• Йеңилиқлар
  • 02 Қараша, 2012

Ават техиму аватлашмақта

Ават — Ишиктә тәвәсидики әң чоң жутларниң бири. Бу йәрдә миңдин ошуқ аилә иҗил-инақ һаят кәчүрмәктә. Йеза аһалисиниң тәң йеримини уйғурлар тәшкил қилиду. Һәрхил милләт вәкиллиридин тәшкил тапқан йеза аһалиси өз ара достлуғи, инақлиғи вә тиришчанлиғи түпәйли пат-пат болуп туридиған мәрасим-сәнәләрни бирликтә өткүзиду. Шуңлашқа аватлиқлар «Сөлитигә дөлити ярашқан» жути билән һәқлиқ йосунда пәхирлиниду. Йезидики уйғур җамаәтчилиги арисида әдәп-әхлақни, уюшчанлиқ билән инақлиқни тәрғип қилип, жут үчүн пәрванә болуп жүргән әзимәтләр аз әмәс. Шуларниң қатарида Музәппәр Мутәллипов, Қадир Разиев, Үсүпҗан Қәмбәров, Абдул Иминов, Сетивалди Тоқаев, Сәйдуллам Мәңсүровниң әмгигини алаһидә тәкитләшкә әрзийду. Әнди сахавәтлик ишлири билән жутдашлириниң һөрмитигә бөлинип келиватқан тиҗарәтчиләрдин Абдул Иминов билән Арселин Зулияровтин жутдашлири дайим миннәтдар. Һәммигә мәлумки, елимизда утуқлуқ әмәлгә ашурулуватқан «Йол хәритиси — 2020» программиси иҗтимаий-мәиший, маарип, саламәтликни сақлаш охшаш саһаларда өзиниң һаятий зөрүрлүги, шундақла әвзәлликлири билән күндилик турмушимизда муһим роль ойнимақта. Униң шундақ екәнлигини мошу йезиниң тәрәққиятидинму рошән көрүшкә болиду. Җүмлидин бузулушқа аз қалған Мәдәнийәт өйини әслигә кәлтүрүш, дохтурхана бенасини җөндәш, балилар бағчисини селиш ишлири қолға елинип, муваппәқийәтлик аяқлишиватиду. Узун икки коча толуқ асфальтланди. Буниң һәммиси жутниң отида көйүп, сүйидә еқип жүргән җәмийәтлик ишларниң тәшәббускари, устаз Ғоҗәхмәт Шәмахунов билән жигитбеши Үсәнҗан Абдурахмановниң әстаидил әмгигиниң нәтиҗиси, дәп ейтишқа толуқ асас бар. — Бу ишлар қолға елиништин авал биз җамаәтчиликниң баш қошушини уюштуруп, униңға Парламент депутатлири Мурат Әхмәдиев билән Зағипа Балиевани тәклип қилип, уларға бүгүнки күндә бизгә әң һаҗәтлик, новәт күткүзмәйдиған проблемилиримиз һәққидә ейтип бәрдуқ. Жуқурида тәкитләнгән объектларни ремонтлаш әшу хәлиқ вәкиллириниң қоллап-қувәтлиши билән әмәлгә ашти, — дәйду биз билән болған сөһбәттә Ғоҗәхмәт Шәмахунов. У шундақла миллитимиз варислирини оқутуш вә тәрбийиләш хусусидиму бир мунчә иҗабий ишларниң жүргүзүлүватқанлиғини ейтип  бәрди. Униң тәкитлишичә, истедатлиқ мудир Роза Крылованиң беваситә рәһбәрлиги вә қоллап-қувәтлиши билән бизниң қара көзлиримиз 1-синиптин 11-синипқичә өз ана тилида оқуш имканийитигә егә болған. Ахирқи жиллардила мошу мәктәпни өз ана тилида тамамлиған 6 оқуғучи алий һәрбий училищени түгитип, бүгүнки күндә  Қазақстан Җумһурийитиниң қураллиқ күчлиридә хизмәт қиливатиду. 3 учумкар алий оқуш орунлирини тамамлап, һәрхил пәнләр бойичә өзлири оқуған мәктәптә устазлиқ қилмақта. Әң муһими, Ғоҗәхмәт Шәмахунов охшаш милләтпәрвәр инсанлар түпәйли өз ана тилимизда оқуйдиған балиларниң сани пәйдин-пәй көпәймәктә. Әгәр балилар бағчиси ишқа қошулса, һәтта икки уйғур синип ечиш мүмкинчилиги яритилидиғанлиғи шүбһисиз.  Баш жигитбеши Үсәнҗан Абдурахмановму  көпчиликниң һөрмитигә сазавәр болуп, жут уни «Бизниң Үсәнҗан» дәп аташқа адәтләнгән. У бу күнләрдә өзиниң ярдәмчилири вә башқиму өз мәнпийитидин көпчилик мәнпийитини әла билидиған сәпдашлири билән  мәтбутимизниң карван беши болуп келиватқан «Уйғур авази» гезитиға муштири топлашни  қизғин  жүргүзүватиду. — Өткән жили бу сөйүмлүк гезитимизға 200гә йеқин адәм муштири болған еди. Бийил бу көрсәткүчни 300гә йәткүзимиз дәп нийәт қиливатимиз. Чүнки, биринчидин, яш оқурмәнләрниң сани жилдин-жилға көпийиватиду. Иккинчидин, активистлиримиз бу ишта алаһидә паалийәтчанлиқ көрситиватиду, — дәйду баш жигитбеши Үсәнҗан Абдурахманов. Қисқиси, биз бу йезида болғинимизда, жут аһалисиниң өмлүги, инақлиғи вә тиришчанлиғи Аватниң техиму ават болидиғанлиғиға зәмин яритиватқанлиғиға көз йәткүздуқ.

Мәһәмәтҗан ҺАПИЗОВ.

Әмгәкчиқазақ наһийәси. СҮРӘТТӘ: устаз Ғоҗәхмәт Шәмахунов (солдин оңға), Ишиктә региониниң баш жигитбеши Турсунмәһәмәт Абдусемәтов вә Ават йезисиниң баш жигитбеши Үсәнҗан Абдурахманов өз ара пикирләшмәктә.

555 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы