• Йеңилиқлар
  • 15 Наурыз, 2013

ҖӨНДӘШ ИШЛИРИ БАШЛИНИДУ

Март ейиниң ахирида Алмута шәһириниң кочилирида җөндәш ишлири башлиниду. Бу һәқтә Алмута шәһәрлик һакиминиң орунбасари Булат Сауранбаев йеқинда өткән кеңәшмидә тәкитлиди. Кочилардики ойман-чоңқурларниң нурғуни өткән жили пәвқуладдә әһвалларни йоқитиш вә су, исситиш тармақлирини җөндәш ишлири ақивитидин пәйда болған. Шәһәр һакими орунбасариниң мәлуматичә, бийил Райымбек проспекти мурәккәп җөндәштин өтиду, 57,7 километр йолда еқимдики җөндәш ишлири жүргүзүлиду.Шундақла, умумий мәйдани 24300 квадрат метрлиқ ойман-чоңқурлар җөндәлмәкчи. Бу мәхсәтләр үчүн 400 миллион тәңгә аҗритилди. Мошу жилниң 15-апрелиғичә Әл-Фараби вә Розибақиев кочилириниң қийилишидики йол тармиғидики көрүкни ишқа қошуш көздә тутулмақта. Әнди бу кочиларниң транспорт өткүзүш ихтидари кәңийиду. Кеңәшмигә қатнашқан шәһәрдики асасий икки асфальтобетон карханилириниң вәкиллири заводларниң җөндәш ишлири вә йеңи йолларни селиш үчүн һаҗәт болған мәһсулат билән толуқ тәминләшкә тәйяр екәнлигини тәкитләшти. Һазир барлиқ тәйярлиқ ишлири жүргүзүлүватиду. Кәң көләмдики ишлар пәқәт һава райи ечилип, тәбиий шараит яр бәргәндә башланмақчи.  

446 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы