• Йеңилиқлар
  • 02 Қараша, 2012

Мәркизий Азиядә «биринчи» орунда

Әгәр Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилатиниң мәлуматлириға асаслансақ, җумһурийитимизниң һәр бир турғуни жилиға алтә литр таза спирт истимал қилидекән. Буниңда Қазақстан мошу мәсилидә «бай тәҗрибигә» егә хошнилардин — Россия, Украина вә Белоруссиядин сәлла кейин туруватиду — уларда бир адәмгә жилиға 15 литр спирт тоғра келиду. Униңдин ташқири, Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилатиниң мутәхәссислири һарақ ичидиған қазақстанлиқларниң 17 пайизиниң уни наһайити хәтәрлик дозида истимал қилидиғанлиғини һесаплап чиққан. Бу спиртлиқ ичимликләр баһасиниң төвәнлиги, уни сатидиған орунларниң көплиги билән чүшәндүрүлсә керәк. Мәсилән, елимизда 210 шәһәр турғуниға һарақ-шарап сатидиған бир сода орни тоғра келиду. Бүгүнки күнгә қәдәр, Қазақстанда «алкоголизм» диагнози қоюлған 200 миңдин ошуқ адәм наркология диспансерлирида һесапқа елинған болуп, уларниң бесим көпчилигини жигирмә яшқичә болған яшлар тәшкил қиливатиду. Тәбиийки, булар дохтурлар тәрипидин рәсмий түрдә һарақкәш дәп етирап қилинғанлардур.  Шөһрәт МӘСИМОВ.

441 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы