• Йеңилиқлар
  • 08 Мамыр, 2013

Бүгүн җәңгиварлиқ парад өтиду

Бүгүн, 7-май күни, «Отар» 40-һәрбий базисиниң полигонида Вәтән һимайичиси күнигә беғишланған җәңгиварлиқ парад өтиду һәм у уттур трансляция қилиниду. Полигонда Пиядә әскәрлириниң барлиқ қурал-ярақ түрлиридин җәңгиварлиқ етишлар әмәлгә ашурулиду. Қазақстан һәрбий-һава күчлириниң самолетлири билән вертолетлиридин ракетилар ениқ нишанға етилип, бомбилаш тәҗрибә сүпитидә қоллинилиду. Каспий деңизи акваториясидики Қазақстан һәрбий-деңиз күчлири кемилириниң җәңгиварлиқ етиши онлайн-режимида таритилиду. Җәңгиварлиқ парадқа 7 миңдин ошуқ һәрбий хизмәтчи, 400дин ошуқ бронланған машина вә автомобиль техникиси, 86 самолет билән вертолет қатнишиду. Җәңгиварлиқ парадниң әнъәнивий һәрбий парадтин алаһидилиги шуниңдин ибарәтки, униңда Қазақстан Вәтән һимайичилириниң кәспий маһаритини вә елимизниң һәрбий саһасида моҗут заманивий қурал-ярақ билән һәрбий техникини қоллиниш маһаритини һәртәрәплимә көрситиш мүмкинчилиги бесим болиду.

448 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы