• Замандаш
  • 30 Қараша, 2012

Дәвир синақлирида тавланған рәһбәр

Елимиз мустәқилликкә еришип, түзүм вә әмгәк шәкли өзгәргәндин кейин ишләпчиқириш касатлиққа учрап, җәмийитимиз тәрәққияти туюққа тирилип қалғандәк роһий чүшкүнлүк моҗут болуп турған әшу бир жиллар һелиму ядимизда. Яш Қазақстан Җумһурийити өзиниң ички вә ташқи сәяситини мустәқил дөләт сүпитидә рәтләп, базар ихтисади мунасивәтлири асасида әмгәкни уюштурушни қиниға селивалғичә, аһали хелила еғирчилиқларни баштин кәчүрди. Болупму, бу әһвал асасән йеза егилиги мәһсулатлирини йетиштүрүш билән шуғуллиниватқан тәвәләр, жүмлидин Уйғур наһийәси аһалиси үчүн бәкму еғир болди. Мана мошу пәйттә наһийә аһалисиниң бар үмүти наһийә рәһбиридә болуп, әтики күн бүгүнкидин еғир боламду яки бирәр өзгириш йүз берәмду, дегән тәшвиш-әндишә һаман көңүлләрни угилатти. Чүнки аммивий рәвиштә овҗ алған ишсизлиқ әмгәк адәмлириниң қолини жипсизла бағлап қойған еди шу чағларда. Мәлумки, нәқ шу жиллири наһийә аһалисиниң үмүт вә ишәнчисини  өз зиммисигә елип, Дөләт рәһбириниң хәлиқни ихтисадий туюқтин елип чиқишқа қаритилған сәяситини изчил әмәлгә ашурушқа тиришқан наһийәниң шу мәзгилдики рәһбири Муратбәк Насировниң пидакаранә әмгигини алаһидә тилға елишқа әрзийду. Һә, у жиллири болса, бүгүнки күн реаллиғиға йетиш үчүн алда көп жиллиқ әмгәк, уйқисиз түнләр вә узақ мусапә туратти. Қайсила саһани алмайли, һәл қилинишини күтүп турған мәсилиләр чачтин тола болидиған. Амма, наһийә рәһбири билән авам хәлиққә бирдәкла чүшинишлик нәрсә, у яки бу мәсилини һәл қилиш үчүн мәбләғ һаҗәт еди. Шуниң үчүнму колхоз вә совхозлар мүлкини шәхсийләр илкигә бериш, илгәрки терилғу бригадилириниң орниға кооперативлар билән дехан егиликлирини қуруш, санаәт товарлирини ишләпчиқириш вә аһалиға хизмәт көрситиш мәһкимә-карханилирини хусусийлаштуруш, йезилиқ округларда кичик тиҗарәтни тәрәққий әткүзүш ишлири билән бир қатарда Муратбәк Мирзигүл оғли жуқуридин буйруқ күтүп олтармай, наһийәгә  инвесторларни җәлип қилишқа алаһидә көңүл бөлди. Әйнә шу түпәйли, Ширин йезиси үзүмзарлиқлириниң һосули «Бахус» акционерлиқ җәмийити йүзидә дайимлиқ херидарини тепип, келишим асасида һәмшериклик қурулди. Шундақла наһийә ғәзнисигә сезиләрлик дәриҗидә кирим киргүзүш үчүн шу жиллири «Ғалҗат» бажханиси қурулушиниң һулини селиш — наһийә һакими Муратбәк Мирзигүл оғлиниң тәшәббуси билән қолға елинғинини әсләп өтүш орунлуқ болса керәк. Кеңәшләр дәвридә даңлиқ рәис аталған атиси, мәрһум Мирзигүлдин ана жутқа, ана йәргә меһир бағлап, адил әмгәк етишни үгәнгән Муратбәк 1973-жили әмгәк паалийитини «Свердлов» намидики колхозда алим-агроном дипломи билән башлайду. Дехан әмгигиниң үнүмдар болуши билими йетүк агрономниң тәләпчанлиғиға бағлиқ екәнлигини чоңқур һис қилған һалда ишқа киришкән яш мутәхәссис арида икки жил өткәндин кейин Уйғур наһийәлик комсомол комитетиниң биринчи кативи хизмитигә  әвәтилиду. 1982-жили Алмута Алий партия мәктивини пүтирип, икки жил наһийәлик партия комитетиниң йеза егилиги бөлүмини башқурди. Андин бир жилчә Алмута вилайәтлик партия комитетиниң партиявий-тәшкилий ишлар бөлүмидә ишләйду. 1985-жили декабрь ейида болса, Уйғур наһийәлик хәлиқ депутатлири кеңиши иҗраий комитетиниң рәислигигә тайинлиниду. У бир нәччә қетим Алмута вилайәтлик хәлиқ депутатлири кеңишиниң депутати вә вилайәтлик партия комитетиниң әзаси болди. 1990-жили наһийәлик партия комитетиниң биринчи кативи лавазимиға сайланди. Яш туруп наһийә тизгинини қолиға алған Муратбәк өзиниң алдида ихтисадий-иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилиштин бөләк, ички дуниясини бейитип, аддий инсаний мунасивәтләргиму көпирәк көңүл бөлүш зөрүрлүгиниң турғанлиғини яхши чүшинәтти. Шу жиллири мән наһийәлик йеза егилиги башқармисида ишлигәчкә, Муратбәк билән дәсләп илпәт-дост ретидә, кейинирәк аилилиримиз билән қоюқ арилаштуқ. Бу достанә мунасивитимиз һелиғичә давамлишиватиду. Мениң байқишимчә, у әмгәк адимини һәрқачан һөрмәт қилатти.  Қиш-яз аддий дехан билән чарвичиниң, шофер вә механизаторниң қолини мәккәм қисип, етизда яки далада болсун, уларниң муң-муһтаҗидин учур тапатти. Наһийә әмгәкчилири үчүн Сартоқай ерәнлиги қойниға селинған дәм елиш өйлири билән Қирғизсай йезисиниң тағ бағридики «Горный» пионерлар  лагериниң қайта селиниши әмгәк адәмлири билән уларниң аилилиригә болған ғәмхорлуқниң ипадиси болса керәк. Ейтиш керәкки, Муратбәк саһалар мутәхәссислириниң баһалиқ, орунлуқ мәслиһәтлиригә алаһидә әһмийәт берәтти. Өзиму айрим саһаларда моҗут бәзи мәсилиләрни һәл қилишниң амиллирини издәштүрүп, мәхсәткә йетиш үчүн мүмкин болған имканийәт вә шараиттин пайдилинишқа тиришатти. Шу мәзгилләрдә вилайәтлик су башқармисиниң башлиғи Дмитрий Фамильцев билән бирликтә наһийәниң төвәнки зонисиға орунлашқан егиликләрдә суни исрапсиз пайдилиниш мәхситидә «Кинтал Исламов» намидики каналниң бетон плиткилири билән қаплиниши — шу тиришчанлиқниң мевиси. Әлһасил, зәрбидар әмгәк бәш жиллиқлирида көплигән мәрданиларни мәйданға атқан социализм дәври өттидә, кәтти. Лекин, течлиқ әмгәк қойнидики җасарәт билән қәһриманлиқ унтулмайду. Шуниңдәк, адил әмгәкниң илғар иш-тәҗрибисиму һәрқандақ түзүмни қуруш үчүн лазим болиду. Муратбәк Мирзигүл оғли йеза егилиги билән партиявий хизмәттә болуш җәриянида мәрһум Һашим Арзиев, Узақ Таубалдин, хизмәт баби билән жирақта яшисиму, ана жутини унтумиған Сейдахмет Тәнекеев вә Заманбек Батталханов кәби жут сориған рәһбәрләрниң мәслиһәт вә тәвсийәлиригә тайинип, наһийә тәрәққиятиға мунасивәтлик мәсилиләрни һәл қилишта хелила бай тәҗрибә топлиған рәһбәр болғачқа, дәсләп наһийә мәмурийитини башқурди, 1995-жили октябрь ейида наһийә һакимлиғиға тайинланди.   Муратбәк Насиров рәһбирий лавазимларни егилигән пәйтләрдә бу тәвәниң аһалиси үчүн муһим әһмийәткә егә болған вақиәләрму йүз берип турди. Атап ейтқанда, 1989-жилниң баһарида Нурсултан Назарбаевниң Уйғур наһийәсигә дәсләпки қетим қәдәм тәшрип қилиши әйнә шу җүмлидиндур. Бу иш сәпиридә Нурсултан Әбиш оғли наһийә аһалиси билән учришип, ишчи вә деханларниң мәхсәт-муддиалиридин вақип болған еди. Андин наһийәлик хәлиқ депутатлири кеңиши иҗраий комитетиниң рәиси Муратбәк Насировниң өйидә меһман болуп, униң рәпиқиси Ризвангүлниң қолидин хәлқимизниң миллий таамлиридин дәм тартип, уларға өзиниң дуасини бериведи. 1996-жилниң яз айлирида Дөләт рәһбири Алмута вилайитиниң шу чағдики һакими Ахметжан Есимовниң һәмралиғида иккинчи қетим наһийәмизгә кәлди. Шунда наһийә аһалисиниң бирлигигә, милләтләр ара қериндашлиқ мунасивәтләрниң мустәһкәмлигигә қанаәт һасил қилған Милләт Лидери наһийә җамаәтчилиги билән наһийә һакими Муратбәк Мирзигүл оғлиға миннәтдарлиқ изһар қилған еди. Ана диярниң тәрәққияти үчүн адил әмгәк әткән Муратбәк Қазақстан Җумһурийитиниң бир нәччә медальлири вә Пәхрий ярлиқлири билән мукапатланған. У 1999-жилдин башлап вилайәт һакиминиң мәслиһәтчиси, «Алматыводхоз» жумһурийәтлик дөләтлик мәһкиминиң мудири, мошу саһа бойичә Алмута вилайәтлик дөләтлик коммуналлиқ вә кейинирәк су егиликлиридин пайдилиниш бойичә Алмута ишләпчиқириш дөләтлик мәһкимилириниң мудири лавазимлирида хизмәт қилди. Бу күнлири у Алмута су егиликлири объектлирини пайдилиниш бойичә дөләтлик мәһкиминиң мудири. Тәртип, интизам вә тәләпчанлиққа адәтләнгән Муратбәк бу лавазимни егилигәндин кейинму өзиниң һаятий мәвқәлиригә садиқ болуп, яш мутәхәссисләрни тәрбийиләшкә көңүл бөлүп келиватиду. Наһийәмиздиму униң шараит яритиши түпәйли өсүп-йетилгән мутәхәссисләр көпләп санилиду. Муратбәк Мирзигүл оғли өмүрлүк җүпти Ризвангүл Һаким қизи билән биллә бир қиз вә бир оғул тәрбийиләп, қатарға қошқан бәхтияр ата-анилардин. Пәрзәнтлири алий билим егиләп, бу күнлири өзлириниң тирикчилиги билән бәнт. Ризвангүл наһийәләр ара тиббий-иҗтимаий   тәкшүрүш бөлүминиң башлиғи. Нәвриләр шатлиғиға бөлинип яшаватқан бу бәхтияр инсанларниң қутлуқ өйидә бу күнлири чоң хошаллиқ. Йәни, Муратбәк өзиниң пәйғәмбәр йешиға йәткәнлигини нишанлаватиду. Шу мунасивәт билән уни тәбрикләп, узақ өмүр, саламәтлик вә аиләвий бәхит тиләймиз.      

Тохтахун МАХМУТОВ.

Уйғур наһийәси.   

765 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы