• Дунияда мөҗүзә тола
  • 28 Маусым, 2013

Дәрәқ үстидә яшайдиғанлар

Өткән әсирниң 90-жиллири Папуа-Йеңи Гвинеяниң орманлирида шу кәмгичә мәлум болмиған бирқанчә қәбилә тепилған. Шуларниң бири — коровайлар. Уларниң һаят тәризи һәркимдә қизиқиш һасил қилидиғанлиғи сөзсиз. Коровайлар тағлиқ-орманлиқларда адәм айиғи басмиған, бесип өтүш хелила қийинчилиқ туғдуридиған җайларни маканлайду. Аһали сани пәқәт 1000 адәмни тәшкил қилидиған бу қәбилә нәччә йүзлигән жиллардин бери моҗут болсиму, өзиниң һаят тәризини өзгәртмәстин, бир қелипта яшап кәлмәктә. Турмуш-тирикчилигидә улар металл дегәнни билмәйду. Пәқәт таштин, җаниварларниң устиханлиридин һәм яғачтин ишләнгән қурал-сайманлардин пайдилиниду, халас. Җан беқиш үчүн һаҗәт болған асасий ярдәмчилири — палта, оқ-я, нәйзә, пичақлар. Һәрхил һайванат, җаниварларниң гөшлиридин ташқири  өсүмлүк, дәл-дәрәқләр биләнму озуқлиниду. Мәсилән, бирла саго дәриғидин онлиған таам түрини тәйярлайду. Шу нәрсә диққәткә сазавәрки, коровайлар һайванлар ичидә чошқиға алаһидә һөрмәт билән қарайду. Мабада, очи қапқиниға яки қилтиғиға қаван чүшүп қалса, уни тирик петичә өйгә елип келидудә, қолға үгитивалиду. Бәзидә қаванни ишт орнида пайдилиниду. Айрим аилиләрдә кичик балилар чошқиларни минип ойнашни яхши көриду. Умумән, коровайларда чошқиға болған етиқат шунчилик күчлүкки, бирмунчә анилар уларниң торайлирини өзлири әмгүзүп бақиду. Қәбилидә бу «хасийәтлик» һайванни оғрилап қолға чүшүп қалғанлар һечбир соал-сорақсиз өлүм җазасиға буйрулиду. Коровайларниң әрлири һәм аяллири кийим киймәйду. Улар пәқәт уятлиқ җайлирини бир парчә йопурмақ яки өсүмлүк шахлири билән йепип қойса, купайә. Әр-аялларниң һәммиси боюнлириға, бурунлириға һәрхил һайван вә җаниварларниң устиханлиридин ясалған «буюмларни» есип жүрүшни яқтуриду. Бу қәбилә әзалири топ-топи билән жүрсиму, арисидин даһиларни яки рәһбәрләрни сайлимайду. Кәч кириши билән өзлириниң йәрдин 20 — 50 метр егизликтә орунлашқан, йәни дәрәқләрниң училириға селинған өйлиригә жиғиливелип, ғизалиниду. Мундақ егизликтә яшаш уларни явайи һайванлардин, су бесиш ховупидин, хошна қәбилиләр һуҗумидин сақлайду. Һә, өйлиридә болса, дайим тазилиқ, нәмсизлик һәм йоруқлуқ һөкүм сүриду. Жилиға бир қетим, йәни саго дәриғи чечәклигәндә, әр-аяллар өзлири халиғиничә бир-бири билән көңүл көтириши мүмкин. Қәбилидә һечқандақ адәм йеқин келәлмәйдиған қизларниң мәлум бир топи болиду. Уларниң бәзилирини хошна қәбилиләргә турмушқа бәрсә, айримлирини адәттики гөш сүпитидә пайдилиниду, йәни союп йәйду.Коровайлар наһайити қисқа һаят кәчүриду: әрлири 30 яшқичә, һә аяллири униңдин сәл узағирақ яшайду. Йеқинлириниң бирәси аләмдин өтсә, аяллири — бармиғиниң өгисини, әрләр болса, қулиғиниң бир парчисини кесидиған әнъәниси бар. Мабада уларниң арисидин наһайити һөрмәтлик яки даңлиқ адими вапат болса, уни мумиялайду. Адәттики адәмләр өлгәндә, уларни пальма йопурмақлириға орап, қелин орманлиқлар арисиға ташлаветиду, йәни явайи һайванларға йәм қилип бериду. Коровайлиқларниң иммунитети бәк осал болғачқа, көпинчиси һәрхил зәһәрлик һашарәт, йәр беғирлиғучиларниң чеқишидин, туму, қизил, сил кесили қатарлиқ ағриқлардин өлүп кетиду. Һәтта о олаш пәйтидә шах-тикәнләрдин қичиккинә җараһәт алғанларниң ярилири узақ вақитқичә сақаймай, йоруқ дуния билән хошлишиши мүмкин.

472 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы