• Замандаш
  • 14 Маусым, 2013

Ата салған йол

Хәлқимиз арисида қолға кәлтүргән утуқ-муваппәқийәтлири билән тонулған спортчилар аз әмәс. Лекин пүтүнсүрүк бир аилә әзалириниң, йәни атиси билән униң алтә оғлиниң һәммиси спорт билән шуғуллинип, чоң утуқларға еришкәнләр камдин-кам болса керәк. Шуңлашқа жутдашлири вә тонуш-билишлири уларни һәқлиқ йосунда «Спортчилар сулалиси» дәп атайду һәм улар билән орунлуқ пәхирлиниду.Алтә оғулниң атиси болған Лохман ака Надиров спорт билән шуғуллинип, җисманий тавлинишниң нәқәдәр пайдилиқ екәнлигини Улуқ Вәтән урушида өз мисалида бешидин өткүзгәчкә, пәрзәнтлири һәм өзи устазлиқ қилған Қаратуруқ йезисидики оттура мәктәп оқуғучилири арисида сағлам һаят тәризини тәрғип қилишқа, уларниң спорт билән шуғуллинишиға көп көңүл бөлгән еди. Шуниң үчүн болса керәк, Лохман акиниң оғуллириниң һәммиси спортқа иштияқ бағлап, атиси оқуған Қазақ дөләт тәнтәрбийә вә спорт институтини тамамлиди. Биз бу мақалимизда әйнә шу оғулларниң иккинчиси — Әркинҗан Надиров һәққидә сөз қилмақчимиз. 1948-жили Алмута шәһиридә туғулған Әркинҗан Лохман оғли жуқурида аталған институтни әла баһалар билән пүтирип, 1972-жили йолланма билән Байсейит йезисидики И.Тайиров намидики оттура мәктәпкә ишқа орунлишиду. У чағларда мәктәпләрниң маддий-техникилиқ базиси наһайити төвән дәриҗидә болуп, муәллимләр билән оқуғучиларға көплигән спорт иншаәтлирини өзлириниң қол күчи билән бәрпа қилишқа тоғра келәтти. Өз кәспигә чин муһәббәт бағлиған яш устазму шагиртлири билән баскетбол, волейбол, гандбол вә футбол мәйданчилирини барлиққа кәлтүрди. У пәқәт мәктәп оқуғучилиринила әмәс, шундақла йеза яшлириниму спорт билән шуғуллинишқа дәвәт қилип, тәтил пәйтлиридә 5 — 10 километрға жүгрәш мусабиқисини уюштурса, қишлиғи чаңғу билән мәшиқ қилишқа адәтләндүрди. Оқуғучиларму өз новитидә қәдди-қамити келишкән, җисманий җәһәттин чиниққан вә һәрқачан хушхой жүридиған устазиға охшашни арман қилип, униң ейтқинини икки қилмай орунлашқа тиришатти. Шагиртлириниң бири —  Илһам Әһәтбақиевниң сөзи билән ейтқанда, «Спортниң еғир атлетика түрини таллавалған устазимиз Әркинҗан акиниң келишкән қәдди-қамити қедимий грек әпсанилиридики қәһриманларни әслитәтти...». Шуни ишәшлик ейтишқа болидуки, Әркинҗан Надировниң 40 жилдин ошуқ устазлиқ паалийити пәқәт оқуғучиларға дәрис өтүш биләнла чәклинип қалмиди. Униң иҗадий издинип, топлиған иш-тәҗрибиси мәктәпләргә тарқитилип, исми көпчиликкә тонулди. Өз кәспигә һәқиқий муһәббәт бағлиған у дайим өз саһаси бойичә билимини мукәммәлләштүрүшкә алаһидә әһмийәт бәрди. Шуңлашқа униң 1987-жили наһийәлик семинарда  оқуған «Балиларда тәнтәрбийә билән мустәқил шуғуллиниш адитини шәкилләндүрүш» намлиқ доклади заманивий методикилиқ тәләпләргә җавап беридиған илғар әмгәк сүпитидә наһийә мәктәплиригә тәвсийә қилинди. 1993-жили наһийә муәллимлириниң қатнишишида өткүзгән очуқ дәрисиму вилайәтлик маарип бөлүми тәрипидин жуқури баһаланди. Әнди тәркивидә Маарип министрлигигә вакаләтлик қилидиған шәхсләр бар комиссия әзалири қатнашқан очуқ дәристә қолланған униң «Қисқа мусапигә жүгрәш» программиси «Хәлиқ маарипиниң әлачиси» намини елишиға түрткә болди . 1998-жили наһийәлик семинарда оқуған «Тәнтәрбийә бойичә өй тапшурмилири» намлиқ докладиму тәҗрибә үлгиси ретидә айрим китапчә сүпитидә нәшир қилинип, тарқитилди. Қисқиси, Әркинҗан Надировниң 40 жилдин ошуқ устазлиқ паалийити җәриянида қолға кәлтүргән утуқлири аз әмәс. Тәҗрибилик устаз һәққидә мәктәп мудири Т.Манапов мәмнунийәт билән мундақ дәйду: — У һәрбир дәрискә наһайити чоң мәсъулийәт билән қариғандин ташқири, дәрис өткүзидиған синип оқуғучилириниң яш өзгичилигигә, балиларниң қайси спорт түригә қизиқидиғанлиғиға вә уларниң қабилийитигә алаһидә көңүл бөлиду. Мошундақ алий мәлуматлиқ, тәҗрибилик, өз кәспигә чин муһәббәт бағлиған устазниң тинимсиз әҗри түпәйли мәктивимиз спорт саһасида мәлум утуқларға қол йәткүзмәктә. Мудир тәкитлигәндәк, Әркинҗан Лохман оғлиниң көплигән шагиртлири бу күнләрдә һәрхил дәриҗидики спорт маһирлири болуп йетилди. Җүмлидин Илһам Әһәтбақиев теннис бойичә спорт маһири, В.Шамсутдинов, Р.Тоғузбаев, Ш.Бәрзамов, У.Мәхпиршаев бокс бойичә, әнди Р.Мәхпиршаев әркин күрәштин спорт маһирлиғиға намзат. Көплигән шагиртлири устазиниң изини бесип, тәнтәрбийә вә спорт пәни бойичә мәктәпләрдә устазлиқ қиливатиду. Өз вақтида тәнтәрбийә пәниниң муәллими мутәхәссислиги бойичә наһийәдә бирдин-бир алий мәлуматқа егә устаз болуп һесапланған Лохман ака Надировниң Абутҗан, Турсунҗан, Рәһимҗан, Сабирҗан вә Әхмәтҗан исимлиқ қалған оғуллириму ата изини бесип келиватиду. Балилириниң чоңи — Абутҗан, көп жил өзи билим алған институтта оқутқучилиқ қилди, гимнастика бойичә спорт маһири, педагогика пәнлириниң намзити. Һазир Абай намидики Алмута миллий педагогика университетиниң профессори. Сабирҗан — А.Саттаров намидики мәктәптә, Әхмәтҗан Алмутидики Қ.Сәтбаев намидики политехника университетида ишләйду. Турсунҗан билән Рәхимҗанму һелиғичә спорттин қол үзгини йоқ. Әнди йеқинда болса, Қазақстан Җумһурийити Спорт вә туризм тәрипидин Әркинҗан Надировқа «Қазақстан Җумһурийитисиз спорт вә тәнтәрбийә саһасиға әмгиги сиңгән мәшиқләндүргүчи» дегән атақниң берилгәнлиги тоғрилиқ хәвәр кәлди. Бизму, өз новитидә, пешқәдәм устазни бу утуғи билән сәмимий тәбрикләймиз. Мәһәмәтҗан ҺАПИЗОВ.  

763 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы