• Әхбаратлар еқими
  • 10 Маусым, 2021

Мәтбуатимизниң карван беши

Бүгүнки Панфилов наһийәлик “Жаркент өңірі” гезитиниң  дәсләпки саниниң нәшир қилинғиниға 100 жил болди. Шуңа гезит тарихини қисқичә әсләп өтүшни мувапиқ көрдуқ.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

Бүгүнки наһийәлик гезитниң һули — «Қәмбәғәлләр авази» гезитиниң дәсләпки сани 1921-жили 1-июнь күни уйғур тилида йоруқ көрди һәм мәтбуатимизниң қалиғичи аталди. Мана шуниңдин бери хәлқимиз мәтбуатни билип, ана тилидики нәширгә егә болди. Мәзкүр гезит йоруқ көргән күндин башлап уйғур әмгәкчилири арисида миллий мәсилиләрни тәшвиқ қилишта һәл қилғучи роль ойниди. Әшу жилларда униң сәһипилиридә иҗтимаий-ихтисадий мәсилиләргә аит материаллар көпләп елан қилинди.
Мәтбуатимизниң қалиғичи болған «Кәмбәғәлләр авази» гезитини уюштурушта һәм уни нәшир қилишта дөләт вә җәмийәт әрбаби А.Розибақиевниң әмгиги бебаһадур. Шундақла униң ушбу нәширниң дәсләпки муһәррири болғанлиғини алаһидә қәйт қилишқа әрзийду. А.Розибақиевниң маһир тәшкилатчи һәм тәрғибатчила әмәс, бәлки талантлиқ журналист-публицист болғанлиғиму һәммимизгә мәлум. Шуниң үчүн у мәтбуатни жуқури баһалиған. Дөләт әрбаби һаятиниң ахирқи күнлиригичә тарихий, сәясий вә илмий мәзмуни чоңқур мақалиларни елан қилип турди. 
Өзбәкстан, Қазақстан вә Қирғизстан әмгәкчилири инқилавий иттипақиниң қурултийиға беғишланған йеңи гезитниң дәсләпки сани Ташкәнт шәһиридә йоруқ көрди. Униң тиражи бари-йоқи бирнәччә данә болуп, нәширдин чиққан гезит аддий вә рәмзий түрдә дәвир роһиға мувапиқ «Кәмбәғәлләр авази» нами билән аталди. У қедимий Яркәнт тәвәси әмгәкчилиригә инқилап һәқиқитини йәткүзди.
1922-жили гезитниң тәһрирати Алмута шәһиригә көчирилди. Гезит дәсләпки санидин башлапла Йәттисуниң җай-җайлиридики саватсизлиқни йоқитиш, йеңи демократик өзгиришләрниң шәкиллиниши һәққидә мақалиларни елан қилип, парлақ келәчәк йолида тәшвиқат-тәрғибат ишлирини елип барди.
Өткән 100 жил ичидә гезит нурғунлиған қийинчилиқлар билән хошаллиқларни баштин кәчүрди. Әшу жилларда у тәшкилатчилиқ тәрипидинму, қурулуши җәһитидинму талай-талай өзгиришләргә учриди. Өткән әсирниң оттузинчи жиллири күз пәслидә «Кәмбәғәлләр авази» Яркәнт шәһиридә чиқишқа башлиди. Гезит тарихида кәскин вә пәвқуладдә вәзийәтләрму аз болмиди. Мәсилән, 1957-жили Откябрь наһийәси Панфилов наһийәсиниң тәркивигә киргән чағда, гезитханлар бу гезитни үч тилда оқуш мүмкинчилигигә егә болди. У уйғурчә «Колхозчилар авази», қазақчә «Социалистик жол» вә русчә «Голос колхозника» болуп нәшир қилинди. Бирақ һәрқандақ пәйттә өз паалийитини тохтатмиди. Гезитниң намиму, тиражиму, тәсис қилғучисиму талай қетим өзгәрди. Ениғирақ ейтқанда, гезит һәрхил жилларда «Голос колхозника», «Знамя труда», «Искра», «Жаңалық жаршысы», «Йеңилиқ авази», «Октябрь нури» вә «Яркәнт тәвәси» намлирида йоруқ көрди. Заман тәливи билән мәзмуни җәһәттин бейип келиватқан наһийәлик гезитқа көпчилик амминиң қизиқиши суслашмай, бәлки йәниму ашқанлиғини гезитниң һазирқи һаятидин көрүшкә болиду.
Биз һәрқачан өткәнни әсләш арқилиқ келәчәкни бәлгүләймиз. Бу – һәқиқәт. Шуниң үчүнму бүгүнки күндә бир әсирлик шанлиқ тойини нишанлаватқан «Яркәнт тәвәсиниң» һәрхил дәвирләрдә җанкөйәрлири вә тәшкилатчилири болған адәмләрни алаһидә һөрмәт-еһтирам илкидә әскә алимиз. Исмайил Тайиров, Бурһан Қасимов, Иврайим Бақиев, Нур Қурбанов, Зейнолла Киндикбаев, Шаяхмет Айдарханов, Мамет Айғирбаев, Рымтай Даулетов, Елжас Бейсенбеков, Жапар Шаяхметов, Қазали Сембаев, Берикбай Биләлов, Ғалым Жазылбеков вә башқилар гезитниң тәшкилатчиси вә муһәррирлиридин болса, униң бүгүнкидәк дәриҗигә йетиши үчүн өз үлүшини қошқан талантлиқ, пешқәдәм журналистлар Тудахун Мәшрәпов, Турған Тохтәмов, Йолдаш Азаматов, Қуаныш Султанов, Турсын Әлпейисов, Сейитқазы Бақберов, Әхмәтҗан Садиров, Маһмут Закиров, Абдукерим Тудияров, Нурәхмәт Әхмәтов, Абдрахман Әсқәров, Хетип Малибаев, Турған Һошуров, Тәлъәт Илиев, Мирзағали Нурсейит, Роза Истай, Омарғали Сәду, Садиқ Жумабай, Нурәдил Бегимбетов вә башқиму исми аталмиған, қәлими гезитта тавланған инсанларниң исимлирини зор пәхирлиниш билән тилға алимиз. Һазир уларниң ишини Панфилов наһийәлик мәслиһәтниң депутати журналист вә ақин Бағдат Айтмуқаева муһәррирлигидики Жумағазы Бейсебеков, Қусайын Бейсебай, Ақмарал Хаметжанова, Сымбат Әбдреш, Балерке Кеңесбайқатарлиқ мухбирлар вә ушбу қурларниң муәллипи давамлаштуруватиду. Биз гезитимизниң 100 жиллиқ шанлиқ сәнәси күнлиридә һаяттин өткән пешқәдәмлиримизниң роһиға баш егип, миннәтдарлиғимизни билдүримиз. 
«Яркәнт тәвәси» узун жиллар давамида Панфилов наһийәлик басмиханида терилип, сәһипиләнди. Униң бесилип чиқишида басмихана хадимлириниңму әмгиги бебаһа болди. Вақит билән һесаплашмай ишлигән, һели мәрһум Әдилжан Сегизбаев, Сламқан Жақыбай (басмихана мудири болған), басмихана хадимлири Адилҗан Хамитов, Гүлбаршын Малмақова, Равшан Қосуақова, Салтанат Абдрахманова вә башқиму хадимларниң әмгигини тилға алған орунлуқ.
Бүгүнки электронлуқ хизмәт вә компьютер дәвридә «Яркәнт тәвәси» гезити һәптисигә бир қетим қазақ, уйғур вә рус тиллирида нәшир қилиниватиду. Тарилиш даирисиму кәң. Һәтта, елимиз пайтәхти – Нур-Султан шәһиригә, Қазақстан хәлқи Ассамблеясигиму бир даниси әвәтилип туриду. Гезитниң иҗадий хадимлири бу мурәккәп саһада наһийә нәпәсини һәртәрәплимә кәң вә объектив йорутушқа тиришип, издинип әмгәк әтмәктә. Гезитниң уйғур бөлүмидә узақ жиллар мухбир, бөлүм башлиғи болған мәрһум Абдукерим Тудияров мошу гезит тәрәққиятиға алаһидә төһпә қошти. Әмгәк паалийитини корректорлуқтин башлап, андин мухбир, әдәбий хадим вә бөлүм башлиғи дәриҗисигә йәткән пешқәдәм журналист Абдурахман Әсқәровниң исми гезит тарихиға алтун һәрипләр билән йезилди. Уларниң ярқин хатириси мәңгү қәлбимиздә. Әнди һаятиниң 20 жилини наһийәлик гезит ишиға беғишлиған мухбир, муһәррирниң орунбасари қатарлиқ хизмәтләрни елип берип, бүгүнки күндә һөрмәтлик дәм елишта жүргән талантлиқ шаир, журналист акимиз Нурәхмәт Әхмәтовни биз, гезитниң һазирқи хадимлири, мәслиһәтчимиз һәм устазимиз дәп билимиз.
Мәлумки, һәрқандақ әхбарат васитиси ихтиярий мухбирларниң ярдимидин хали әмәс. «Яркәнт тәвәсиниң» ишиға паал арилишип, униң мәзмунлуқ вә сүпәтлик чиқишиға биркишилик үлүшини қошуп келиватқан Майминәм Имәрова, Асийәм Өмәрбақиева, Турсунмәһәмәт Мәшүров, Ризванәм Розиева, Бәхитҗан Разиев исимлирини атап өтмисәк болмайду. 
Бир әсирлик тарихқа егә “Жаркент өңірі” гезити сәһипилиридә қәлими тавланған иҗадий хадимлиримизни вә миңлиған гезитханларни сөйүмлүк нәшримизниң 100 жиллиқ тәвәллуди мунасивити билән тәбрикләймиз.

Панфилов наһийәси.
 

443 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы