• Тәвәллуд
  • 09 Қараша, 2012

Учумкарлири билән тонулған

Өткән һәптидә Алмутидики Җумһурийәт сарийида О.Жәутиков намидики ихтисаслаштурулған физика-математика оттура мәктәп-интернатиниң 40 жиллиғиға беғишланған мәрасим болуп өтти. Мәрасимни Премьер-Министрниң орунбасари Қайрат Келимбетов ечип, мәзкүр билим дәргаһиниң намиға өзиниң иллиқ ләвзини йоллиди. Андин Билим вә пән вице-министри Махметқали Сарыбеков, министр Бақытжан Жумағуловниң тәбрик хетини оқуп бәрди. Шундақла у мәзкүр билим дәргаһида паалийәт елип бериватқан бир нәччә устазларға министрликниң дипломини тапшурди. Мәктәп учумкарлири намидин сөз алған академик Асқар Жумадилдаев мәзкүр мәктәпни дунияға мәшһур билим дәргаһлири билән селиштуруп, униңға «Қазақстандики феномен» дәп баһа бәрди. Саһипханлар намидин сөзгә чиққан мәзкүр билим дәргаһиға көп жиллар рәһбәрлик қилған Александр Чернобай, һазирқи мәктәп мудири Қайрош Мақышев жирақ-йеқиндин кәлгән меһманларға өзлириниң миннәтдарлиғини изһар қилди. Устазлар мәзкүр билим дәргаһидин учум болған Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Мәмурийитиниң Рәһбири Кәрим Мәсимов, ҚҖ Премьер-Министриниң орунбасари Қайрат Келимбетов, «Союзи Атамекен» миллий ихтисат палатисиниң президенти Тимур Кулибаев, Павлодар вилайитиниң һакими Ерлан Арын, Ақмола вилайитиниң һакими Қайрат Қожамжаровниң исимлирини пәхирлиниш илкидә тилға алди.

Бәхтишат СОПИЕВ.         

 

440 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы