• Спорт
  • 10 Маусым, 2021

Арман алға башлайду

Он бир яшлиқ Муслим Нурсалинов спортниң тай бокс түри билән шуғулланған күндин башлап, өз демәтликлири арисида биринчиликни талишип келиватиду.
Шәһәрдики 160-мәктәпниң 6-синип оқуғучиси Муслим сәккиз йешида дәсләпки қетим рингқа чиқип, бронза медалини елишқа муйәссәр болди. Шуниңдин кейин у спортниң бу түри билән җиддий шуғуллинишқа киришти. Армини – алтунға қол йәткүзүш еди. Йеқинда Муслим бу арминиға йәтти. У җәнубий пайтәхтимиздә өткән шәһәрлик турнирда 10-11 яшлиқ қурдашлири арисида 30 килограмм салмақ дәриҗиси бойичә бирнәччә рәқивини тиз пүктирип, Алмута шәһириниң чемпиони аталди. 
«Елюхан» кәспий спорт клубиниң рәһбәрлиги Муслимниң келәчигидин зор үмүт күтиду. Әнди уни хәлиқара ринглардин көрүшни арман қилиду. Муслимниңму армини шу.

470 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы