• Әхбаратлар еқими
  • 10 Маусым, 2021

Уйғур театрини зиярәт қилди

 Йеқинда Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари Марат Әзилханов Қ.Ғоҗамияров намидики академиялик дөләт Уйғур музыкилиқ- комедия театрини зиярәт қилди. Униңға “Қоғамдық келісім” җумһурийәтлик дөләт мәһкимисиниң мудири Ербол Шәуенов, Қазақстан Җумһурийити әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлиги этносларара мунасивәтләрни тәрәққий әткүзүш комитетиниң рәиси Ғалым Шойкин, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси, Қазақстан уйғурлири җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов вә башқиму бирқатар меһманлар һәмра болди.

Ершат ӘСМӘТОВ,
«Уйғур авази»

 Меһманлар алди билән сәнъитимизниң қутлуқ дәргаһини арилап, көрүп чиқти. Театр мудириниң вәзиписини вақитлиқ орунлиғучи Савутҗан Сонуров уларға театр тарихи вә униң бүгүнки нәпәси, қутлуқ сәнъәт дәргаһиниң асасини салған сәнъәткарлиримиз һәм бүгүн қизғин паалийәт елип бериватқан яшлар һәққидә әтраплиқ ейтип бәрди. 
Уйғур театри – Қазақстандики хәлқимиз пәхирлинидиған һәм бөләкчә қәдир тутидиған мәдәнийәт орни, – деди Савутҗан Сидиқоғли. – Уни дуниядики бирдин-бир кәспий театр дәп ишәшлик ейталаймиз. Мустәқил Қазақ елиниң дана миллий сәясити, җүмлидин уйғур хәлқигә яритилған зор имканийити түпәйли сәнъәтсөйәр хәлқимиз бу қутлуқ дәргаһта ана тилидики қоюлумларни, концертлиқ программиларни тамашә қилип, мәнивий тәшналиғини қандуруп кәлмәктә. Буниң үчүн Елбасымиздин, Президентимиздин вә Қазақстан һөкүмитидин чәксиз миннәтдармиз.
 Савутҗан Сидиқоғли сөзара Уйғур театрини буниңдин илгириму көплигән алий дәриҗилик меһманларниң зиярәт қилғанлиғини, болупму 2002-жили Қазақстанниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң қәдәм ташлиғанлиғини алаһидә мәмнунийәт билән тилға алди. 
 Мошу йәрдә пүткүл дунияни һәләйкүмгә салған пандемия вақтида, йәни елимиз ихтисадий қийинчилиқларни баштин кәчүрүватқан еғир бир вәзийәттә театр бенасиниң мурәккәп җөндәштин утуқлуқ өткәнлигини алаһидә тәкитләш лазимдур. Бена ичи пәқәт чирайлиқ безилипла қалмай, униңда сәнъәткарларниң паалийәт елип бериши үчүнму, тамашибинниң роһий озуқ елип, көңүлдикидәк дәм елип қайтиши үчүнму барлиқ шараит яритилған. 
 Савутҗан Сидиқоғли шундақла театр репертуариға тохтилип, униңдин классик һәм заманивий қоюлумларниң орун алғанлиғини, һәтта бирнәччә спектакльниң таза қазақ тилида сәһниләштүрүлгәнлигини қошумчә қилди. 
Уйғур театрини зиярәт қилған күнимизниң Мәдәнийәт вә сәнъәт хадимлириниң мәйримигә, шундақла мәзкүр дәргаһқа нами берилгән бүйүк намайәндә Қуддус Ғоҗамияровниң туғулған күнигә тоғра кәлгәнлигидин бәк хурсәнмән. Шу мунасивәт билән һәммиңларни сәмимий тәбрикләймән, – деди Марат Алмасоғли театрға қилған зияритини йәкүнләп. – Бу йәргә қәдәм ташлишимиздики асасий мәхсәт – театрни зиярәт қилиш билән биллә, силәр билән үз көрүшүп, очуқ пикирлишиштин ибарәт. Мәлум болушичә, бенани мурәккәп җөндәштин өткүзүшкә дөләт бюджетидин 1,5 миллиард тәңгә аҗритилипту. Униң нәтиҗисини мана силәр билән биллә арилап, көрүп чиқип чоңқур тәсират алдуқ. Буни дөләт тәрипидин мәдәнийәтни риваҗландуруш вә тамашибинниң мәнивий тәшналиғини қандуруш үчүн қилинған ғәмхорлуқ дәп чүшинишимиз керәк. Әнди пәқәт миллий әнъәнилириңларни, тилиңларни йоқатмай, техиму тәрәққий әткүзүш йолида шиҗаәтлик әмгәк қилишиңларға тиләкдашлиқ билдүримиз. Йеңилиқлириңлар мубарәк болсун!
 ҚХА Рәисиниң орунбасари театрни зиярәт қилип болғандин кейин җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң тар тәркиптики бюро әзалири билән учришип, йеқиндин тонушти вә бүгүнки күнниң муһим мәсилилири әтрапида сөһбәтләшти. Мәзкүр баш қошуш давамида Шаһимәрдан Нурумов униңға мәркәз тәрипидин әмәлгә ашурулуватқан ишлар тоғрилиқ әхбарат бәрди.

562 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы