• Йеңилиқлар
  • 31 Мамыр, 2013

Пайдилиқ ичимликләр

Әлвәттә, адәм организми үчүн адәттики су әң пайдилиқ ичимлик болуп һесаплиниду. Амма биз тәркивидә пайдилиқ маддилар бар башқиму ичимликләрниң моҗутлиғи һәққидә унтумаслиғимиз керәк. Көк чай остеопороз, рак вә жүрәк-қан томур ағриқлириниң алдини елишта муһим роль ойнайду. Бу ичимлик тәркивидә һүҗәйриләрни зиянлиқ тәсирдин һимайә қилидиған, чиш һәм сүйәкләрни мустәһкәмләйдиған маддилар бар. Ялпуз чейи ашқазан бузулушини давалашта, тамақ һәзим қилишни йолға қоюшта, ашқазан-үчәй йолиниң ишини яхшилашта муһим әһмийәткә егә. Уни шундақла организмдики санҗиқ, тартишиш вә булҗуң ағриқлириға дава сүпитидә ичкән пайдилиқ. Майлиқлиғи 1 пайизлиқ сүттә мурәккәп углевод, белок, кальций, наһайити аз миқдарда май болғачқа, бу мәһсулат аста-аста бирхил һәзим қилиниду вә узақ вақитқичә қосақ ачурмайду. Мурәккәп углевод қан тәркивидики қәнтниң миқдарини турақлаштуриду. Кальций болса майларни көйдүрүп, пәйдин-пәй салмақ ташлашқа ярдәмлишиду. Соя сүти жүрәк-қан томур ағриқлириниң алдини елишқа зәмин яритиду. Қандики холестерин вә триглицерид миқдарини азайтиду. Клюква ширниси — чиш милиги ағриғиниң алдини алиду, сүйдүк чиқириш йоллири инфекцияси билән күришиду.

413 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы