• Йеңилиқлар
  • 01 Наурыз, 2013

Чарвичилиқ саһасиға беғишланди

Йеқинда Қазақ Миллий аграрлиқ университетида «Аграрлиқ илим, билим вә ишләп чиқиришни «Агробизнес-2020» дөләт программиси бойичә әмәлгә ашуруш» мавзусида җумһурийәтлик семинар болуп өтти. Семинарни Қазақ Миллий аграрлиқ университетиниң ректори Т.Есполов киришмә сөз билән ачти. Шуниңдин кейин сөзгә чиққан Қазақстан Җумһурийити Йеза егилиги министрлигиниң вице-министри М.Өмиряев, «Қазагроинновация» акционерлиқ җәмийитиниң башқарма рәиси С.Могильный, Деханчилиқ вә зираәтшунаслиқ илмий-тәтқиқат институтиниң баш мудири А.Омбаев, Чарвичилиқ вә йәм-чөп ишләп чиқириш илмий-тәтқиқат институтиниң баш мудири А.Султанов, «Ақ сүт» йеза егилиги кооперативиниң рәиси Н. Саиханова вә башқилар «Агробизнез-2020» программисини әмәлгә ашуруш бойичә өз ой-пикирлири билән ортақлашти. Сөзгә чиққучилар, болупму мал чарвичилиғидики жуқумлуқ ағриқларниң алдини елиш, ветеринарлиқ тәкшүрүшни күчәйтиш, мәзкүр саһани әхбарат билән тәминләш охшаш мәсилиләр әтрапида пикир-тәклиплири билән бөлүшти. Ахирида семинар иштракчилири журналистлар тәрипидин қоюлған солларға җавап бәрди.

Бәхтишат СОПИЕВ.

 

420 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы