• Турнир
  • 09 Қараша, 2012

Футбол мәйданида — гөдәкләр

Йеқинда Алмутида «Кентавр» яш спортчиларни қоллап-қувәтләш фонди билән «Арлан» футбол ишқивазлири клубиниң уюштурушида вә қазақстанлиқ атақлиқ футболчи Руслан Балтиевниң һамийлиғида, шундақла «Инайәт» ассоциацияниң қоллап-қувәтлиши билән 7-8 яштикиләр арисида футболдин турнир болуп өтти. Турнирниң ечилиш тәнтәнисидә сөзгә чиққан Қазақстанниң хизмәт көрсәткән мәшиқләндүргүчиси, «Кентавр» яш спортчиларни қоллап-қувәтләш фондиниң президенти Махмут Искәндәров билән Руслан Балтиев яш спортчиларға ақ йол тиләп, бу хилдики мусабиқини һәр жили өткүзүшни әнъәнигә айландуруш тәкливини бәрди. Икки күнгә созулған бу турнирға  йәттә команда иштрак қилди. Мусабиқә йәкүни бойичә  «ЦСКА» (Арлан) биринчи, «Қайрат» иккинчи, «Жеңіс» үчинчи орунға егә болди. Мошу йәрдә, асасән кәспий спорт мәктәплиридә тәһсил көрүватқан балилардин тәркип тапқан командилар қатнашқан бу мусабиқиға Алмута шәһири А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназия командисиниңму иштрак қилип , алтинчи орунға еришкәнлигини алаһидә тәкитләшкә әрзийду. Әлвәттә, уларға кәспий спорт мәктивидә мәшиқлиниватқан рәқиплиригә қарши туруш оңайға чүшкини йоқ. Шуниңға қаримай, улар бир командиниң алдиға өтти. Уйғур балилириниң маһаритини шу турғидин жуқури баһалиған Руслан Балтиев уларниң һәр биригә өзиниң намидин спорт кийимлирини соға қилди. Бәхтишат СОПИЕВ.

375 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы