• Концерт
  • 30 Қараша, 2012

Арамбәхш дәмләрни һәдийә қилди

Өткән йәкшәнбә күни Алмутидики Н.Сац намидики балилар вә өсмүрләр театрида  Мадина Сәйдурукованиң рәһбәрлигидики «Ирадә» уссул ансамблиниң концерти болуп өтти. У күни 600 орунлуқ залда, образлиқ қилип ейтсақ, «жиңнә санчиғидәк йәр қалмиди» десәк, һеч мубалиғә болмас. Бу йәргә ата-анилардин ташқири өсмүрләрму көпләп кәлгән. Уму чүшинишлик, чүнки уссулчи қизларниң һәммиси дегидәк шуларниң тәңтушлири. Яш өзгичилигигә қарап төрт топқа бөлүнгән уссулчи қизлиримиз концертни жүргүзгүчиләр Қәлбинур Розиева вә Эльмира Розиеваниң елан қилиши билән бириниң кәйнидин бири чиқип, уйғур, қазақ, өзбәк, түрк вә башқиму милләтләрниң уссуллирини иҗра қилип, концертқа кәлгәнләргә һәқиқәтәнму арамбәхш дәмләрни һәдийә қилди. Болупму улар орунлиған «Чинә-тәхсә», «Вәдә шу», «Үч пәдә», «Төрт гөзәл» вә башқиму уссулларни тамашә қилғанда, талантлиқ қизларниң чаққан, әвришим һәрикәтлиридин ансамбль рәһбириниң һәқиқәтәнму көп күч чиқарғанлиғиға, уссулчиларниңму талант-ихтидарға егә екәнлигигә көз йәткүздуқ вә қайил болдуқ. Концертниң көңүллүк өтүшигә «Яйра», «Пәри» топлириниңму алаһидә һәссә қошқанлиғини тилға елишқа әрзийду. Икки саатчә болған концерт аяқлашқандин кейин тамашибинлар намидин  Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Әхтирим Әхмәтова, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи башқармисиниң әзаси Әркин Тохтиев сөзгә чиқип, ансамбль рәһбири Мадина Сәйдуруковаға  миннәтдарлиқ билдүрүп, уссулчи қизларниң оқушиға, сәнъәт йолидики қәдәмлиригә утуқ тилиди  вә ансамбльниң бир түркүм әзалириға мәркәз намидин хатирә соғиларни тапшурди. Ахирида шуни қошумчә қилишқа тоғра келидуки, «Ирадә» уссул ансамбли пәқәт униң рәһбири Мадина Сәйдурукованиң тәшәббуси вә ата-аниларниң қоллап-қувәтлиши түпәйлила паалийәт елип бериветипту. Әгәр уларни җәмийәтлик тәшкилатлиримиз маддий җәһәттин ярдәм қилса, нур үстигә нур болар еди, демәкчимиз.

Шөһрәт МӘСИМОВ.

Алмута шәһири.  

391 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы