• Йеңилиқлар
  • 15 Наурыз, 2013

ОҚУҒУЧИЛАРҒА ИЛҺАМ БӘРДИ

Алмута шәһиридики М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң муәллимләр коллективи келәчәк әвлатқа пухта билим бериш билән бир қатарда оқуғучиларниң мәнивий дуниясини бейитиш йолида яхши ишлар тәшәббускари болуп кәлмәктә. Гимназиядә балиларниң билим ихтидарини ашуруш, дунияға болған көзқаришини кәңәйтиш, миллий қәдрийәтлиримизни улуқлаш, достлуқни қәдирләштәк есил хисләтләргә дәвәт қилидиған һәрхил чарә-тәдбирләр, зиялилар билән учришишлар давамлиқ түрдә өткүзүлүп туриду. Йеқинда мәзкүр мәктәпниң башланғуч синип муәллими Зулфия Ниязованиң уюштурушида көрнәклик шаирә, филология пәнлириниң намзити Патигүл Мәхсәтова билән 4-«Г» синип оқуғучилири арисида болуп өткән учришиш шундақ баш қошушларниң биридур. Униңға оқуғучилардин башқа муәллимләр вә ата-аниларму қатнашти. Учришишни яш устаз З.Ниязова киришмә сөз билән ечип, шаирәниң һаяти вә иҗадийитини әкис әттүридиған слайдларни көпчилиқ диққитигә тәғдим қилди. Оқуғучилар болса Патигүл Мәхсәтованиң балилар үчүн һәрхил мавзуларға йезилған шеирлирини ипадилик оқуп, өзлириниң шаирәгә беғишлап иҗат қилған шеирлирини ядқа ейтти. Шуниң билән биллә учришиш давамида оқуғучилар шаирәгә өзлирини қизиқтуруп жүргән соалларни қойди вә шеирлириға йезилған нахшиларни орунлиди. Өз новитидә ата-анилар, мәктәп мудириниң оқуш вә тәрбийә ишлири бойичә орунбасарлири Майгүл Һезбақиева вә Замира Тайипова сөз елип, бу чарә-тәдбирниң оқуғучиларниң ана тилиға, шеирийәткә болған қизиқишини техиму ашуруштәк тәрбийәвий әһмийәткә егә  екәнлигини, учришишниң гөдәклиримизгә илһам бәргәнлигини тәкитләп, шаирәгә иҗадий утуқлар тилиди. Ахирида Патигүл Мәхсәтова мошундақ учришишни уюштурушқа көп күч чиқарған устаз Зулфия Ниязова билән шеирийитиниң кичик мухлислириға, уларниң ата-анилириға өз миннәтдарлиғини изһар қилған һалда һәрбир оқуғучиға китавини соға қилди вә ана һәққидә йезилған монологини оқуп, қатнашқучиларда чоңқур тәсират қалдурди.

 Рашидәм ЗУЛИЯРОВА.

Алмута шәһири.

485 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы