• Йеңилиқлар
  • 11 Қаңтар, 2013

Деханлар әмгиги зайә кәтмиди

Өткән жилқи язниң ямғур-йешинсиз дегидәк болуши Уйғур наһийәсиниң деханлири үчүн чоң синақ болғини раст. Униң үстигә терилғулуқлар билән чепинлиқларни суғиришқа бәлгүлүк лимит бойичә берилгән суниң гайида йәтмәй қалидиғанлиғиму һәқиқәт. Әһвал шундақ болсиму, ата кәсипкә садиқ болған мәрданә деханлиримиз мәвсүм пәйтидә һәқиқий әмгәк җасаритиниң үлгисини көрсәтти десәк, мубалиғә болмиса керәк. Бу һәқиқәтни сөһбәтдишимиз — наһийәлик йеза егилиги башқармисиниң баш мутәхәссиси Реһимҗан Әмәровму йоққа чиқармайду. Наһийәдә 829 гектар мәйданда көктат түрлири пәрвиш қилинса, униң 642 гектари шәхсийләрниң, қалғини дехан егиликлириниң үлүшигә тоғра келиду. Андин көктатчилиқ билән шуғуллиниватқанлар асасән хошна наһийәләр билән шәһәрдин кәлгән деханлар. Бу наһийә турғунлириниң көктатчилиқ билән шуғуллиништин көрә, тәйярни көктат базиридин сетивалғанни әвзәл көридиғанлиғиниң ипадисидур.  Әнди ушшақ вә чоң дехан егиликлиридә җәми 107100 тонна чөп тәйярланди. Ейтиш керәкки, наһийәниң жуқарқи зонисиға орунлашқан йеза округлирида чепинлиқлар көп болса икки рәт чепилиду. Бу, техи су тапчиллиғи болмиған әһвалда. Төвәнки зонидики Чарин, Таштиқарису, Ширин йезилири билән Канал вә Узунтам участкилирида, су йетәрлик болғанда, чепинлиқлар төрт, бәзидә бәш рәт чепилиши мүмкин. Бийил икки зона турғунлири арисидики чөп содиси у чепилиши биләнла башланған еди. Хошна наһийәләрдинму кәлгән херидарлар сани аз болмиди. Әлвәттә, буниң өзи чөпниң баһасиниң көтирилишигә түрткә болди вә бу әһвал йәрлик херидарларни хелила тәшвишкә селип қойди.  Наһийәдә тапавәт мәнбәсиниң йәнә бир түри – абрикос вә алма өстүрүш билән шуғуллиниватқан бағвәнләр үчүн өткән жил утуқлуқ болди. Егиликләр билән шәхсийләр 540 гектар мәйдан абрикостин җәми бәш миң тонна һосул алди. Херидарларму өзлирини узақ күткүзмигән көрүниду. Әнди 469 гектар мәйдандики алмидин икки миң тонна, 605 гектар мәйдандики үзүмдин 2400 тонна һосул йетиштүрүлүпту. Үзүмзарлиқлар һосулдарлиғиниң төвәнләп кетишигә агротехникилиқ чариләргә риайә қилмиғанлиқ сәвәп болмақта. Илгәркидәк үзүмни күздә көмүп, баһарда қайта ачидиған техника васитилири һазир йоқниң орнида. Һә, кейинки икки-үч жил мабайнида қишниң хелила қаттиқ болуватқинини әскә алсақ, мол һосул һәққидә сөз қозғашниң һаҗитиму болмиса керәк.  Бағвәнләргә һөкүмәт тәрипидин бәлгүләнгән субсидиягә кәлсәк, Реһимҗан Турсун оғлиниң ейтишичә, у пәқәт тамчилитип суғириш усулидин пайдилиниватқан егиликләргә берилидекән. Бу, әлвәттә, бағвәнләр үчүн чоң ярдәм. Лекин суғиришниң бу илғар усулидин пайдилинишни қолға елиш үчүн хелила көп мәбләғ тәләп қилинидиған көрүниду. Шу сәвәптинму наһийәдә жигирмигә йеқин бағвән егилиги арисида бу усулдин һазирчә «Алма-Продекс», «Рахат-су», «Данияр-2» вә «Ерсин» қатарлиқ санақлиқла егиликләр пайдилинишқа мувәппәқ болған. Әнди һөкүмәтниң «Апорт» программиси бойичә алма өстүрүшниң тамчилитип суғириш усулидин пайдилиништин бөләк йәнә бир шәрти – бағ үчүн таллавелинған җай деңиз бетидин 900 – 1200 метр егизликтә болуши лазим. Наһийәдә мошу шәрт бойичә лайиқ дәп тепилған Ардолата, Ават вә Долата йезилирида бир нәччә егиликниң һәр бири, тәхминән, бәш гектар мәйданда апорт алмисини өстүрүшни қолға алди. Һә, һөкүмәт бериватқан субсидия миқдари болса, абрикос үчүн гектариға 515,718 тәңгә, апорт алмиси үчүн гектариға – 539,448 тәңгини тәшкил қилиду. Әнди йәнә үч жил мабайнида бағларни күтүш-пәрвиш ишлири үчүн берилидиған субсидия миқдари буниңдин хелила аз.

Махмут ИСРАПИЛОВ.

 Уйғур наһийәси.

517 рет

көрсетілді

4

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы