• Спорт
  • 02 Қараша, 2012

Мәхсәт — 40 лицензия

Қазақстан Сочида өткүзүлидиған ХХІІ қишлиқ олимпиада оюнлириға қатнишиш үчүн қириқ лицензиягә егә болушни мәхсәт қиливатиду. Мәмликитимизниң талланма командилири Сочи Олимпиадисиниң программисиға киргүзүлгән 15 спорт түриниң он иккисигә қатнишиш нийитидә. Мутәхәссисләрниң пикричә, алдимиздики қишлиқ Олимпиада оюнлирида чаңғуда чепишиш, биатлон, фристайл-могул, коньки спорти бойичә Қазақстанда жуқури нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүп, мукапатлиқ орунларға еришәләйдиған спортчилар бар. 2013-жили қазақстанлиқ спортчилар Олимпиада лицензиясини йеңивелиш үчүн 12 дуния чемпионатиға, 90дин ошуқ дуния кубоги вә хәлиқара турнирларға қатнишиду.    Мәлумки, ХХІІ қишлиқ Олимпиада оюнлири 2014-жили 7-февральда Сочида ечилиду. Оюнларда униңға қатнашқучилар спортниң 15 түри бойичә 84 медаль комплекти үчүн күч синишиду.

325 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы