• Йеңилиқлар
  • 11 Қаңтар, 2013

Биз тоғра йолни таллавалдуқ

Қазақстан Президенти Нурсултан Назарбаевниң җумһурийәт хәлқигә йоллиған йеңи Мәктүби өткән жилниң әң асасий сәясий вақиәси болди, дәп һесаплаймән. Президент Мустәқиллик Күнигә беғишланған тәнтәнилик жиғинда йоллиған  Мәктүпниң «Қазақстан — 2050» Стратегияси — қелиплашқан дөләтниң йеңи сәясий йоли», дәп атилишниң өзи мәмликитимизниң 2030-жилғичә бәлгүләнгән Тәрәққият стратегиясиниң көрсәткүчлирини қолға кәлтүргәнлиги, Қазақстан җәмийитиниң жуқури тәрәққият дәриҗисигә йәткәнлиги тоғрилиқ  гувалиқ қилиду. Президент 2030-Стратегиясини әмәлгә ашурушниң бәзи бир йәкүнлирини чиқарди. Униң көплигән пунктлирини биз қәрәлидин илгири орунлидуқ. Әң чоң утуғимиз 2012-жилниң нәтиҗиси бойичә Қазақстан умумий ички мәһсулат көләми җәһәттин дунияниң әң чоң әллик ихтисадиниң қатариға кирди. Мениңчә, башқилар узақ жиллар давамида қол йәткүзәлмигән мошу нәтиҗә биз үчүн чоң утуқтур.  Президентниң тәкитлишичә, әнди қазақстанлиқларға «Қазақстан — 2030» һөҗҗитигә қариғанда, хелә кәң вә узақ муддәтлик стратегия керәк. Шуңлашқиму йеңи программида Қазақстан Җумһурийити өзгириватқан вә аләмшумул дуниядики заманивий дөләт сүпитидә қариливатиду, бу, тәбиийки, мәмликәт алдиға йеңи мәхсәт-вәзипиләрни қоюватиду. Демәк, мәзкүр һөҗҗәт мәмликәт 2050-жилғичә маңидиған йеңи йолниң асаси болуп һесаплиниду.  Дөләт рәһбири мунасип әмгәкниң вә барлиқ қазақстанлиқлар паравәнлигиниң алаһидә әһмийәткә егә екәнлигини йәнә бир қетим тәкитлиди. «Қазақстан — 2050» Стратегиясидә Умумға Ортақ Әмгәк Җәмийитини шәкилләндүрүш идеяси алаһидә орунни егиләйду. Президент бизниң пассив истималчи мәвқәсидин қутулуп, актив, үнүмлүк әмгәкни һаятимизниң асаси қилишимиз керәклигини алаһидә тәкитләп өтти. Шу нәрсә һәқиқәтки, Қазақстанда һәр бир адәм турақлиқ яшаш вә пәқәт өз аилисини беқип-асрапла қоймай, бәлки балилириға билим бериш һәм келәчәкни планлаш имканийитигә егә болди. Шундақ екән, әгәр биз мунасип һаят кәчүрүшни халайдекәнмиз, демәк, мәйли санаәт, мәйли йеза егилиги, умумән, һәрқандақ саһада, шундақ дәриҗидә ишлишимиз керәк, дәп ойлаймән. Нурсултан Назарбаевниң өз Мәктүбидә яш әвлатқа чоң диққәт бөлгәнлигиму алаһидә диққәткә сазавәрдур. Чүнки мәмликәтниң тәғдири, униң келәчиги шуларниң қолида. Һазир мәктәпләрдә вә алий оқуш орунлирида билим еливатқан әвлат Дөләт рәһбири алға сүргән инновациялик илгириләш стратегиясини әмәлгә ашуруши керәк.    Қисқиси, Дөләт рәһбири тәкитлигәндәк, бизниң асасий мәхситимиз — 2050-жилға қәдәр қолға кәлтүрүлгән утуқларни сақлап қелиш вә көпәйтиш, ХХІ әсирдә турақлиқ тәрәққиятни давамлаштуруш, күчлүк дөләт, ихтисатни тәрәққий әткүзүш вә умумға ортақ әмгәк имканийәтлири асасида қут-бәрикәтлик җәмийәт қуруш. Ишинимәнки, биз буниңға сөзсиз йетимиз.

Нурәхмәт ИБРАГИМОВ,

«Бостан» дехан егилигиниң рәиси.

Әмгәкчиқазақ наһийәси. 

 

475 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы