• Йеңилиқлар
  • 26 Сәуір, 2013

Депутатлар билән учришишлар

«Достлуққа» — бағчә, Колхозчиға мәктәп вәдә қилди Буниңдин бираз вақит илгири Алмута шәһиридики Достлуқ мәһәллисиниң уйғур җамаәтчилиги Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Мурат Әхмәдиевқа А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң йениға уйғур тилида балиларни тәрбийиләйдиған бағчә селиш һаҗәтлиги һәққидә мураҗиәт қилған еди. Мәҗлис депутати мәһәллә турғунлириниң бу илтимасини көп кечиктүрмәй тегишлик орунларға йәткүзгән. Билим вә пән министрлигидин башлап, Алмута шәһәрлик һакимийитигичә депутатлиқ тәләп (запрос) йолланған болсиму, бағчә селиш тоғрисидики мәсилә мошу күнгичә һәл болмайватиду. Мана мошу вә башқиму мәсилиләргә мунасивәтлик дүшәнбә күни мәзкүр билим дәргаһиға Мәҗлис депутатлири Мурат Әхмәдиев билән Жамбыл Ахметбеков қәдәм тәшрип қилип, Достлуқ мәһәллисиниң турғунлири  вә устазлар билән учрашти. Мәктәп-гимназияниң мудири Шавкәт Өмәров меһманларни жиғин қатнашқучилириға тонуштурғандин кейин сөз новити Мурат Әхмәдиевқа берилди. — Достлуқ мәһәллисигә «Бағчә-мәктәп» комплексини селиш тоғрисидики мәсилә һөкүмәт тәрипидин қоллап-қувәтләшкә егә болди, —дәп сөзини башлиди Мурат Абдрим оғли. — Амма униңға бөлүнидиған мәбләғ мәсилиси техи һәл болмайватиду. Бу йосунда маңа, йәни мениң кәсипдашлиримға талай «ишикләрни чекишкә» тоғра кәлди. Ахири бүгүн силәргә әйнә шу ишларниң иҗабий нәтиҗисини ейтқили кәлдуқ. Шуниңдин кейин сөз новитини алған Мәҗлис депутати Жамбыл Ахметбеков, Алмута шәһәрлик билим бериш башқармисиниң биринчи орунбасари Жарас Сандыбаев мәктәп-гимназияниң коллективиға утуқ, жут турғунлириға өмлүк, инақлиқ тилиди. Өз новитидә, сабиқ сенатор Марс Батталов, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики маарип кеңишиниң рәиси Емельян Һошуров, Достлуқ мәһәллисиниң турғуни Тәләт Абдуллаев Астанадин вә җәнубий пайтәхттин мәзкүр билим дәргаһиға қәдәм тәшрип қилған меһманларға уйғур җамаәтчилиги намидин өзлириниң миннәтдарлиғини изһар қилди. Шундақ қилип, меһманларниң ейтишичә, мошу жилниң май ейида «Бағчә-мәктәп» коплексиға бөлүнидиған мәбләғ мәсилиси Парламентта қарилидиған бопту. Әгәр бу мәсилә депутатлар тәрипидин қоллап-қувәтләшкә егә болса, уйғур тиллиқ бағчиниң қурулуши кечиктүрүлмәй қолға елиниду. Шу күни чүштин кейин Мәҗлис депутатлири Заря Востока мәһәллисиниң уйғур җамаәтчилиги билән баш қошти. Жиғинни мәһәллиниң баш жигитбеши Ярмәһәммәт Кебиров ечип, меһманларға зарявостоклуқларниң һал-муңини йәткүзди. — Биздики әң муһим мәсилә у – балилиримиз билим еливатқан мәктәп бенасиниң конилиғи, — дәп сөзини башлиди баш жигитбеши. – Бу һәққидә талай қетим ейтилип, беваситә маарип билән шуғуллинидиған органларға бир нәччә қетим хәтләрму йезилди. Амма мошу кәмгичә «йепиқ қазан»  йепиқ петичә қалмақта. Мәҗлис депутатлири Заря Востока мәһәллисигә йеңи мәктәп селиш мәсилисидин хәвәрдар болуп чиқти. Шуңлашқа улар йеңи бена селишқа бөлүнидиған мәбләғ мәсилисини һәл қилишни өзлириниң бойниға алди. Әтиси мәҗлис депутатлири мундақ вәдини Талғир наһийәсигә қарашлиқ «Колхозчи» мәһәллисиниң турғунлириғиму бәрди. Бу йәрдиму йәнә шу яш әвлатниң ғеми. Мәзкүр мәһәллә турғунлириниң әһвали башқиларниңкигә охшимайду. Чүнки «Колхозчиниң» балилири өзлириниң мәһәллисидә мәктәп болмиғанлиқтин, хошна йезилар билән микрорайонларға қатнап оқуйду. Булардин башқа депутатлар һәптә давамида Алмута шәһәрлик ички ишлар башқармиси, йол полициясиниң хадимлири вә айрим тижарәтчиләр билән учрашти.

Бәхтишат СОПИЕВ.

Йезиларни арилиди Йеқинда Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Серик Үмбетов, Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң кативи Ермек Келимсеит, Алмута вилайәтлик тәбиәт ресурслирини қоғдаш башқармисиниң башлиғи Сайлау Жухаев Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң бир нәччә йеза округида болуп, аһалиниң турмуш-тирикчилиги билән тонушти. Меһманлар дәсләп Саймасай йезилиқ округиға қарашлиқ «Айдарбаев» егилигигә қәдәм тәшрип қилип, белиқ өстүрүш билән шуғуллиниватқан Ерик Айдарбаевниң паалийити билән тонушти. Жилиға 70 тонна мәһсулат йетиштүрүватқан егиликниң иш-тәҗрибиси меһманларни қайил қилди. Кейин меһманлар Ақши йезисиға қарап йол тутти. Бу йәрдә қурулуши кеңәш дәвридә башлинип, узақ жиллардин буян тохтап қалған 600 орунлуқ мәктәп бенаси наһийә рәһбәрлириниң күч чиқириши билән пайдилинишқа берилгән еди. Һазир йеза балилири кәң һәм йоруқ бөлмиләрдә билим еливатиду.   Мәктәптә 520 оқуғучиға 51 устаз тәлим-тәрбийә бериватиду. Мәзкүр йезида 2012-жили декабрь ейида ечилған «Үміт» балилар бағчисиниң әһвалиму тәләпләр дәриҗисигә мувапиқлиғи билән депутатларни хошал қилди. Мәҗлис депутати башлиған топниң сәпири Қаракемир йеза округида давамлишип, меһманлар мәзкүр округта йеңи амбулаторияни, мәктәпни, заман тәливигә мас селинған йеза һакиминиң бенасини көздин кәчүрди. Бу йәрдә меһманлар қаракемирликләрниң, болупму йезини аватлаштуруш мәхситидә әмәлгә ашурған ишлириға мәмнунийәт һасил қилди.

Рашидәм РӘҺМАНОВА.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.    

416 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы