• Йеңилиқлар
  • 30 Қараша, 2012

Утуқ бар йәрдә илгириләш болиду

Йеқинда Уйғур наһийәлик почта алақиси тармиғи бенасиниң һойлисида Чонҗа йезисидики җәмийәтлик тәшкилатлар рәһбәрлири билән жигитбашлириниң вә мәзкүр мәһкимә хадимлириниң иштракида мәрасим болуп өтти. Униңда мәһкимә рәһбири Бәхитҗан Бәхтахунов (сүрәттә) йеқинда «Казпочта» акционерлиқ җәмийити өзиниң җай-җайлардики шөбилири хадимлириға соғиларни әвәткәнлигидин хәвәрдар қилди. Андин почта алақиси хадимлириниң әмгигини йениклитиш, иҗтимаий әһвалини турақландуруш мәсилилириниң әмәлиятта һәл болушиниң бир көрүнүши сүпитидә мәһкиминиң он хадимға велосипедларни тапшурди вә соға егилирини тәбрикләп, ишиға утуқ вә аилилиригә хатирҗәмлик тилиди. Бу тиләкләргә қошулған наһийәлик Ақсақаллар вә ветеранлар кеңишиниң рәиси Нурвәг Сейитов билән жигитбеши Үсән Җәлилов йеңилиқ хәвәрчилиригә меһнәтлик әмгиги үчүн миннәтдарлиқ изһар қилди. Өз новитидә соға егилириму рәһбәрликкә тәшәккүр билдүрди. Улар шундақла кейинки бир нәччә жил ичидә айлиқ һәққиниң көтирилип, мәһкимидә ишчи-хадимлар мәнпийити үчүн бир қатар чариләрниң әмәлгә ашурулуватқанлиғини мәмнунийәт билән тилға алди. «Казпочта» акционерлиқ җәмийитиниң Алмута вилайәтлик шөбисигә қарашлиқ Уйғур наһийәлик почта алақиси тармиғи паалийитидә кейинки жиллири сезиләрлик дәриҗидә илгириләш байқилиду. Мәзкүр мәһкимә рәһбири Бәхитҗан Бәхтахуновниң ейтишичә, еқимдики жилниң өткән тоққуз ейиниң йәкүни бойичә умумий кирим 80925,9 миң тәңгини тәшкил қилған. Бу өткән жилниң көрсәткүчидин 10674,7 миң тәңгигә, сөз болуватқан қәрәлгә молжаланған пландин 1173, 7 миң тәңгигә көп. Ейтиш керәкки, бүгүнки күндә мәһкимә паалийитиниң даириси кәңийип, почта, малийә, нәшриятлар мәһсулатлирини сетиш, депозит вә селиқ, бюджетлиқ саһалар хадимлири билән пенсионерларға несийә пул бериш вә башқиму хизмәт түрлиридин наһийә аһалисиниң бесим қисми пайдиланмақта. Мәсилән, мәһкимә пәқәт почта вә малийә хизмәтлири бойичә планни 100 пайиздин ашуруп орунлиған. Буниңдин башқа, өткән жил билән селиштурсақ, кирим көләминиң изчиллиқ билән өсүватқанлиғини байқаш мүмкин. Бизни қизиқтурған йәнә бир көрсәткүч, бийилқи жил үчүн қәрәллик нәширләргә муштири топлаш планини өткән жили мәһкимә 102 пайиз әтрапида орунлиған екән. Һә, бийил әһвалниң қандақ боларини жилниң ахирида көримиз. Һәр һалда, һазирниң өзидә бу ишниң сүръити яман әмәс.  Наһийәдә узунлуғи 611 чақиримдин ибарәт үч почта маршрути моҗут. Мәһкимә қаримиғида он алтә йезилиқ почта алақиси бөлүми, мәһкимә бенасида аһалиға хизмәт көрситиш зали вә мәхсус алақә бөлүми херидарлар билән иш елип бериватиду. Шундақла Чонҗа йезисида икки почта алақиси пункти бар. 2010 — 2011-жиллири Сүмбә, Шуңқар, Ақтам, Кәтмән, Таштиқарису вә Чарин йезилирида почта алақиси бөлүмчилири үчүн йеңи беналар пайдилинишқа берилди. Кәлгүсидә Чоң Ақсу, Қирғизсай, Ават вә Түгмән йезилирида почта бөлүмлириниң беналирини мурәккәп жөндәш көздә тутулмақта. Бу күнлири мәһкимидә 87 хадим ишләватса, уларниң бесим қисми алий вә мәхсус оттура билимлик мутәхәссисләр. Утуқлар һәққидә ейтқинимизда, көз алдимизға әмгәк адәмлириниң қияпити гәвдилиниду. Өзиниң вәзиписигә жуқури җавапкәрлик билән қарап, мәһкимә рәһбәрлигиниң алқишиға сазавәр болуватқан операция участкисиниң башлиғи Надийәм Мәһәмәтова, бухгалтер Зарина Сәйдамова, ихтисатчи Ташмәһәмәт Җалалов, муштири топлаш инструктори Гүлдария Қудиярбекова, сортлиғучи Гүлашар Адасбаева, йезилиқ почта бөлүмчилириниң башлиқлири Рәшидин Мухтәров, Саһинур Топиева, Жазира Алмабаева, почта тошиғучилар Ултуар Оралова, Разийәм Зәйналова, Алийәм Әйсарова, Ғунчәм Норузова, Мәликәм Низамова, Меһрибан Розахунова вә башқиларниң әҗрини алаһидә тилға елишқа әрзийду.  Жуқурида ейтқинимиздәк, мәһкиминиң иш-җәрияни автоматлаштурулуп, барлиқ йезилиқ почта алақиси бөлүмлиридә аһалиға хизмәт көрситиш компьютерлар арқилиқ әмәлгә ашурулмақта. Мәһкиминиң почта алақисидин пайдилиниш хизмитиниң чоң инструктори Нәвирдин Мәмировниң ейтишичә, аһалиниң турмуш әһвалини яхшилаш мәхситидә дөләт Президентиниң тәшәббуси билән қолға елинған ІРО программиси бойичиму иш утуқлуқ жүргүзүлүватиду. Вилайәт наһийәлири арисида мәзкүр программиниң орунлиниши бойичә наһийә төртинчи орунда екән. Һазир «ҚазТрансОйл» ширкитиниң акциялири аһалиға сетиливатиду.

Махмут ИСРАПИЛОВ.

 Уйғур наһийәси.  

467 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы