- Маарип
- 08 Ақпан, 2013
ҒАЛИПЛАР ЕНИҚЛАНДИ
Йеқинда Алмута шәһиридики О.Жаутықов намидики физика-математика мәктивидә уйғур тили вә әдәбияти пәнлири бойичә 10-11-синип оқуғучилири арисида регионаллиқ олимпиада болуп өтти.
Олимпиада йәкүнлирини чиқарған комиссия әзалири 10-синип оқуғучилири арисида биринчи орунға мунасип болған әмгәкниң болмиғанлиғини тәкитләшти. Иккинчи орунни Алмута шәһиридики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң оқуғучиси Бәхтинур Сидиқова елишқа муйәссәр болди. Үчинчи орунни Алмутидики М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң оқуғучиси Хамидә Үсәнова вә Чонҗа йезисидики 5-мәктәпниң оқуғучиси Юлтузай Зерипова егилиди.
Комиссия әзалири — алимлар Турсун Әлаев билән Гүлбәһрәм Молотованиң тәкитлишичә, 11-синип оқуғучилири олимпиадиға яхши тәйярлиқлар билән кәлгән. 11-синиплар арисида өткән олимпиада йәкүни бойичә биринчи орунни Алмута шәһиридики М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң оқуғучиси Диләрәм Аюпова егилиди. Иккинчи орунни Алмутидики М.Һәмраев намидики 150-мәктәпниң оқуғучиси Зарина Раһидинова, үчинчи орунни болса, Уйғур наһийәси Түгмән оттура мәктивиниң оқуғучиси Наргиза Мәмтәлиева егиләшкә муйәссәр болди.
453 рет
көрсетілді0
пікір