• Висал
  • 12 Наурыз, 2012

Аниниң ақ тилиги

Төвәнки Пәнҗим — Яркәнт тәвәсидики йери мунбәт, сүйи әлвәк, қут-бәрикәт йеғип турған жут. Аһалисини уйғурлар билән қазақлар тәшкил қилиду. Икки милләт болғини билән, худди башқа жутлардикидәк, бу йәрдиму тил айримчилиғи йоқ. Йәттә яштин йәтмиш яшқичә икки тилда бирдәкла раван сөзлишиду. Тил ятлиғи болмиған йәрдә дил ятлиғиниңму болмайдиғанлиғи муқәррәр гәп. Бир аилиниң той-төкүнигә жут болуп шатлинип, мусибәт-қайғусиға жут болуп матәм тутидиғанлиғи әйнә шуниң рошән дәлили. Турғунлар арисидики мана мошундақ иҗил-инақлиқниң сақлинип, қериндашлиқ риштилириниң үзүлмәй келиватқанлиғида мөтивәр атилар билән нураний аниларниң тәсири чоң. Чүнки улар өз заманисида җапа-мәшәқәтләрни көп тартқачқа, бүгүнки хатирҗәм, паравән турмуш-тирикчиликниң қәдир-қиммитигә йетип, яшларниму шундақ роһта тәрбийиләшкә үлүшини қошуп кәлмәктә. Шуңлашқиму жутта уларниң аброй-инавити үстүн, ейтқан сөзи йәрдә қалмайду. Өзиниң ибрәтлик һаят йоли билән жутдашлириниң чоңқур һөрмәт-еһтирамиға бөләнгән Саадәтхан Розиева әйнә шундақ анилар җүмлисидин. Аниниң өмри җапалиқ әмгәк билән өтти. Он тоққуз йешида мошу жутниң жигити Һетахун билән юлтузи қошулуп, Қорғастин келин болуп кәлди. Аридин аз вақит өтә-өтмәйла, йәни 1942-жили йолдиши алдинқи сәпкә атланди. Һетахун җәң мәйданиға кетип, һойла-арам чөлдәрәп, көңүл җүлмәрәп қалған чағлар. Колхозниң барлиқ иш-оқити белидин қувәт, путидин мағдир кәткән қери-чөриләр билән қиз-җуганларниң, сүйиги қатмиған балиларниң зиммисигә чүшти. Әшу жиллири Саадәтхан колхоз ишләп чиқиришиниң алдинқи сепидә болди. Қиш-йези таң сәһәрдин та қараңғу чүшүп, көз бағланғичә иштин қоли бошимай, етиз-ериқта жүрди. Қиш күнлири шаңларға оғут чечиш, әтиязда йәр һайдап, ашлиқ териш, суғирип, пәрвиш қилиш, андин ома, қисқиси, бир-биригә улишип, новәтлишип туридиған ишлар. Еғир әмгәктин ташқири, ач-зерин, үст-әңли җулум-җулум, һәр тәрәптин йоқсизчилиқ һөкүм сүрүп турған заман. «Бүгүнки яшлиримиз ишәнмәйду, илаһим, көрмәяқ қойсун, йәрдин көк чиққанда, бир аз тоюнғандәк болуп қалаттуқ. Мамкап терип, пөрә йегән вақлиримиз аз болмиди. Бир күни жуттики бәрикити кәтмигән бир өйгә кирип қалдим. Даланда ағзи очуқ, йерим мишкапчә кепәк турупту. Сориведим, икки-үч очумчә бәрди. Өйгә елип кәлсәм, апам билән укилирим төгә сойғандәк хошал болушуп кәтти». Бу әшу бир күнләрни әслигән Саадәтхан аниниң сөзи. Бу уруш жиллири арқа сәптә қалғанлар бешидин кәчүргән азап-оқубәтләрниң пәқәтла бир көрүнүши. Ана бирдә кәтмән чепип, су тутти, бирдә трактор рулиға олтирип, йәр һайдиди. Ишқа пишшиқ, ейтилған сөзни йәрдә қоймайдиған адити болғачқа, арида һесапчи болупму ишлиди. Мал қоралирини арилап, чарвичиларға ун, көктат, башқиму озуқ-түлүкләрни вақтида йәткүзүп турди. Шундақ қилип, миң бир тәшналиқ билән зариқип күткән Улуқ Ғалибийәтниң хошаллиғини баштин кәчүрүш несип болди. Аңғичә Һетахунму җәң мәйданидин аман-есән, Ғалибийәт билән жутқа қайтип кәлди. Амма кечә-күндүз беарам қилған тәшвиш-тәһликиси бесилип, көңли орниға чүшкәндәк қилғини билән, аниниң қоли иштин бошимиди. Уруш касапитидин вәйранчилиққа учриған егиликни әслигә кәлтүрүп, тәрәққий әткүзүш йолида әрләр билән тәң әмгәк қилди. Колхоз рәһбәрлиги ишәнчә билдүрүп, көмүқонақ өстәргүчиләр звеносини башқурушни тапшурған еди. Таки һөрмәтлик әмгәк дәм елишиға чиққичә мошу саһада ишлиди. Һетахун билән үч оғул, икки қиз көрди. Гәрчә буниңдин 22 жил илгири йолдишидин айрилип қалған болсиму, балилирини «қанатлиққа қақтурмай, тумшуқлуққа чоқтурмай» өстүрүп, қатарға қошти. Бүгүнки күндә уларниң һәммиси өз алдиға ой-отақлиқ болуп, әл қатарида бир кишилик иш-оқити билән шуғуллиниватиду. Тоққуз нәврә һәм он чәврә қериғанда Алла әта қилған көңүл хушлиғи. Узун жиллиқ җапалиқ һәм шәрәплик әмгиги мунасип баһалинип, икки қетим «1941 — 1945-жиллиридики Улуқ Вәтән уруши дәвридики зәрбидар әмгиги үчүн», Улуқ Ғалибийәтниң 60 вә 65 жиллиғиға мунасивәтлик юбилейлиқ һәм «Әмгәк ветерани» медальлири билән тәғдирләнди. Мошу йеқинда оғуллириниң оттуранчиси Тайирҗан Саадәтхан анини машинисиға олтарғузуп, қатму-қат қум барханлири ичидә қәд көтәргән «Алтун көл» станциясини көрситип кәлди. Бу «Жетиген — Қорғас» төмүр йолиниң Төвәнки Пәнҗимниң җәнубидики түгүнлириниң бири. Адәм аяқ басмайдиған қумлуқта чөчәкләрдә тәриплинидиған мөҗүзидәк заманивий үлгидә селинған бәһәйвәт станция беналирини көрүп, тәсирләнгән ана: — Әтики күн бүгүнкидинму парлақ вә паравән. Худайим, әшу күнләргә йетиш үчүн асминимиз очуқ, заманимиз теч болғай, — дәйду, һазирқи турмушиға шүкри-сана оқуп. Бүгүн Хәлиқ ара аяллар күни. Бу Саадәтхан Розиева үчүн қош мәйрәм. Ундақ болғини, баһарниң мошу бир хушвақ күни дунияға көз ачқан. Бийил уни тохсининчи қетим нишанлаш несип болмақта. Шу мунасивәт билән бала-җақа, уруқ-туққанларла әмәс, пүтүн жут болуп тәвәрүк анини тәбрикләватиду. Бизму шулар қатарида мошундақ хошаллиқларниң буниңдин кейинму йүз берип туруверишини тиләймиз.

Нурәхмәт ӘХМӘТОВ.

Панфилов наһийәси. СҮРӘТТӘ: Саадәтхан РОЗИЕВА.    

562 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы