• Йеңилиқлар
  • 29 Қаңтар, 2013

Талғир наһийәсидә — йеңи һаким

Мошу йеқинда Алмута вилайитиниң һакими Аңсар Мусаханов Талғир наһийәсиниң активи билән учрашти. Мошу актив жиғинида вилайәттики чоң наһийәләрниң бири болуп санилидиған Талғир наһийәсигә һаким болуп Қазақстан Җумһурийити Президенти Мәмурийитиниң келишими вә наһийәлик мәслиһәт депутатлириниң қоллап-қувәтлиши билән Райхан Садықова тайинланди. Шундақ қилип, у Алмута вилайитидә аяллардин тайинланған дәсләпки наһийә һакими болди. Баш қошушта вилайәт һакими Аңсар Мусаханов Талғир наһийәсиниң йеңи һакиминиң күн тәртивидики муһим мәсилиләрни һәл қилиш йолида чоң утуқларни қолға кәлтүридиғанлиғиға ишәнч билдүрди. Райхан Нурмырза қизи Садықова 1960-жили туғулған. С.Киров намидики Қазақ дөләт университетини тамамлиған. Мутәхәссислиги бойичә  химия пәниниң муәллими. Әмгәк йолини Талғир шәһиридики 8-оттура мәк­тәптә химия пәниниң муәллими болуштин башлиған. Кейинирәк Талғир наһийәлик партия комитетиниң инструктори, 8-оттура мәктәп мудириниң орунбасари, мудири, Талғир наһийәлик маарип бөлүминиң башлиғи лавазимлирини егилигән. 2007-жилдин — Талғир наһийәси һакиминиң орунбасари. «Уйғур авази» гезити редакцияси Райхан Нурмырза қизини миңдин ошуқ муштирилиримиз бар Талғир наһийәсигә һаким болуп тайинлиниши мунасивити билән тәбрикләп, йеңи хизмитигә утуқ тиләйду.   

472 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы