• Қәлб төридики инсанлар
  • 10 Маусым, 2021

Бир жил болди кәткинигә...

Иврайим БАРАТОВ,
“Уйғур авази”

Мана, аридин йәнә бир жил өтти, демәк, гезитимизда “Абдукерим Тудияров” дәп имза қоюлған мақалиларниң елан қилинмиғиниға шунчә вақит болди дегән сөз. Бу дөрән аримиздин кәлмәскә кәткән кәсипдишимизни әсләватқинимизниң сәвәви, бүгүн униң туғулған күни, һаят болса, адәттикидәк, бу сәнә дағдуғилиқ атап өтүләтти, униң үстигә бүгүн-әтә мәрһумниң жил нәзири...
 Һә, пүткүл дунияни зил-зилигә селиватқан таҗсиман вирус пандемияси түпәйли әтрапимизда адәм ишәнгүсиз ишлар садир болмақта. Техи түнүгүнла аримизда жүгрәп жүргән адәм бүгүн йоқ. Тәләйгә қарши, Абдукерим ака шуларниң бири болуп қалди.
 Қазақстанниң Пәхрий журналисти, Қазақстан Журналистлар иттипақиниң әзаси, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Абдукерим Тудияров мәтбуаттики әмгәк йолини Панфилов наһийәлик «Колхозчилар авази» гезитидин башлиди. Бу йәрдә бөлүм башлиғи, баш муһәррирниң орунбасари болуп жигирмә жил әстаидил әмгәк қилип, гезит паалийитини яхшилашқа, наһийәниң ихтисадий-мәдәний тәрәққиятиға мунасип үлүшини қошти. Шу жиллири наһийәлик кеңәшкә депутат болуп сайлинип, сайлиғучиларниңму аманәтлирини шәрәплик орунлиди. 
 Бизгә яхши мәлумки, 1992-жили наһийә рәһбәрлиги билән келишилгән һалда А.Тудияров дәсләп Талдиқорған (һазирқи Алмута) вилайити, кейин Панфилов наһийәси бойичә «Уйғур авази» гезитиниң өз мухбири болди. Униңға шу кәмдики наһийә һакими Ә.Ибраймолдаевниң тәшәббуси билән һакимийәт идарисидин мәхсус бөлмә аҗритилип берилди. Буму гезитқа, мухбирға болған һөрмәт, ишәнчә еди. Мустәқилликниң дәсләпки еғир жиллири болушиға қаримай, гезитимизниң Панфилов наһийәси бойичә өз мухбири А.Тудияров наһийәлик һакимийәт органлири, карханилар вә идариләр рәһбәрлири билән қоюқ мунасивәттә иш елип барди. Тинимсиз, еринишни билмәйдиған, өз ишиға чин виҗдани билән берилгән истедатлиқ журналист үчүн һәммә иш муһим болуп, наһийә даирисидики барлиқ чарә-тәдбирләргә турақлиқ қатнишип турди. Шуниң үчүн Яркәнт тәвәсидә А.Тудияровниң бармиған, арилимиған йери қалмиди десәк, хаталашмаймиз. Журналистниң бу саһадики көпжиллиқ үнүмлүк әмгиги мунасип баһалинип, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини аталди, “Қазақстанниң Пәхрий журналисти” шәрәплик намиға сазавәр болди, Қазақстан Җумһурийити Алий Кеңишиниң Пәхрий ярлиғи, Мәдәнийәт вә әхбарат министрлигиниң Пәхрий ярлиғи, шундақла бирмунчә тәвәллудлуқ медальлар билән тәғдирләнди. Муһими, пешқәдәм журналист яркәнтликләрниңла әмәс, миңлиған гезитханлиримизниң һөрмәт-еһтирамиға муйәссәр болди. 
Шәхсән маңа шу нәрсә яхши аянки, Абдукерим Абдрахманоғли мәктәптә оқуватқан жиллиридин башлапла, иҗат билән шуғулланған екән. Уларниң бәзилири Панфилов наһийәлик “Колхозчилар авази” гезитида йоруқ көрди. Униң дәсләпки “Вәтиним” намлиқ шеири мәзкүр гезитта 1954-жили бесилипту. Икки куплетлиқ шеирида яш һәвәскар арман-мәхситини мундақ изһар қилиду: 
Әзиз Вәтән – бай өлкәм, 
Мәнму сениң пәрзәндиң. 
Бәхит тепип қойнуңда, 
Қанитимни кәң яйдим. 
Вәтән десәм боюмға, 
Келәр долқун җигәрим. 
Сениң шанлиқ йолуңға, 
Әмгәк қилиш арминим. 
Мана, униң мошу шеиридин яшлиқ чеғидинла Вәтән, жути, жутдашлири үчүн хизмәт қилишни арзу-арман қилғанлиғи көрүнүп турупту. У шу арминиға йәтти. Мәрһум Яркәнт тәвәсигила әмәс, җумһурийәт җамаәтчилигигә тонулған журналист дәриҗисигә көтирилди. Бу тоғрилиқ Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси Дүрнәм Мәшүрова мәрһумни әсләп язған бир мақалисида мундақ дәйду:“ ...Абдукерим мениң йолдишим, һели мәрһум Азат Мәшүров билән яшлиғидин ағинә еди. Кейин хизмәт бабида йеқин арилишип, бир-биригә йөләкчи, мәслиһәтчи болуп жүрди. Аилимиз биләнму қоюқ арилаштуқ. Абдукерим 1979-жили җумһурийәтлик “Коммунизм туғи” (һазирқи “Уйғур авази”) гезитиға ишқа тәклип қилинғанда биз, қәдинас достлириму, хошал болдуқ. Шу жиллири Азат Мәшүров хәлиқ депутатлири Панфилов наһийәлик иҗраий комитетиниң рәиси хизмитини атқурувататти. Униң тәшәббуси вә уюштуруши билән Абдукерим вә униң вападар яри Һәҗәрбүвиниң һөрмитигә Или дәрияси бойида хошлишиш зияпитини бәрдуқ, бай дәстихан йейилди, дилраба нахша-сазлар яңриди. Азат достлири намидин әҗайип тәсирлик, иллиқ сөз-тиләклирини ейтти, башқилиримизму униңға ақ йол тилидуқ. Шундақ қилип, бу йәрдә төрт-бәш саат тамашә қилғандин кейин, уларға достлиримиз Маһмут билән Бибинур Закировларни һәмра қилип, Азатниң иш бабидики “Волга” машинисида Алмутиға атландурған едуқ. Буниңғиму аридин 40 жилдин ошуқ вақит өтүпту. Абдукеримниң әркин иҗат қилишиға ғәмгүзар рәпиқиси, достумиз Һәҗәрбүвиниң қошқан һәссиси бебаһа. Юлтузлири ярашқанлар инақ аилидә төрт пәрзәндини заманға лайиқ тәрбийиләп, қатарға қошқан вә йәттә нәврә сөйгән бәхитлик инсанлар, ибрәтлик аилә егилири”. 
Дүрнәм һәдә әсләп өткән мошу мисалдинла Абдукерим акиниң әл-ағинилири алдида наһайити һөрмәтлик инсан болғанлиғини көрүшкә болиду. Һә, мәрһум пәқәт әйнә шундақ дост-бурадәрлири алдидила әмәс, яркәнтлик жутдашлири арисидиму аброй-инавәтлик еди. Чүнки у өзиниң пүткүл журналистик паалийитидә яркәнтликләрни мәдһийиләп өтти. Өсәк тәвәсидин йетилип чиққан кимни язмиди, унтулуп қалған бирәр шәхсий тепиш тәс. Шуңлашқа болса керәк, йәттә яштин йәтмиш яшқичә болған яркәнтликләр Абдукерим акини яхши тонатти, һөрмәт қилатти, алдидин тоғра өтмәтти.
 Абдукерим ака Надәктә туғулуп өсти. Мошу жуттики мәктәпниң 7-синипини тамамлап, андин оқушини Яркәнттә давамлаштурди. Алмутиға келип, алий билим алди. Мошу җәриянларда у тәғдир долқунлириға урулуп, тавланди. Ата-аниси Абдурахман вә Тудихан Тудияровлар Киров намидики колхозниң һулини қуруп, униң ихтисадини көтириш йолида җанпидалиқ әмгәк қилған инсанлардин болғачқа, таң сәһәрдин әл ятқичә колхоз иши билән бәнт болди. Әмгәк һәққигә алған азду-тола нәрсиси билән аилисидики тоққуз балини асриди. Шуңлашқа Абдукерим акиму сүйиги қатмай, җисманий әмгәккә арилашти, етиз-фермиларда ишлиди. Ахири паравән турмуш әмгәктә, билимдә екәнлигини чүшәндидә, оқушқа интилди. 
Онинчи синипни пүтирип, бириниң кесигини қуюп, Алмутиға оқушқа кәтти. Өзиниң тиришчанлиғи, билимгә болған хуштарлиғи түпәйли, алий оқуш орниға чүшти. ҚазДУниң ІІІ курсида оқуватқан 1963-жили өмүрлүк җүпти Һәҗәрбүви һәдимиз билән аилә қуруп, бәхитлик һаят кәчүрди, пәрзәнт қучуп, нәврә сөйди. 
Бирақ, әпсус, мәрһум һаятниң барлиқ синақлириға бәрдашлиқ бәрсиму, тәғдирниң язмишиға қарши туралмиди...

311 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы