• Замандаш
  • 19 Қараша, 2012

Амәтлик аилә

 «Теги-тәкти яхши адәмләрдин...»

Башқа әлләрдә, һәтта қериндаш түркий тиллиқ хәлиқләрдә қандақлиғини билмәймән, амма биз, уйғурлар, турмуш-тирикчиликтә «Теги-тәкти яхши адәмләрдин», дегән ибарини пат-пат қоллинимиз. Мошу материални йезиш үчүн қолумға қәләм елишим биләнла көз алдимға бүгүнки қәһриманлиримниң ата-анилири — Идайәтовлар билән Мәмәтбақиевлар кәлди. Һә, улар, мәрһумлар, маңа яхши тонуш еди. Чүнки биз бир жутлуқ, униң үстигә туққанчилиғимизму бар. Уйғур наһийәсиниң Чоң Дехан йезисида Идайәтовларниң — Абдулла чоң дадимиз билән Турахан чоң анимизниң исминиң һеликәм алаһидә һөрмәт-еһтирам билән тилға елинидиғанлиғи, тәсадипи әмәс. Һә, әнди Мәмәтбақиевлар — Исақ чоң дадимиз билән Бүвихан чоң анимизниң алайтәнла көйүмчан, мәрт-мәрданә вә сехи қәлблик инсанлардин болғанлиғи тоғрилиқ иллиқ ләвзләр көп. Бу, әлвәттә, өз алдиға башқа мавзу. Чүнки бүгүн гәп әйнә шундақ яхши адәмләрдин таралған әр-аял Әркин ака Мәмәтбақиев билән Гүлбанәм һәдә Идайәтовалар тоғрилиқ болмақчи.  

Әркин Мәмәтбақиев...

Әсли, мутәхәссислиги муәллим. 1974-жили Қазақ педагогика институтини тамамлиған, әмгәк паалийитини Алмутиниң һазирқи Достлуқ мәһәллисидики А.Розибақиев намидики 153-гимназиядә муәллимликтин башлиди. Егилигән мутәхәссислигигә бола, тәсвирий сәнъәт пәнидин дәрис бәрди. Бирақ, немишкиду, «Муәллимлик кәсип мениң үчүн әмәс» дегән қарарға кәлдидә, бу ишидин ялтийип, өзи қизиқидиған паалийәт — беналарни безәш билән шуғулланмақчи болди. Бирақ рәссам-безигүчигә муһтаҗ идарә яки кархана нурғун болғини билән, қоюлидиған тәләп наһайити үстүн болуп чиқти. Һәммила йәрләрдә рәссам-безигүчи пәқәт конкурс асасидила ишқа қобул қилинатти. Ахири тавакәлчиликкә бәл бағлап, һөҗҗәтлирини Алмута шәһәрлик автомобиль йоллири башқармисиға тапшурди. Йоли болуп, шәһәр бойичә ғалип чиққан санақлиқла адәмләрниң бири болди. Бу мәһкимидә ишләп жүрүп, Мемарчилиқ академиясини сирттин оқуп тамамлиди. Жилдин-жилға кәспий маһарити ешип, әнди у аддий рәссам-безигүчила әмәс, шундақла һәрқандақ мурәккәп буйрутмиларни қобул қилип, уларниң һөддисидин шәрәп билән чиқидиған мутәхәссискә айланди вә кәсипдашлири арисида жуқури кәспий маһарити билән пәриқлинидиған дәриҗигә йәтти. Әйнә шундақ иҗтиһат билән ишләп жүргәндә, заман өзгәрдидә, Алмутида атиғи чиққан рәссам-безигүчиләр коллективи, худди чоң ишләпчиқириш орунлири охшаш, бир күндила өз паалийитини тохтатти. Нә-нә мутәхәссисләр җан беқиш койида қалди, бирлири барахолкиға кәтти, йәнә бирлири бир парчә нан ғеривида тепилған ишқа қанаәт һасил қилидиған дәриҗигә чүшүп қалди. Бирақ Әркин ака дуч кәлгән барлиқ қийинчиликларға бәрдашлиқ берип, җан дили билән берилгән ишини заман роһиға маслаштурған һалда давамлаштурушни билди — рәссам-безигүчиләр кооперативини тәшкил қилди. Кооперативқа амәт кәлди — у жиллири түзүм өзгиришигә бола, һәр бир жутта дегидәк йеңи мечитлар қәд көтиришкә башлиди. Уларниң көпчилигиниң ичи-тешини безәшни Әркин ака Мәмәтбақиев рәһбәрлигидики кооператив әзалири өз зиммисигә алди. Вақти-саати келип, кооперативларму дәвир тәливигә җавап берәлмәй қалди. Шуңлашқа Әркин ака Мәмәтбақиев йеңи ишқа — рәссам-һәйкәлтарашлиққа тутуш қилди. Алдин-ала ейтайли, бу паалийәт күтүлгәндикидинму утуқлуқ болди. Өзиниң мәсләкдаш-сәпдиши Мәһәммәт Абдуллаев билән СССР хәлиқ артисти, хәлқимизниң пәхри, композитор Қуддус Ғоҗамияровниң, дөләт вә җәмийәт әрбаби Исмайил Йүсүповниң, атақлиқ шаир Савутҗан Мәмәтқуловниң, йеза егилиги ишләпчиқиришиниң көрнәклик вәкили Мирзигүл Насировниң, эстрада юлтузи Мурат Насировниң һәйкилиниң қошмуәллипи болди. Ишләмчанлиқ, иҗадий издиниш вә, алаһидә тәкитлигән болар едимки, кәмтарлиқ Әркин Мәмәтбақиевқа утуқ вә атақ елип кәлди.  

Гүлбанәм Идайәтова...

У яқ, йолдишиға нисбәтән, өз кәспигә садиқ болуп қалди. Алмута чәт әл тиллири институтини тамамлиған 1974-жили Әркин ака билән қол тутушуп, әшу мәктәпкә кәлгән еди. Әйнә шуниңдин бу ян аридин 38 жил өтүпту, оқуғучиларға инглиз пәнидин дәрис берип келиватиду. Һазир Гүлбанәм һәдә алий дәриҗилик устаз, бир нәччә дидактилиқ материалларниң, көрнәклик қурал-қолланминиң муәллипи. Өзи ишләватқан мәктәптә дәсләпкиләрдин болуп Бәйнәлмиләл достлуқ клубини (КИД) тәшкил қилип, униңға рәһбәрлик қилди. Өткән әсирниң 90-жиллири йезилиқ кеңәшниң депутати болуп сайланди. Мәлумки, елимиз мустәқиллик алғандин кейин, Қазақстанға болған йеңичә көз қарашниң шәкиллиниши түпәйли бизгә чәт әллик туристлар көпләп келишкә башлиди, қазақстанлиқларму чәт әлләргә бемалал берип-келиш мүмкинчилигигә еришти. Шу түпәйли тил проблемиси пәйда болғанлиғи ениқ. Болупму чәт әлләргә сәпәргә чиққан вәтәндашлиримизниң бу җәһәттин хелила қийнилип жүргәнлигини билип-көрүп жүргән Гүлбанәм һәдә өзиниң тәшәббуси билән җәми миңға йеқин сөз-ибарини өз ичигә алған «Инглизчә-русчә-уйғурчә-қазақчә» луғәтни ишләп чиқти вә шәхсий мәблиғи һесавиға нәшир қилдурди. Әйни вақитта бу луғәтниң қайта толуқтуруп нәшир қилинған үлгиси чәт әлләргә сәпәргә атланған адәмләрниң һәмрайиға айланди. Һазир бизгә әттәй уйғур тилини үгиниш мәхситидә келиватқан чәт әллик шәриқшунас алимларму аз әмәс. Әйнә шундақларниң бир нәччисигә Гүлбанәм һәдә өзи ишләп чиққан мәхсус методика бойичә уйғур тилини үгәтти. Гүлбанәм Абдулла қизиға АҚШниң Скипери Рок университетиниң профессори Сузукс Мадарастин, америкилиқ әр-аял Томас вә Диана билән уларниң пәрзәнтлири Бассини, Жуан, Рибеккадин, австралиялик лингвист Сильвия Макфалендин, канадилиқ муәллим Юниско Анджелодин пат-патла таза уйғур тилида йезилған хәт келиду. Һә, уларниң һәммиси әттәй уйғурчә үгиниш үчүн Алмутиға келип, Гүлбанәм һәдидин дәрис елип кәткәнләр. Униң уйғур тилини үгинишни халиғучи чәт әлликләргә беғишланған «Келиңлар, уйғурчә үгинәйли» методикилиқ қолланмисиниң бийил йәнә толуқтурулуп нәшир қилинғанлиғи қолланмиға болған тәләпниң жуқури екәнлигини көрсәтсә керәк.  

...вә уларниң пәрзәнтлири

Әркин ака билән Гүлбанәм һәдә өзлирини «Биз амәтлик» дәп һис қилиду. Өзгиләр болса, «Бәхитлик аилә егилири» дәп билиду. Чүнки улар мустәһкәм, һули чайқалмас аилиси билән, җәмийитимизниң мунасип гражданлири болуп йетилгән пәрзәнтлири билән бәхитлик, һәммиси алий билимлик. Тунҗиси —  Диләрәм, көрнәклик журналист, Қазақстан Журналистлар иттипақи мукапитиниң лауреати, Полат — инженер-механик, Қәһриман — «Саймон» ширкитиниң баш менеджери, Венерәм — врач-педиатр. Пәрзәнтләргә нисбәтәнму теги-тәкти яхши адәмләрдин, дәп ейтилидиғанлиғиға һеч қандақ шәк-шүһбә йоқ. Чүнки бүгүн он нәврини бағриға басқан Әркин ака билән Гүлбанәм һәдә әшундақ баһаға толуқ асас болалайду.

Иврайим БАРАТОВ.

   

802 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы