• Йеңилиқлар
  • 11 Қаңтар, 2013

Җәмийәтлик қобулханиларниң ярдими көп

«Нур Отан» Хәлиқ-демократик партияси Мәркизий аппаратиниң мәтбуат мәркизидә партия җәмийәтлик қобулханиларниң өткән жилқи паалийитиниң йәкүнлири бойичә мәтбуат конференцияси болуп өтти.

Өткән жили «Нур Отан» партиясигә ярдәм сорап мураҗиәт қилған қазақстанлиқларниң сани 86,9 миң адәмни тәшкил қилди, бу 2011-жилға қариғанда, 7,7 миң ошуқ. Партия Мәркизий аппарати җәмийәтлик қобулханисиниң башлиғи Жумажан Жүкеновниң тәкитлишичә, адәмләр қобулханиға кәлгәндә асасән турушлуқ өй-коммунал саһасиниң, өй билән тәминләш, ишқа орунлишиш мәсилилирини көтәрди. Шундақла вәтәндашлар һоқуқ мәсилилири бойичә ярдәм сорапму мураҗиәт қилған.

Өткән жили дөләт вә вакаләтлик органларниң қарап чиқишиға 20,6 миң мураҗиәт әвәтилди. Уларниң 16 миңдин ошуғиға җавап елинди. 16 миң мураҗиәтниң йерими иҗабий һәл қилинип, қалғанлири бойичә асаслиқ чүшәндүрүшләр берилгән.

Бу җәрияндин депутатларму чәттә қалмиди. Барлиқ дәриҗидики депутатлар гражданларниң 16 миң мураҗиитини қарап чиқип, уларниң 7,2 миңи иҗабий һәл қилинди.

Жирақтики аһалилиқ пунктларни диққәт мәркизидин сирт қалдурмаслиқ үчүн партия җәмийәтлик қобулханиси шөбисиниң хадимлири йәрлик һакимийәтләр вәкиллири билән 1,1 миң көчмә қобул қилиш уюштурди.

Мәркизий аппаратниң җәмийәтлик қобулханисида дөләт вә һоқуқ қоғдаш органлириниң рәһбәрлири 347 адәмни қобул қилип, 127 хәтни қарап чиқти.

Униңдин ташқири, дөләт органлири билән бирликтә дөләтлик программиларни әмәлгә ашуруш, мәслиһәт-һоқуқ ярдимини көрситиш мәсилилири бойичә 11 җумһурийәтлик акция өткүзүлди.   

 

473 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы