• Висал
  • 12 Наурыз, 2013

«Һәрқачан мәхситимгә йетишкә тиришимән»

Ханим-қизлар мәйрими һарписида биз уйғур аяллири арисидин чиққан бирдин-бир полковник, һазирму һоқуқ қоғдаш органлири саһасида хизмәт қиливатқан Алийәм Җамалдин қизи Кәримова билән учришиш пурситигә егә болдуқ. Хизмитигә бола униң вақти яр бәрмигәчкә, Алийәм Җамалдин қизини мән икки жилдин бу ян «туталмай» жүргән едим. Бу қетим, 8-Март — Ханим-қизлар мәйрими һарписида, Кәримовларниң аиләвий дости, йәни гезитимизниң җанкөйәри Нурахун ака Сейитахунов иккимиз мәйрәмни банилап, Алийәм Җамалдин қизиниң өйигә қәдәм тәшрип қилдуқ. Маңа у яқни тонуштурғанму мошу Нурахун ака еди. Өй егиси бизни очуқ чирай қарши алди. Уйғурниң урпи-адити бойичә алдимизға чай қойди. Мән униң иш-һәрикәтлиридин, гәп-сөзлиридин һәрбийләргә, әрләргә хас хисләтләрни байқидим. Хаталашмаптимән. — Хапа болмайсиләр, мениң пәқәт бирла саат вақтим бар, — деди у бом авази билән. Нурахун ака у яқни келиватқан Ханим-қизлар мәйрими билән тәбриклигәч, гәп тәшти. — Рәхмәт, дадам иккимиз һәр жили 8-мартта анимиз билән үч һәдәмни мәйрими билән тәбрикләп, дәстихан яйимиз, — дәп күлди Алийәм. — У күни сизниңму мәйримиңизғу, — һеч нәрсә чүшәнмигәндәк қаридим мән униңға. — Аилидә пәқәт қизлар болғачқа, мени дадам кичигимдинла «оғул балам» дәп әркилитәтти, — дәп җавап бәрди у. — Шуниң үчүн болса керәк, мән оғул балилардәк өстүм. Дадамға җисманий җәһәттин яр-йөләк болдум. — Мәктәптичу? — Бу өз алдиға бир тарих. Мән Алмута шәһириниң Заря Востока мәһәллисидики 85-оттура мәктәптә оқудум. Ата-анамға шикайәт қилғидәк шох балилардин болмидим. Мәктәптә мән бәзидә «сотниң», гайида «адвокатниң» хизмитини атқураттим. Анчә-мунчә қилмиш қилған балиларни өзәмчә җазалаттим. Бегуна синипдашлиримни ақлаттим. — У вақитлардики мәктәптики «қилмишлар» немидин ибарәт еди. (Күлүп) Жигит қизниң қолини тутса, жигиткә «сөкүш» елан қилаттим. Мабада қизниң өрүп қойған чечини тутса, «җазаси» техиму еғирлишатти. — Һоқуқ қоғдаш органлириға келишиңизгә қизиқиш мәктәптин башлиниптудә... — Һә, шундақ. Мәктәптин кейинки һаятим униңдинму қизиқ. Ишинәмсиз, ҚазДУниң әдлийә факультетиға үч жил уда һөҗҗәтлирини тапшуруп, оқушқа чүшәлмидим. Емтиһанларни тапшуримәндә, конкурстин өтәлмәймән. Вақитни бошқа өткүзмәй, арилиқта СПТУда катип-машинисткиларни тәйярлайдиған курсни түгитивалдим. Һәрбий комиссариатқа әризә йезип, армия сепигә соранған пәйтлиримму болди. Һәтта Авғанстанғиму бериш нийитим болған. Ахири һәдәм Санийәмниң мәслиһити билән Хәлиқ егилиги институтиға сирттин оқушқа чүштүм. Шундақла мәктәптин кейин алған кәспим бойичә Қазақстан Җумһурийити, Ички ишлар министрлиги,  әмгәк билән тәрбийиләш мәһкимисиниң баш  башқармисиға катип-машинистка болуп ишқа орунлаштим. Институтни тамамлиғандин кейин, ички ишлар органлирида хизмәт қилиш истиги пәйда болди. 1990-жили СССР ички ишлар министрниң ахирқи буйруғиға бенаән мән лейтенант унваниға егә болдум вә мени чапсан риайә қилиш бөлүмигә йөткиди. — Бу аялларға лайиқ хизмәтму? — Мүҗәзимдә әрләргә хас хисләтләр көпқу. Буни мениң кәсипдашлирим яхши билиду. Андин мениңда бир ишни башлисам, уни ахириға чиқармиғичә тиним тапмайдиған хисләт бар. Ишинәмсиз, һәтта классикилиқ күрәш билән шуғулландим. Бүгүнки күндә мән күрәш бойичә Қазақстанниң спорт маһири. Шуңлашқа кәсипдашлиримму маңа оператив хадим вәзиписини ишәшлик тапшурди. Кейин әйнә шу бөлүмниң башлиғи болдум. Шундақла җәмийәтни һәләйкүмгә салған көплигән еғир җинайәтләрни паш қилиш операциялиригә қатнаштим. — Мәсилән? — 1991-жили «Карметкомбинатниң» мудири бириниң буйрутмиси билән өлтүрүлди. Шу вақитта мән буйрутма бәргүчи билән буйрутмини орунлиғучини издәштүрүш бойичә операциягә қатнаштим... Бир нәччә адәмни өлтүрүп, уларниң гөшини йегән Николай Жумағалиев билән мошундақ бир үстәлдә олтирип сөзләштим... Өткән әсирниң тохсининчи жиллири Қазақстандики әң хәтәрлик җинаий топни қолға чүширип, униң паалийитигә чекит қоюшқа өз һәссәмни қоштум. Мундақ мисалларни наһайити көпләп кәлтүрүшкә болиду. — Һазирчу, қандақ операцияләргә қатнишиватисиз? — 1997-жили бизниң министрлик Астанаға көчкәндә, мән җәнубий пайтәхтни таллавалдим. Һазир һоқуқ қоғдаш органлириға яш кадрларни тәйярлаш билән шуғуллиниватимән. Баятин бери бизниң сөһбитимизни диққәт қоюп тиңшаватқан Нурахун ака гепимизгә арилашти. — Алийәм ата-аниси Җамалдин ака билән Патимәм анимизни ташлап, хизмәт баби билән Астанаға кетишни тоғра көрмиди. Чүнки у ата-анисиниң кәнҗә «оғлиғу», — күлди акимиз.  Сөһбәтдишимизму «раст» дегәндәк бешини лиңшитип, күлүмсирәп қойди. Һазир Алийәм Җамалдин қизи Қазақстан Җумһурийити Ички ишлар министрлигиниң Алмутидики академиясидә ишләватиду.  Әдлийә пәнлириниң намзити, профессор. У һоқуқ қоғдаш саһасиға мунасивәтлик йезилған 1 монография, 1 оқуш қурали вә 40тин ошуқ илмий әмгәкниң муәллипи. У һоқуқ қоғдаш органлиридики хизмити үчүн І, ІІ вә ІІІ дәриҗилик «Ішкі істер органдарындағы мінсыз қызметі үшін» медали билән мукапатланған. Шундақла министрликниң көплигән Пәхрий ярлиқлирини елишқа муйәссәр болған.  Әгәр сөһбәтдишим вақитни чәкләп қоймиғинида, йәнә башқа мавзулар әтрапидиму сөз қозғиған болар едуқ. Әпсус, у мүмкин болмиди. Бирақ Алийәм һәдә хошлишиш алдида маңа мундақ деди: «Биз йәнә учришимиз, алдимизда талай ишлар бар, билисизғу, мән алдимға қойған мәхситимгә йәтмәй қоймаймән».

594 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы