• Спорт
  • 07 Маусым, 2013

Журналистлар шахматму ойнайду

Йеқинда Қ.Сәтбаев намидики Қазақ миллий техникилиқ университетида «Қазақ газеттері» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиға қарашлиқ «Ақиқат» журналиниң мукапити үчүн журналистлар арисида шахмат бойичә турнир болуп өтти.Турнирни тәбрик сөз билән ачқан «Қазақ газеттері» ҖЧЙниң Баш мудири — Муһәррирләр кеңишиниң рәиси Жумабек Кенжалин шахмат  ХХ әсирниң зиялилири Ахмет Байтурсынов билән Мыржақып Дулатовниң, шундақла қазақниң улуқ язғучиси Мухтар Әвезовниң  сөйүмлүк оюни болғанлиғини алаһидә тилға елип, мәзкүр турнирниң мәхситигә тохталди:  — Һазир елимизда сағлам һаят тәризини тәрғип қилиш кәң қанат яймақта. Мәзкүр турнирни өткүзүштики асасий мәхсәтму шуниңдин ибарәт. Журналистлар пәқәт қәләм тәвритипла қоймай, поңзәкму тепиду, шахматму ойнайду. Бүгүнки мусабиқидиму улар өз талантини намайиш қилидиғанлиғиға ишәнчим камил, — деди Ж.Кенжалин  Андин мәзкүр турнирни өткүзүшкә шараит яратқан һәм қоллап-қувәтлигән Қ.Сәтбаев намидики Қазақ миллий университетиниң ректори Жексенбек Әдилов, Қазақстан Җумһурийити Тунҗа Президентиниң фонди йенидики Билим бериш фондиниң мудири Еркин Исрайилов, «Алматы Пана-LTD» қурулуш компаниясиниң мудири Асқар Ноғайбаев, техника пәнлириниң доктори, Қазақстан Журналистлар иттипақиниң әзаси Бақдәулет Қумар, «Ақиқат» журналиниң баш муһәррири, шаир Аманхан Әлим оғли мәтбуат хадимлири арисида дәсләпки қетим өткүзүлүватқан турнир иштракчилириға ақ йол тилиди. Шундақ қилип, дәсләпки қетим өтүватқан бу турнирға Аян Нысаналин, Ғазизбек Тәшимбай, Ағыбай Муқатай, Вадим Махин, Бахытжан Қанапьянов, Жумат Әсет оғли қатарлиқ тонулған журналистлар билән «Ақиқат» журналиниң баш муһәррири Аманхан Әлим оғли, «Уйғур авази» гезити баш муһәрририниң орунбасари Иврайим Баратов, «Ана тілі» гезитиниң «Әхбарат» бөлүминиң муһәррири Нурлан Қумар, «Экономика» гезитиниң баш муһәрририниң орунбасари Амангелді Шопан, «Қазақ газеттері» ЖЧЙниң «Веб сайтниң» йетәкчиси Фархад Нәлибаев, «Айқын» гезитиниң мухбири Қутмағамбет Қонысбаев, «Дала мен Қала» гезитиниң җавапкәр кативи Асқар Беков, «Алаш айнасы» гезитиниң бөлүм муһәррири Алмат Исадил вә башқилар қатнашти. Журналистлар арисида бу шахмат турнири олимпиада системиси бойичә өткүзүлди. Кәсипдашлиримиз қәлимини бир чәткә елип қоюп, худди кәспий шахматчилардәк, оюнға киришип кәтти. Биз, «Уйғур авази» гезитиниң коллективи, баш муһәррирниң орунбасари Иврайим Баратовниң ғалип чиқиши үчүн көйүндуқ. Чүнки у коллективимиздики талантлиқ журналистла әмәс, шундақла спорт ишқивазлириниң бири. Униң өз вақтида уйғурниң атақлиқ шаир-язғучилири Илия Бәхтия, Һезим Бәхниязов, Муңлуқ Бақиев охшаш шахмат ишқивазлириниң шагирти болғанлиғини әскә алсақ, кәсипдишимизниң баш мукапатни утувалмисиму, алдинқи орунлардин көрүнидиғанлиғиға ишәндуқ. Кәсипдишимиз бирдинла өзиниң маһаритини намайиш қилип, үч рәқивигә «мат» қойди. Униң финалға чоқум чиқидиғанлиға үмүт бар еди. Амма күтүлмигән йәрдин сүрүндидә, Жумат Әнес оғли, Асқар Беков, Нурлан Қумар финалда учришидиған болди. Журналистларниң бу баш қошушидики әң әстә қаларлиқ пәйт,  турнирниң һөрмәтлик меһмини, шахмат бойичә өсмүрләр арисида дунияниң төрт дүркүн чемпиони 14 яшлиқ Жансая Әбдимәликниң маһарәт дәриси болди. Жансая билән дәсләп шаир, талантлиқ шахматчи Аманхан аға өз күчини синап көрмәкчи болди. Бу оюн узаққа созулмиди. Төрт дүркүн дуния чемпиониниң алдида  шахмат ишқивази ойлинипму үлгәрмиди. Жансая биз көзни жумуп ачқичә униңға «мат» қойди. Биз униң маһаритигә қайил болдуқ. Әнди кәсипдаш шахматчиларға кәлсәк, финалда учрашқан үч жигитниң оюни наһайити қизиқ һәм җиддий өтти. Ахири  1-орунни «Ана тілі» гезитиниң бөлүм муһәррири Нурлан Қумар йеңивалди. 2-орунға Асқар Беков, 3-орунға болса, Жумат Әнес оғли муйәссәр болди. Ғалип чиққан журналистлар баһалиқ соғилар билән мукапатланди. Турнирниң чемпиони Нурлан Қумар Қазақстан Жумһурийити Тунҗа Президенти фонди тәрипидин «Смартфон» алақә васитиси билән мукапатланди. «Қазақ газеттері» ЖЧЙниң баш мудири Жумабек Кенжалин турнирда алаһидә көзгә чүшкән оюнчиларға Пәхрий ярлиқлар билән рәғбәтләндүрүш мукапатлирини тапшурди. Рәғбәтләндүрүш мукапитиға 4-6- орунларни бөлүшкән Иврайим Баратов, Ағыбай Муқатай, Ғазизбек Тәшимбай егә болди. Журналистика ветеранлири Вадим Махин «Әң ирадилик оюнчи», Аян Нисаналин «Ветеран оюнчи»  номинациялири бойичә мәхсус мукапатқа сазавәр болди. Бир күн давам қилған бу турнир иҗадийәт адәмлири үчүн һәқиқий мәнада көңүллүк мәйрәмгә айланди.

 Бәхтишат СОПИЕВ.

Муәллип чүшәргән сүрәтләр.

591 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы