• Елан
  • 23 Қараша, 2012

Роһий тәшналиғиңизни қандуруң

Уйғур наһийәси территориясидила әмәс, бәлки Алмута вилайити даирисидә тариливатқан «Өмір. Жизнь. Һаят» иҗтимаий, аиләвий журналиниң нәшир қилиниватқанлиғиға анчә көп вақит болмиди. Шундақ болсиму «Іле өңірі — Или тәвәси» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи тәрипидин тәсис қилинип, қазақ, рус, уйғур тиллирида йоруқ көрүватқан қош айлиқ ушбу журнал һазирниң өзидә оқурмәнләр арисида көплигән иллиқ инкасларни пәйда қилмақта. Бу күнләрдә башқа нәширләргә охшаш, әйнә шундақ җәмийитимизниң һәр хил саһалириға беғишланған һаятий муһим әһмийәткә егә мавзуларға йезилған мақалиларни өз ичигә алғанлиғи билән көпчилик қәлбигә йол салған журналға муштири топлаш ишлири қизғин давамлишиватиду. Униң бир жиллиқ баһаси — 2400 тәңгә, индекси 76122. Журналға «Қазпочта» акционерлиқ җәмийитиниң җай-җайлардики бөлүмчилири арқилиқ муштири болушқа болиду.

Шәмшидин АЮПОВ.

 

279 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы