• Йеңилиқлар
  • 17 Мамыр, 2013

Келәчигидин үмүт қилимиз

Ринат мәктәпкә бармай туруп, спорт билән шуғуллинишқа башлиди. Униң армини атақлиқ боксчи болуш еди. У биринчи синипқа барғанда ата-анисиниң оғлини спортқа қизиқип кетип, оқушқа көңүл бөлмәй кетәмдекин дәп әндишигә берилгәнлиги раст. Амма тиришчан жигит оқушниму, спортниму тәң елип маңди. Бирдә у пәнләр бойичә наһийәлик олимпиадиларға иштрак қилип, ата-анисини хошал қилса, бирдә  спорт кийимини кийип «мушлишишқа» атланди. Йеқинда Ринат Мәхсүтов Қарасай наһийәсиниң Хәшкиләң шәһиридә спортниң бокс түри бойичә тәңтушлири арисида өткән наһийәлик турнирға иштрак қилип, иккинчи орунни, йәни — күмүч медальни йеңивалди. Шундақла у бийил 5-синипни яхши баһаларға тамамлаш алдида туриду. Бу қош хошаллиқ униң ата-анисиниң бешини көккә йәткүзидиғанлиғи ениқ. Өз новитидә биз Ринатниң техиму егиз пәллиләрдин көрүнүшигә тиләкдашлиқ билдүримиз.

  Мәшүр САСИҚОВ.

495 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы