• Йеңилиқлар
  • 08 Ақпан, 2013

БИЗНИҢМУ ЕЙТАРИМИЗ БАР

Өтмүш Нидаси

Бийил Авған йеридин Кеңәш солдатлириниң чиқирилғиниға 24 жил болиду. Бу уруш пүткүл Кеңәш хәлқигә сақаймас яра селип кәткини талашсиз. Униңдин бизниң елимизму истисна әмәс. 1979-жили 25-декабрьдин 1989-жили 15-февральғичә болған арилиқта Авғанстандики Кеңәш әскәрлириниң чәкләнгән контингентида 22269 қазақстанлиқ һәрбий борчини ада қилған болса, уларниң 924и вапат болуп, 1015и җараһәтләнгән, 21 адәм хәвәрсиз йоқап кәткән.

Йеқинда Алмутидики Қазақстан мәтбуат клубида бәйнәлмиләл-җәңчиләр мәтбуат васитилириниң хадимлири билән учришиш өткүзди. Униңда Авғанстан уруши ветеранлири билән накалириниң бирләшкән кеңишиниң рәиси М.Абдушүкүров, униң кативи Б.Хамзин, Авғанстан ветеранлири вә һәрбий тоқунушлар кеңишиниң рәиси Ш.Өтегенов, генерал М.Қалматаев журналистларниң бирқатар соаллириға җавапларни бәрди. Шундақла сабиқ җәңчи­ләр Қазақстан Парламенти детутатлириниң «авғанлиқларниң» илтимасини орунлимайватқанлиғини ечинишлиқ билән тилға алди. Уларға уруш қатнашқучиси статусини бериш, дөләт тәрипидин бериливатқан ярдәм пул көләмини өстүрүш, турушлуқ өй билән тәминләш мәсилилири әйнә шу җүмлидиндур.

Минәмҗан АСИМОВ,

бәйнәлмиләл-җәңчи.

 

Вапат болҒан авҒанларниҢ сани ҚанчӘ?

Мошу урушта вапат болған авғанларниң толуқ сани техичә намәлум. Бәзи бир мәлуматлар бойичә бу урушта 670 миңдин 2 миллионғичә теч аһали вапат болған. Авған урушини тәтқиқат қил­ған, америкилиқ про­фес­сор М.Крамерниң тә­кит­лишичә, тоққуз жилға созулған урушта 2,7 миллиондин ошуқ авған өлгән вә нака болған. Бир нәччә миллион адәм өз вәтинини ташлап кетишкә мәҗбур болған. Әнди Авғанстанда атақлиқ дала командири һесапланған Әхмәт Шаһ Мәсуд өзиниң 1989-жили 2-сентябрь күни сабиқ Кеңәш Иттипақиниң шу әлдики әлчиси Ю.Воронцовқа йоллиған хетидә, урушта 1,5 миллион адәм вапат болғанлиғини, 5 миллион адәм болса өз елидин кәткән­лигини ейтқан.  

462 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы