• Спорт
  • 14 Желтоқсан, 2012

Йеза спорти җанланмақта

Тунҗа Президент күни һарписида Байсейит йезисида мошу мәйрәмгә беғишланған спорт мусабиқиси болуп өтти. Спортниң футбол түри бойичә өткүзүлгән бу мусабиқиға йезида тәшкил қилинған 11 команда қатнашти. Қизиқ өткән мусабиқә йәкүни бойичә «Мир» командиси биринчи орун, «Абай», «Байсейит», «Садовая» кочилириниң командилири тегишлик 2-3-4-орунларға егә болди. Округ һакимийитиниң қоллап-қувәтлиши вә йезидики тиҗарәтчи жигитләрдин Адилҗан Һашимовниң һамийлиғида өткән мәзкүр мусабиқида футболчилар арисидин алаһидә көзгә чүшкән Данияр Тохтахунов, Бәхтинияз Өмәров, Дилшат Имиров, Ғәйрәтҗан Хелилов, Баратҗан Сайитов әҗайип маһирлиқ көрсәткини үчүн баһалиқ соғилар билән тәғдирләнди. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, йеза спортиға ғәмхорлуқ қилип, яшлар арисида сағлам һаят тәризини тәрғип қилип келиватқан спорт мәшиқләндүргүчиси Савутҗан Йүсүповниң йетәкчилигидә тәвәдики яш әвлат вәкиллири һәр хил мусабиқиларға қатнишип, мунасип орунларға сазавәр болуп кәлмәктә. — Жутумизда спорт билән шуғуллинишқа қизиқидиған яшлиримиз жилдин-жилға көпийиватиду. Бу, әлвәттә, хошал боларлиқ әһвал. Шуңлашқа уларға шәрт-шараит яритишқа йәрлик һакимийәт, жут-җамаәт болуп йеқиндин ярдәмдә болушқа тиришиватимиз. Чүнки мундақ чариләр яшларниң бош вақтини көңүллүк өткүзүшигә имканийәт берипла қалмай,  йезимизда сағлам һаят тәризини қелиплаштурушқиму иҗабий тәсир қилиду,  — дәйду йезиниң чоң жигитбеши Мәһәмәтҗан Самсақов.

Мәһәмәтҗан ҺАПИЗОВ.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

271 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы