• Йеңилиқлар
  • 12 Наурыз, 2012

Турушлуқ өй селиш мәсилиси қаралди

Һөкүмәт мошу жилниң апрель ейида «Әрзән турушлуқ өй — 2020» программисини қобул қилишни планлаватиду. Премьер-Министр Кәрим Мәсимовниң рәислигидә йеқинда болуп өткән Һөкүмәт мәҗлисидә әйнә шу йеңи программини әмәлгә ашурушниң асасий механизмлири вә тәләп қилиниватқан мәбләғ миқдари муһакимә қилинди. Умумән, җумһурийәт бойичә «әрзән турушлуқ өй — 2020» программиси алтә йөнилиштә әмәлгә ашурулиду. Бу жилстройсбербанк арқилиқ йәрлик иҗраий органлар үчүн турушлуқ өй, новәттә турғучилар үчүн иҗаригә берилидиған турушлуқ өй, яш аилиләргә иҗаригә берилидиған турушлуқ өй селиш, инженерлиқ-коммуникациялик инфраструктура, шундақла «Самруқ-Қазына» Қозғалмас мүлүк фонди» акционерлиқ җәмийитиниң турушлуқ өй қурулуши, айрим турушлуқ өй қурулуши әйнә шулар җүмлисидиндур. Биринчи йөнилиш механизми 2011-жилдин бу ян әмәлгә ашурулуватиду. Йәрлик орган җумһурийәтлик бюджеттин елинидиған несийә һесавиға турушлуқ өйләрниң қурулушини уюштуриду. Буниң үчүн инженерлиқ инфраструктура җәһәттин тәминләнгән йәр участкилири берилиду. Жилстройсбербанк болса, аманәтчиләр бирләшмисини шәкилләндүрүп, андин кейин уларға несийә бериду.

656 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы