жилларда Азитим Бурһанов, Шамахун Нурумов, Юнус Имиров, Қасим Мухтәров, Сәйдалим Амутов, Ульян Қурбанниязов, Халимәм Шаваева кәби сәнъәткә зор иштияқ бағлиған инсанлар йетәкчилик қилған. 2012-жилдин бери ансамбль рәһбәрлиги Гүлмира Мәхпироваға өтүп, жилдин-жилға «Арзуниң» абройи ашмақта. 
Мошу йәрдә мәзкүр ансамбль паалийитидә өчмәс из қалдурған, (айримлири һөрмәтлик дәм елишқа чиқсиму) һеликәм бу иҗадий коллективни қоллап-қувәтләп, яшларға устазлиқ қилип келиватқан тонулған сәнъәткарлар Қасим Мухтәров, Җанарәм Дәраева, Халимәм Шаваева, Намәттулам Мухаметов, Йүсүпҗан Палтахуновниң исмини алаһидә атап өтмәкчимән. Шундақла, пүткүл аңлиқ һаятини «Арзуға» беғишлап, узун жиллардин буян хизмәт қилип келиватқан ансамбльниң музыка йетәкчиси (равапчи) Әхмәтҗан Ваҗитов, чаңчи Мирзәхмәт Мирғиястинов, нахшичи Светлана Қурбаниязованиң исми көпкә тонуш. 
Җүмлидин ансамбль нахшичилири Шахина Қурбанова, Шархат Қурбанов, Адилҗан Хемитов, Руфат Сәйдалимов, Һәмраҗан Тохтасунов, Бәхтинур Қахарованиң, оркестр әзалири: дапчи Әзиз Палтахунов, ғеҗәкчи Рәззам Мамутов, тәмбүрчи Камилҗан Камунаров, баш равапчи Долқунҗан Садиқов билән оператор Юнат Ахмуллаевниң әмгигидин әл рази. Әвришим уссуллири билән сәһнә гүлигә айланған «Арзуниң» айдәк гөзәл уссулчи қизлири Рина Теләпова, Дилнаваз Асимҗанова, Наргиза Қасимова, Сәйярә Мухаметова билән талантлиқ уссулчи жигит Нуршат Һашимахуновниңму ансамбльдики орни өзгичә. 
Һазир «Арзу» ансамблини җумһурийәт миқиясида сәнъәт мухлислири яхши тонуйду һәм концертлирини тәшналиқ билән күтүп, сөйүп тиңшайду. 2012-жили наһийәниң йеза-йезилири билән Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ават, Челәк, Байсейит жутлирида гастрольлиқ сәпәрләрдә болған ансамбль шу жилниң ноябрь ейида Шәрқий Қазақстан вилайитиниң «Достлуқ» өйиниң ечилишиға 20 жил толушиға бенаән Өскәмән шәһиридә өткән гала-концертта һүнәр көрситип қайтти. 2013-жилниң март ейида «Арзу» өзиниң «Баһар наваси» намлиқ концерти билән ансамбль нахшичиси Қ.Мухтәровниң «Түгимәс нахшам» намлиқ йәккә иҗадий концертини тамашибинларниң диққитигә һавалә қилди. 
 «Арзу» ансамблида һазир 20 адәм хизмәт қилиду. Жанрлиқ тәркиви нахша, уссул, сатиридин туридиған ансамбльниң асасий мәхсити – миллий сәнъитимиз, мәдәнийитимизниң техиму тәрәққий етишигә төһпә қошуш.
 
 «Жазерке» — хәлиқниң жүригидә


Наһийәлик Мәдәнийәт өйидики йәнә бир ансамбль – «Жазерке» хәлиқ миллий-әсваплар ансамбли дәп атилиду. Қериндаш қазақ хәлқиниң сәнъитини бейитип келиватқан ушбу коллектив 1989-жили Кеңәш һөкүмити дәвридә наһийәлик мәдәнийәт бөлүми йенидин қурулған. Униң дәсләпки уюштурғучиси вә йетәкчиси шу заманлардики автоклуб йетәкчиси, «Һөрмәт Бәлгүси» ордениниң саһиби Муқанбек Оразбаев болған. Шаир, компазитор Муқанбек Оразбаев ансамбльниң намини шу жиллири өзи язған нахшиниң нами билән бағлаштуруп «Жазерке» дәп атиған. 
Аталмиш ансамбльда дәсләпки жиллири һүнәр көрсәткән жутдишимиз, тонулған нахшичи, актер Бекжан Турысни һазир қазақстанлиқ сәнъәт мухлислири яхши тонуйду. Мана шундақ нурғунлиған талантлиқ шәхсләрни чоң сәһниләрдин көрүнишигә зәмин яратқан «Жазерке» ансамблиниң еғир жиллардики қийинчилиқларға қаримай, путидин тик туруп кетишидә шу вақитлардики мәдәнийәт бөлүминиң башлиғи, мәрһум Иманбек Бейтилеуовниң әмгиги зор. 
Қийинчилиқ демәкчи, жуқурида тәкитлигинимиздәк, мустәқилликкичә вә мустәқилликниң дәсләпки жиллиридики қийинчилиқлар мәдәнийәт саһасиниму айлинип өтмиди. Ансамбль әзалири җан беқиш үчүн һәрхил саһаларға кетишкә мәҗбур болди. ...Елимиз синақлардин сүрүнмәй өтүп, әһвал әслигә келишкә башлиди. Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт вә әхбарат министрлигиниң 2007-жилниң 28-мартидики №93 буйруғиға бенаән «Жазерке» ансамблиға «Хәлиқ ансамбли» нами берилди. Тәҗрибилик вә қабилийәтлик сәнъәткар Болысбек Мондыбаев ансамбль йетәкчиси болди. Алмута вилайәтлик мәдәнийәт башқармиси наһийәлик «Жазерке» ансамблиға дәсләп үч штатлиқ бирлик бәрсә, һазир мәзкүр ансамбльниң тәркивидә он сәккиз адәм хизмәт қилмақта. 
Бу күнләрдә ансамбльға Б.Мондыбаевниң өмүрлүк җүпти һәм кәсипдиши Әлия Жанбаева йетәкчилик қилиду. Болысбек Мондыбаев болса, ансамбльниң талантлиқ дирижери һәм музыкилиқ йетәкчисидур. Ансамбль әзалиридин жуқури билимлик кәспий мутәхәссис Е.Сарбасов, нахшичилардин О.Бурилхан, Ж.Тыныс, Л.Алипова, Қ.Әлдибеков, аса таяқта ойнайдиған Қ.Қурманәлиев, қобузчи Қ.Мырзатаева, күйчи А.Сәди, Б.Жумақадир кәспигә иштияқ бағлап әмгәк қилип, қазақ сәнъитиниң риваҗлинишиға өз һәссисини қошмақта. 
Мошу йәрдә ансамбльниң Муқағали Мақатаевниң туғулған күнигә беғишланған «О, Муза! Тағдырыма иемісің?!» намлиқ вә А.Қунанбайоғлиниң 175 жиллиғиға даир «Улуқ хәлиқниң улуқ Абайи» дегән әдәбий-сазлиқ кечиликлири билән талайларни һәйран қалдурғанлиғини алаһидә тәкитләп өтүшкә әрзийду. Яш болсиму, таланти билән көзгә чүшүп жүргән Еркебулан Нуржақып, Ақмарал Зиналқизи, Гүлдана Намазбекова, Сағыныш Исмайил охшаш ансамбльниң яш әзалири сәнъәткә болған муһәббити билән хәлиқни қайил қилмақта. 

Хәйрият, талантлиқ яшлиримиз барида «Арзу» билән «Жазерке» техи талай даванлардин ашиду дегән үмүттимиз. Мәдәнийәт өйидин бирқатар мәлуматларни топлап, мақалә тәйярлаш җәриянида инглиз язғучиси Джон Рескинниң «Цивилизация дегинимиз – мәдәнийәтлик җәмийәт қелиплаштуруш» дегән қанатлиқ сөзи ядимға кәлди. 
Һәқиқәтән, мәдәнийити билән тонулған дөләтләрла мустәқиллигини мәңгүлүк сақлап қалалайду. Әл болимән дәймизкән, Елбасы ейтқандәк, авал йеза мәдәнийитини көтиришкә күч чиқиришимиз лазим. Авал мәдәнийәт хадимлириниң бемалал иш елип бериши үчүн Кеңәш дәвридин қалған мәдәний мәһкимиләрни заманийлаштурғинимиз әвзәл. Мана шундила йеңи замандики йеңи Қазақстанға айлинимиз. Бир сөз билән ейтқанда, мәнивий йеңилиниш – мәдәнийәттин башлиниду. 

574 рет

көрсетілді

75

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы