• Йеңилиқлар
  • 02 Қараша, 2012

Әмгиги мунасип баһаланди

Келәчәк егилири болған әвлат тәғдири устазларниң қолида. Мошу йолда һармай-талмай паалийәт елип бериватқан устазлиримиз аз әмәс. Шуларниң бири — Қазақстан Җумһурийитиниң Маарип әлачиси, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждани, Азат толуқсиз оттура мәктивиниң мудири Иврайимҗан Исмәковтур. Һаятиниң 35 жилини устазлиққа беғишлап, кейинки 25 жилдин ошуқ вақит җәриянида мәктәп мудири сүпитидә паалийәт елип келиватқан Иврайимҗан ака өз ишини мукәммәл билидиған, иш-тәҗрибиси мол, тәләпчан рәһбәр. У шундақла кәмтар, әтрапидикиләрниң ғәм-қайғусини тәң бөлүшүп, хошаллиғиға ортақ болидиған, қоли очуқ, көңли йоруқ, меһриван инсан. Шу хисләтлири түпәйли кәсипдашлири арисидиму, жуттиму ишәнчә-һөрмәткә сазавәр болди. Пәқәт мәктәпкә мунасивәтликла әмәс, бәлки наһийәлик, вилайәтлик, җумһурийәтлик чарә-тәдбирләргә паал қатнишип, уларни уюштурушқа чоң һәссә қошуп келиватиду. Униң күч чиқириши түпәйли қазақ вә рус тилида билим беридиған мәзкүр мәктәптә тәһсил көрүватқан уйғур балилири оқуш программиси даирисидә өз ана тилини үгиниш мүмкинчилигигә егә болди. Иврайимҗан ака жут үчүнму көплигән ишларни уюштуруп, уларниң муваппәқийәтлик аяқлишишиға қол йәткүзди. Шуларниң бири — Азат йезисиниң мәркизигә орнитилған Улуқ Вәтән уруши қатнашқучилириниң хатирисигә орнитилған ядикарлиқ. Униң рәһбәрлигидики Азат толуқсиз оттура мәктиви жилдин-жилға йеңи чоққилардин көрүнмәктә. Мәсилән, муәллимләр наһийәлик, вилайәтлик «Жил муәллими» байқашлириға, оқуғучилар пән олимпиадилириға қатнишип, чоң муваппәқийәтләргә қол йәткүзмәктә. Атап ейтқанда, «Әнші балапан», «Ғунчә» байқашлириға қатнишип, лауреат аталған түнүгүнки оқуғучилар, бүгүнки күндә һәр түрлүк кәсип егилири болуп, һаятта өз йолини тапти. Иврайимҗан Исмәковниң билим йолида йәткән утуқлири жуқури баһалинип, у муәллимләрниң кәспий мәйрими һарписида Қазақстан Җумһурийити Маарип министрлиги тәсис қилған Ибрай Алтынсарин намидики медаль билән мукапатланди. Пурсәттин пайдилинип, Иврайимҗан Исмәковни ушбу утуғи билән тәбрикләп, һаятиға хатирҗәмлик, ишлириға муваппәқийәт тиләймиз.

Җәнәм ҚУРБАНОВА,

Азат толуқсиз оттура мәктивиниң муәллими.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

473 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы