• Йеңилиқлар
  • 17 Мамыр, 2013

Ана йәрни қәдирлигән әр

Уруш балилири дәп нам алған әвлат вәкиллири һазир бовай-момайлар сепини толуқтуруп жүриду. Шуларниң бири болған довунлуқ Шайип Бишәров бу күнләрдә сәксән яшқа толди. Мөтивәрни тәвәллуди билән тәбрикләп, өйигә бардим. Салам-сааттин кейин сөһбитимиз Довунниң даңлиқ җигдисидин башланди. Мөтивәрниң ейтишичә, Уйғур наһийәсиниң сабиқ рәһбири, мәрһум Һашим Арзиев бу җигдиниң дәмини бәк яқтураттекән. Ата кәсип, бәлки, чиллап турувалса керәк, Шайип ака деханчилиқ саһасиға кейинирәк кәпту. Һә, шуңғичә у ишлигән саһаларниң моҗут болғанлиғиниң өзи бүгүнки күн яшлирини тәәҗүпләндүрүши мүмкин. Довун йезисида йәттинчи синипни пүтирип, Яркәнт шәһиридики  муәллимләрни тәйярлайдиған училищениң ахирқи курсида оқуватқинида, һәрбий хизмәткә чақиртилиду. Вәтән алдидики борчини ада қилип кәлгәндин кейин у радист сүпитидә Алмута шәһиридин таритилидиған радиоаңлитишларни мәлидики радиотармақ арқилиқ жутдашлириға йәткүзүп турди. Мәлумки, шу жиллири наһийәниң йеза-мәһәллилиридики әмгәкчиләрниң өйлиридә кичик радио болидиған. Һели есимда, мәлидики сөзмәлләрни әшу радиоға қияс қилип, «бәш сомлуқ радио» дәп қоюшатти. Кейин Алмутида бир жиллиқ курсни пүтирип кәлгән Шайип йезидики метеорологиялик станциядә ишләйду. Һели мәрһум жутдиши Тиләп Мәңсүров билән төрт жилдәк биллә ишләп, у тағ бағридики һава райи шараитидин Алмутидики мутәхәссисләрни хәвәрдар қилип турди. Андин икки-үч жилдәк мәлиниң көкбеши болуп ишлигән у Талғирдики механизация техникумини пүтирип келип, жутида трактористлар бригадисини башқурди. 1962-жили егиликләрни бирләштүрүш җәрияни башланған пәйттә Шайип Бишәров аилиси билән Ардолата йезисиға көчүп чиқиду. Бир пәйтләрдә қәдимкидәкла көзгә көрүнгән Довун йезиси болса, әнди «ХХІІІ партсъезд» намидики колхозниң участкиси болуп қалиду вә Шайип униң иш башқурғучиси болуп тайинлиниду. 150 гектар терилғулуқ мәйданида көмүқонақ, бедә вә тәбиий чөп пәрвиш қилинатти. Ардолата вә Довун йезилириниң арисида қатнап ишләп, ишниң һөддисидин чиқиш асан болмиди. Андин иш көләмиму жилдин-жилға көпийивататти. Шуңлашқа1975-жили қайтидин ана жутқа көчүп барған у жигирмә жил ана йәргә әҗир әтти. Шу жиллири мәңгү тохтимайдиғандәк билингән қайнақ әмгәк навасиниң һели яңришини истигән Шайип ака сөһбәт ара кайип қойиду: «Һазир бурунқи әмгәк адәмлири йоқ, қалмиди. Ана йәргиму мунасивәт илгәркидәк әмәс...». У колхоз рәиси Решит Манапов билән ишлигән жилларни мәмнунийәт билән тилға алиду. Решит акини «җан көйдүрүп ишләтти» дәп махтайду сөз ара. Һәқиқәтәнму у жиллири Решит Манапов аришаң қудуқлириниң сүйини су қоймисиға җәмләп, шу түпәйли терилғулуқлар үчүн су мәсилисини һәл қилишни қолға алған  еди. Нәтиҗидә терилғулуқ мәйдани бәш йүз гектарға йәткүзүлди. Қанчә йеңи мал қоралири селинди вә қанчиси қайта җөндәлди, һәммиси Шайип акиниң хатирисидә. Улар биллә ишлигән жиллири деханлар көмүқонақтин гектариға 70 — 80 центнердин, һели мәрһум жутдиши Низамдун Мухпулов һәтта 104 центнердин һосул алған екән. Түзүм өзгирип, егиликләр бөлүнгәндә Довун йезисиниң аһалиси, өз алдиға «Йолчи» колхозини қуруп, рәис Тохтасун Мәрипов вә униң орунбасари Шайип акиниң рәһбәрлигидә бираз жиллар әмгәк қилди. У һөрмәтлик дәм елишқа чиққанда, егилик мүлкини хусусийлаштуруш җәрияни башланған еди. Бәқувәт дехан өзигә чушлуқ үлүшини елишқиму тиришмиди. Бәлки, үч оғли вә икки қизини бағриға басқанчә көз йешини төкүп, бевақит бақилиққа узитип қойған рәпиқиси Аминәм һәдиниң көйүги бесилмиған болғеди. Мәрһум аниму узун жиллар колхоз қоймисини башқурди. Андин партия уюшмисида ишлиди. Кейинирәк, Довун йезисида егиликниң һесапчиси, китапханичи болған. Үчинчи оғли Ялқунжанниң бемәзгил вапатиму бовайниң қәддини пүкүп қойди. Һазир қиз-оғуллири Анита, Тейипҗан, Алина вә Шахлин Чонҗа йезисида. Аилилик болуп, улар атисиға он үч нәврә вә бәш чәврә сөйдүрди. Шайип акиму мәлидики өйдә ялғуз әмәс. Жутдиши Мәрийәм һәдә билән юлтузи йенип, икки ялғуз бир-биригә қол-қанат болуп яшаватиду. Довунлуқ Бишәр ата билән Диләм аниниң аилисидики алтә пәрзәнтниң бири болған Шайип ака ата-анисиниң қол тамғиси қалған қутлуқ маканда өзиму мөтивәр аталди. Бовай билән момайниң излири қалған кочиларниң сөлити болуп,  ана жутниң көзи болуп яшаватиду. Өзи демәтликләрдин жутида икки-үчила қалған көрүниду. Шуларниң бири, өзи билән биллә ишлигән Рәшит Әйсаров екән. Шайип ака у яқниму атап өтүшни орунлуқ көрди. Сабиқ иш башқурғучи қадақ қоллуқ деханларни бир өмүр һөрмәт қилишқа тәйяр. Гәптә алдирақсанлиғи йоқ, сөзлири салмақлиқ сөһбәтдишимни тәвәллуди билән сәмимий тәбрикләп, мустәһкәм саламәтлик тилидим. Хошлишип меңиш алдида иккимиз Довунниң даңлиқ җигдиси һәққидә йәнә сир чәктуқ. Һә, әл бешиға күн чүшкәндә нәқ әшу җигдә талай аилиләр үчүн нан болған әмәсмеди!? Махмут ИСРАПИЛОВ. Уйғур наһийәси.

470 рет

көрсетілді

31

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы