• Йеңилиқлар
  • 22 Ақпан, 2013

ОН ИККИ ӘДӘПСИЗ ҚИЛИҚ

Баш қошушларда башқиларниң ғуруриға, шәнигә тегидиған ләтипә-һәзилләрни ейтиш; Аммивий сорунларда, балилар билән биллә олтарғанда әпсанә гәпләрни қилиш; Янфонда яки телефонда сөзләшкәндә авазини болушичә қоюветиш; Җәмийәтлик орунларда сизгә хизмәт көрситидиған шәхсләргә мәдәнийәтлик муамилә қилиш; Җәмийәтлик орунларда вә сорунларда балиларниң тохталсиз меңип жүрүшигә, вараң-чуруң қилишиға йол қоюш; Машинини қоюшқа болмайдиған җайларға тохтитиш, йол қаидиси бәлгүлирини көзгә илмаслиқ; Тоғра муамилә қилмиди дәп, өз балилирини мусабиқә, мәшғулат пәйтидә җемилигән мәшиқләндүргүчи-устазларни әйипләш; Йолда кетип берип кәлсә-кәлмәс түкириш, әхләт ташлаш; Җәмийәтлик транспортларда яшанғанларға, һамилдарларға яки накаларға орун бошитип бәрмәслик; Кишиләр топи арисидин халиғанчә кесип өтүш, болупму адәмләр көп маңидиған җайларда коньки тейилиш, велосипед миниш яки бовақлар һарвусини сөрәш арқилиқ башқиларға қолайсизлиқ туғдуруш; Сода орунлирида кассидики новәткә риайә қилмай, қисилип киривелиш яки бекәттики башқилар машинисини тохтитишқа тәйярлап қойған орунни егиләвелиш; Тамака чәкмәйдиғанларниң арисида уларниң хаһишиға риайә қилмай, тамака чекиш.

(«Шинҗаң яшлири»

журналидин елинди).

 

541 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы