• Замандаш
  • 05 Сәуір, 2013

У һеликәм хәлиқ хизмитидә

Әл қәдирләп, қоллиған вә тағдәк ишәнчә билдүрүп, бәләнт үмүтләр артқан адәмләрла бир өмүр хәлиқ хизмитидә болушқа қадир болалиса керәк. Чүнки, уларму өз хәлқини әзизләп, униң ғеми билән яшашни  муқәддәс борч дәп чүшиниду. Шатлиғидин көрә қайғуси көп хәлқимиздин йетилип чиққан әшундақ хәлиқпәрвәр акиларниң бири, һеликәм өзиниң пәрзәнтлик борчини ада қиливатқан  Уйғур наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Закир Мәмиров бу күнләрдә һаятиниң 75-баһарини қарши еливатиду. Көңүлни жүгрүк дәймизу, вақитму униңдин қалмайдекән. 1962-жили КазПИни (һазирқи Абай намидики Қазақ Миллий педагогика университети) уйғур тили вә әдәбияти, тарих пәнлириниң муәллими мутәхәссислиги бойичә тамамлап, әмгәк паалийитини Шуңқар йезисидики мәктәптин башлиған Закир муәллим кейин  Довун, Ардолата йезисидики мәктәпләрдә мудирниң орунбасари, Дартамту оттура мәктивидә мудир болуп ишләп, талай шагиртлар қәлбигә мәрипәт чириғини яқти. Бүгүнки күндә у ғуюлдап өткән шу жирақ өтмүшни  пат-пат әсләйду. Хиял етиға минивелип мудһиш урушниң еғир жиллири балилиғи өткән ана жути Довун йезисини, әндила он бир яшқа толғинида дуниядин өткән меһриван аниси Хушнәмни һәм бир өмүр тириги болған көйүмчан атиси Мәмүр бовайни әслигинидә, ойчан көзлири бир нуқтиға қадилиду. Һә, «Атидин житим гүл житим, анидин житим — қул», дәп хәлқимиз бекарға ейтмиған. Аниниң меһригә тоймай әр йәткән Закир ака һазир ана жути билән хәлқи әзизлигән пәрзәнтләрниң бири. Әшу бир жиллири Уйғур наһийәсидә билимлик кадрлар йетишмәй, айрим саһа мутәхәссислири йеза егилиги саһалиридики лавазимлиқ хизмәтләргә җәлип қилинғини сир әмәс. Яшлиқ җигәри билән аңлиқ һаятини бала тәрбийисигә беғишлиған Закир Мәмүр оғлиниң тәдбирчанлиғини байқиған Свердлов намидики колхозниң рәиси, йеза егилигиниң маһир тәшкилатчиси Мирзигүл Насиров уни өзигә мәдәнийәт ишлири бойичә орунбасари лавазимиға тәклип қилиду. Қолидин иш келидиған идрәклик жигит көп өтмәй егиликниң башланғуч партия тәшкилатиниң кативи болуп сайлиниду. Мәпкүриси күчлүк болған һөкүмран партияниң сәяситигә чөкүп, тәләпчан рәис билән әмгәкчи хәлиқниң үмүтини ақлаш үчүн тиришип ишлигән Закир ака он жил мабайнида егилик тәрәққиятиға колхозниң башланғуч партия тәшкилатиниң кативи вә наһийәлик партия комитетиниң әзаси сүпитидә өзиниң салмақлиқ үлүшини қошти. 1977-жил. Бу жиллири наһийәдә  ишләпчиқириш билән йеза егилигидә мәһсулат йетиштүрүш көләминиң өсүшигә бағлиқ саһаға салаһийәтлик мутәхәссисләр һаҗәт болди. Нәқ шу мутәхәссисләрни тәйярлайдиған  9-кәспий техникилиқ училищениң «тизгини» даңлиқ колхоз рәисиниң «мәкти­видин» өткән Закир Мәмүр оғлиниң қолиға өтти. У мәзкүр билим дәргаһиниң материаллиқ-техникилиқ базисини мустәһкәмләш билән биллә устазларниң иҗтимаий мәсилилирини һәл қилишқиму көп күч чиқарди. Шу түпәйли у йәрдә паалийәт елип бериватқан устазлар үчүн 24 пәтирлик турушлуқ өй селинип, пайдилинишқа берилди. Оқуғучилар үчүн 600 орунлуқ оқуш бенаси қәд көтирип, униң ичидә устихана, лаборатория, гараж, ашхана, спорт вә мәҗлис заллири бәрпа қилинди. Мошу күнләрдә буларниң һәммисини сабиқ мудирниң әстаидил әмгигиниң мевиси ретидә кейинки әвлат мәхсәтлик пайдиланмақта. Түзүм өзгирип, елимизда ихтисадий вә роһий чүшкүнлүк овҗ алған жиллар һели есимизда. Тинимсиз әмгәк қойнида жүрүп тавланған Закир ака  1996-жили «Водоканал» карханисиға рәһбәрликкә әвәтилди. Шу бир еғир жиллири у карханиниң ишчи-хадимлириға роһий мәдәт берип, аһалини ичимлик су билән тәминләш вәзиписи һөддисидин шәрәплик чиққан рәһбәр. Һазир «Уйғур су қубири» дәп атилидиған бу мәһкиминиң икки айиғида тик туруши үчүнму көп әмгәк қилди. 2005-жили у дөләт хизмитидин кетип, җәмийәтлик ишларға бешичә кирип кәтти. У наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизигә сайланғандин бери бар күч-ғәйритини сәпәрвәр­ликкә кәлтүрди. Бүгүнки күндә у мәдәнийәт мәркизи тәрипидин тилға аларлиқ ишларниң әмәлгә ешишиға баш-көз болмақта. Униң үчүн мәсилиниң чоң-кичиги йоқ. Хәлиқ вә җәмийәт ғеми билән яшаватқан һәрқандақ инсанни у сәпдиши, қаяши сүпитидә һөрмәт тутиду. Уларму җәмийәтлик ишларниң уютқиси болуп жүргән Закир акини устази ретидә һөрмәтләйду. Көп жиллиқ әмгиги бәдилигә алған медальлар билән Пәхрий ярлиқлардин көрә, мөтивәр хәлиқниң өзигә билдүргән ишәнчисини артуқ көриду. Закир ака билән өмүрлүк җүпти Гүлпәрәм һәдиниң һаяти дағдам өткини йоқ. Хизмәт бабиға бола көчүп-қонуш билән өткән жилларда Гүлпәрәм һәдә дайим йолдишиниң йөләкчиси һәм мәслиһәтчиси болди. Шуниң билән биллә яш әвлат дилини йорутуп, һәдимиз Қазақстан маарипиниң әлачиси аталди. Чинардәк мәзмут аилидә тәрбийилинип, чоң болған Надийәм устаз, Бәхитҗан автомобиль йоллириниң мутәхәссиси,  кәнҗиси Батурҗан болса ички ишлар хадими. Һазир у Талғир наһийәлик ички ишлар башқармисида җинаий ишларни издәштүрүш бөлүминиң башлиғи, полиция подполковниги. Хәлқиниң ғеми билән яшаватқан бовай-момай иккиси нәвриләр шатлиғиға бәһриман. Һели дәстихини жиғилмайдиған бу қутлуқ маканда — чоң той. Тәвәллуд егисини мубарәкләп келиватқанларниң айиғи үзүлмәйду. Бизму уларниң алий изгү тиләклиригә қошулуп, кам болмаң, бар болуң, ака, дегүмиз келиду.     

    Махмут

ИСРАПИЛОВ.

    Уйғур  наһийәси. 

1192 рет

көрсетілді

90

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы