• Висал
  • 12 Наурыз, 2012

3 миллион долларлиқ гүлдәстә

Раст-ялғанлиғини ениқ билмәймиз, амма айрим аммивий әхбарат васитилириниң хәвәрлиригә қариғанда, Қизилорда шәһириниң гүл сатидиған дуканлириниң биригә бир миллион қизилгүлдин гүлдәстә тизип бериш буйрутмиси келип чүшүпту. Аяли билән җаңҗаллишип қалған әр киши униңға 8-Март мәйрими мунасивити билән әйнә шундақ соға һәдийә қилмақчи болған. — Биз Алмутидин, һәтта Голландиядин гүл кәлтүрүшкә буйрутма бәрдуқ,  бизгә мураҗиәт қилған адәмниң тәливи бойичә барлиқ гүлләрниң узунлуғиму, рәңгиму бир хил болуши керәк, — дәйду дуканниң егиси. — Биз херидарға дүң сетивалғучи сүпитидә мәлум йеникчиликләрни яраттуқ. Шәһиримиздә мошу кәмгичә һеч ким мундақ буйрутма бәрмигән. Әгәр бир гүлниң 400 — 500 тәңгә туридиғанлиғини нәзәрдә тутсақ, бу гүлдәстә баһасиниң үч миллион АҚШ доллирини тәшкил қилидиғанлиғи ениқ көрүнүп туриду. Бу йеңилиқни аңлап, һәйран болуштин ташқири, бизни у адәм шунчилик ахчиға мундақ қиммәт соға алғидәк қандақму әйипкә йол қойғанду, дегән соал беарам қилишқа башлиди. Бирақ униңға һазирчә җавап йоқ.

458 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы