• Йеңилиқлар
  • 11 Қаңтар, 2013

Течлиқ вә муһәббәт мәйрими

7-январь — Рождество күни Қазақстандики барлиқ ибадәтханиларда ибадәт қилиш мәрасими болуп өтти. Астанада, Әвлия Успен кафедрал соборида 7-январьға өтидиған кечиси литургия болуп, у әтиси әтигәнлигиму давамлашти. Православие дининиң вәкиллирини Қаскелен вә Қарағанда епископи Геннадий, архимандрит Сергий (Карамышев) вә Астана шәһири һакиминиң орунбасари Аида Балаева тәбриклиди. Мәрасимда Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң, пайтәхт һакими Иманғали Тасмағамбетовниң вә Қазақстандики Рус православие чиркосиниң митрополити Александрниң тәбрик хәтлири оқулди. Президент өз тәбригидә православие дини вәкиллириниң Қазақстан җәмийитиниң аҗралмас қисмини тәшкил қилған һалда, мәмликәтниң иҗтимаий-ихтисадий вә мәнивий тәрәққиятиға, конфессияләр ара мунасивәтләрни уйғунлаштурушқа салмақлиқ һәссә қошуватқанлиғини тәкитлиди. Мошу мәйрәмдә адәмләр бир-биригә течлиқ вә муһәббәт тиләйду. Протоиерей Дмитрий Байдекниң тәкитлишичә, мошу парлақ күнләрдә христианлар Худаға көп вақит бөлүши керәк. Бирақ Яратқучиға болған муһәббәтни йеқинлириңға — әтрапиңдики адәмләргә болған муһәббәт арқилиқ билдүрүп, изгүлүк вә хәйрихаһлиқ паалийәтни әмәлгә ашуруш лазимдур. Әнъәнә бойичә Рождество мәйримидә өйләр билән ибадәтханиларға чирайлиқ безәндүрүлгән арчилар орнитилиду.

557 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы