• Йеңилиқлар
  • 23 Қараша, 2012

Тәғдиримни өзгәрткән «Уйғур авази»

Мән 1959-жили Яркәнт шәһиридики Луначарский намидики рус оттура мәктивини тамамлап, Алмутидики Чайковский намидики музыка училищесиға оқушқа чүштүм. 1963-жили мәзкүр билим дәргаһини тамамлиғандин кейин, әмгәк паалийитимни һазирқи Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театридин башлидим. Ойлап көрсәм, бир орунда, йәни Уйғур театрида паалийәт елип бериватқинимға келәр жили 50 жил толидекән. Мошу жиллар мабайнида азду-көпту утуқларға қол йәткүздүм. Миллий сәнъитимизниң тәрәққиятиға мениңму қошқан мунасип һәссәм бар дәп һесаплаймән. Өз вақтида жүргүзүлгән сәясәт тәсиридин рус тиллиқ шәхс болуп өскән мән бүгүнки таңда шу нәрсини алаһидә тәкитлимәкчимәнки, шу студентлиқ дәвирләрдә «Коммунизм туғи (һазирқи «Уйғур авази») гезитиға муштири болмиған болсам, һазир өз тилини билмәйдиған маңқуртлар қатаридин орун алған болар едим. Чүнки уйғур шаир-язғучилирини, алимлирини тонушумға вә уларниң әсәрлирини ана тилимда оқушумға беваситә түрткә болуп, мени уйғурчә сөзләткән шу гезит. Шуңлашқа җүмә күни гезит қолумға тегиши биләнла башқа ишлиримни чәткә қайрип қоюп, униң сәһипилиридә бесилған мақалиларни оқуп чиқимән. Чүнки хәлқимизниң турмуш-тирикчилигидин хәвәрдар болуп туруш мениң үчүн һаятий зөрүр нәрсигә айланған. Болупму уйғур жутидики замандашлиримизниң әһвали мени көпирәк қизиқтуриду. Бүгүнки нәрқ дәвридә улар қандақ һаят кәчүрүватиду? Ишсизлиқ мәсилиси қандақ һәл қилиниватиду? Йеза зиялиси һесаплинидиған муәллимлиримиз шагиртлириниң миллий роһта тәлим-тәрбийә елишиға зәмин болғидәк изгү башланмиларниң тәшәббускарлиридин болуватамду? «Уйғур авази» гезити мана мошу мәсилиләргә имканийитиниң баричә көңүл бөлүп, хәлқимизгә әсқатқидәк пикир-мәслиһәтлик материалларни берип келиватиду. Шундақла миллий әдәбиятимизға, сәнъитимизгә, тарихимизға аит мәсилиләр билән биллә, кәтмән тутқан деханни вә қәләм тәврәткән иҗаткарлиримизни, миллий маарип мәшъәллири билән сәнъәт беғиниң булбуллирини «Уйғур авази» гезити турақлиқ йорутуп кәлмәктә. Кәлгүсидиму ана тил, ана мәктәп вә мәнавият мәсилилири журналистлиримизниң диққәт-етиваридин сирт қалмайду, дәп үмүт қилимән. Өз новитидә, биз, уйғурлар, өз ихтияримиз билән миллитимиз намида атилидиған, уйғурниң авазини яңритиватқан гезитимизға турақлиқ муштири болуп, уни үзмәй оқуп турушимиз керәк. Шәхсән өзәм бийилму биринчиләрдин болуп кәлгүси жил үчүн миллий нәшримизгә муштири болдум вә башқиларниму шуниңға чақиримән.

Азитим БУРҺАНОВ,

Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик Уйғур музыкилиқ комедия театриниң музыка рәһбири.

 

473 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы