• Кәсипдаш һәққидә сөз
  • 28 Маусым, 2013

Кәмтар инсан еди

«Коммунизм туғи» (һазирқи «Уйғур авази») гезитиниң йоруқ көрүши уйғур хәлқиниң иҗтимаий, сәясий вә мәдәний һаятидики шанлиқ вақиә болғанлиғини һәммимиз яхши билимиз. Униң дәсләпки санини қолумизға алғинимизда, бешимиз көккә йәткәндәк хошал болған едуқ. Шуниңдин буян гезит хадимлириниң үч әвлади алмишипту. Шуни яхши билимизки, гезитниң дәсләпки хадимлириниң зиммисигә чүшкән вәзипә интайин еғир болди. Гезит өзиниң мошу вақиәгә беғишлиған баш мақалида: «Гезитимиз чиқиши билән униң алдида муһим вә шәрәплик вәзипиләр туриду. Гезит партия, Совет органлириниң һәқиқий җәңгивар ярдәмчисидин болуп, Совет һөкүмитиниң хәлқимиз алдиға қоюватқан улуқ вәзипиләрни муваппәқийәтлик орунлашқа бизниң ичши, дехан, интеллегенциямизниң иҗадий әмгигини илғар тәҗрибиләрни вә роһий байлиғимизни көпчиликкә йәткүзүп, учрашқан камчилиқларниму тәңқитләп, йеңи-йеңи ғалибийәтләргә сәпәрвәр қилиш керәк...», дәп әскә салған екән. Шу вәзипиләрни орунлап, гезит паалийитини яхшилаш йолида, гезитниң дәсләпки хадимлири иҗадий әмгәк қилди. Шуларниң бири Решит Абдрим оғли Кичиков. Ечинишлиғи шуки, у 1982-жили, бари-йоқи 55 йешида йоруқ аләм билән мәңгүгә хошлашти. Решит ака һаят болғинида, бу күнләрдә 85 яшқа кирәттекән... Мән жутдаш вә қәләмдаш болғачқа, Решит акиниң әҗдатини, өзиниң һаят вә әмгәк йолини хелә яхши билимән. У 1928-жили Яркәнт шәһиридә дунияға кәлгән. Атиси Абдирим өткән әсирниң жигирминчи жиллири «Зәрват» мәктивидә оқуған. Шу жиллири көрнәклик инқилапчилар А.Розибақиев, И.Тайиров вә башқиларниң мәзкүр билим дәргаһиға келип, яшларни билим-мәрипәткә дәвәт қилған ялқунлуқ нутуқлирини аңлиған. Бу яш Абдиримғиму қаттиқ тәсир қилғачқа, у һаятини мәрипәткә, хәлқи үчүн хизмәт қилишқа беғишлиди. «Зәрватни» пүтәргәндин кейин у Түрксиб төмүр йоли басмиханисида гезит басқучи болуп ишләп, мәтбуатниң тәрәққиятиға үлүшини қошти. Алмутида алий партия мәктивини пүтәргәндин кейин аңлиқ һаятини Яркәнт, Челәк вә Уйғур наһийәлиридә партия саһасида мәсъул хизмәтләрни атқурди, мәктәпләрдә устаз, илмий мудир вә мудир болуп ишләп, тәрәққиятқа мунасип үлүшини қошти. Җай-җайларда шагиртлири аз әмәс, шуларниң бири мән, интернатта Абдирим акиниң қолида тәрбийиләнгән едим. Шундақла Абдирим ака рәпиқиси Алийәм һәдә билән инақ аилидә сәккиз — Решит, Абдумеҗит, Хәмит, Клара, Светлана, Марат, Нариман, Розиларни тәрбийиләп-оқутуп, заманға лайиқ инсанлардин қилип қатарға қошти, һәммиси һаятин өз орунлирин егилиди. Шуларниң ичидә Решит акиниң орни өзгичә. У ата изи билән маңди, Яркәнт педтехникумини тамамлиғандин кейин устазлиқ паалийитини башлайду. Қаратал вә Панфилов наһийәлири мәктәплиридә муәллим вә илмий мудир болуп ишләйду. Есимда, өткән әсирниң әллигинчи жиллири Пәнҗим йәттә жиллиқ мәктивидә оқуватқинимда, уларни мошу йәрдә дәсләп көргән едим. Рәпиқиси Почунай һәдә иккиси устаз болуп ишлиди. Андин Яркәнттики Киров (һазирқи Х.Һәмраев) уйғур мәктивигә ишқа авушти. Шу жиллири Решит ака Алмута педагогикилиқ институтини сирттин оқуп тамамлиди. Жуқурида тәкитлигинимиздәк, җумһурийитимиздә ана тилимизда гезит нәшир қилинған дәсләпки жиллири униңда ишләйдиған кәспий журналистлар йетишмиди. Шуңлашқа йезиштин хәвири бар кадрларни җай-җайлардин издәп тепип, редакциягә ишләшкә тәклип қилди. Шуларниң бири Решит ака еди. У шу жилниң июнь ейида гезит редакциясигә әдәбий хадим болуп ишқа киргән екән. Дәсләптә уму хелә еғирчилиқларни бешидин кәчүриду, чүнки редакция иши вақит билән һесаплашмайду, гезит чиқидиған күни бәзи чағларда таң атқичә ишләшкә тоғра келиду. Журналистикиниңму өзигә хас инчикә сирлири нурғун. Ана тилини, әдәбий тилни, йезишни яхши билиш, барлиқ саһалардин хәвәрдар болушиң керәк. Тәбиитидин ишләмчан, тиришчан Решит тинимсиз еди. Издиниш, еринмәй үгиниш түпәйли ишниң епи-җепини чапсан биливалди. Алий инсаний хусусийәтлири билән коллективқа тез ичәкишип кәтти. Униңға маһир қәләм саһибилири Мәхсүт Норузов, Турдахун Нәзәров, Қурван Тохтәмов, Нурәхмәт Исмайилов, Һезим Бәхниязов  йеқиндин ярдәм көрсәтти. Шуңлашқа униң язған мақалилири, очерклири, репортажлири гезит оқуғучилири арисида чоң қизиқиш пәйда қилди. У редакция һаятидики җәмийәтлик ишларғиму паал арилашти. Мундақ ейтқанда, гезитта ишлигән он йәттә жил мабайнида Решит ака Кичиков қәлими өткүр журналистлар дәриҗисигә көтирилип, исми көпчиликкә кәң тонулди. 1964-жили СССР Журналистлар иттипақиға әзалиққа қобул қилинди. 1969-жили Решит ака Кичиков өз ихтияри билән Өзбәкстан Телеведение вә радиоаңлитиш дөләт комитетиниң чәт әлләргә радиоаңлитиш уйғур редакциясигә Қазақстан бойичә өз мухбири болуп ишқа орунлишиду. Бу һәққидә жутдиши, униң билән хелә жиллар ишдаш, кәсипдаш болған талантлиқ шаир, журналист Ташполат Намәтов маңа мундақ дәп ейтқан еди: — Решит ака «Коммунизм туғи» гезитида 17 жил үнүмлүк хизмәт қилғандин кейин, иш орнини авуштуруп, Өзбәкстан радиосиниң Қазақстандики өз мухбири лавазимиға тайинланди. Қәлими пишип йетилгән журналист һәрхил мавзуларға йезилған материаллириниң сүпитини ашуруп, даирисини кәңәйтти. Қазақстанниң, болупму уйғурлар зич яшайдиған Уйғур, Панфилов, Челәк, Талғир наһийәлиридин материалларни көпләп уюштурди. Уйғурлар һаятиға болған қизиқишни чоңқурлаштурди. Шу түпәйли тиңшиғучиларниң бу хилдики материалларға тәливи ашти, қизиқиши техиму күчәйди. У бу йәрдә ишлигән жиллири бирнәччә қетим Өзбәкстан Телеведение вә радиоаңлитиш дөләт комитетиниң пәхрий ярлиқлири билән тәғдирләнди. Решит ака бәзидә бир айда бир, гайида икки айда бир Ташкәнткә келәтти. Мундақ чағларда һәммимиз мәйрәм кәйпиятиға чүшәттуқ. Уни һәрқачан өйүмизгә елип келип, меһман қилаттуқ, муңдишаттуқ, сирдишаттуқ. У хуш көңүл, сәнъәтхумар, меһмандост, дилкәш, дост қәдрини улуқлайдиған, чоң-кичик билән силиқ мунасивәт қилидиған сахавәтлик инсан еди. Мундақ адәмләр һечқачан есиңдин чиқмайдекән... Решит ака жутқа һәр кәлгинидә наһийәлик гезит редакциясигә келип, қәләмдашлири билән саламлишишниму унтуматти, шундақла бизниму мақалә-хәвәрләр йезип, гезит вә радиоға әвәтип турушни җекәтти. Униң җай-җайларда әл-ағинилири нурғун еди. Болупму пешқәдәм журналистлар Тудахун Мәшрәпов, Қасим Мәхсүтов, инженер-қурулушчи Мәһәммәт Әзизов вә башқилар билән қәдинас ағиниләрдин еди. Решит ака Кичиков бу ишта сәккиз жил ишлигәндин кейин, йәни 1977-жили сөйүмлүк орни — гезит редакциясигә қайтип келип, әмгәк паалийитини давамлаштуриду. Әдәбий хадим, бөлүм башлиғи хизмәтлирини шәрәплик атқуруп, гезит паалийитини яхшилашқа мунасип үлүшини қошиду. Әшундақ маһир қәләм саһибилириниң иҗадий әмгиги түпәйли «Коммунизм туғи» гезити бәдиийлиги вә полиграфлиқ безилиши җәһәттин бирнәччә қетим җумһурийәтләрара конкурсларниң ғалиби атилип, дипломларни елишқа муйәссәр болди. Истедатлиқ журналист Решит  Кичиков мошундақ иҗадий камаләткә йәткән бир пәйттә туюқсиз һаяти қийилди. У жудалиққиму бийил 31 жил болупту. Бирақ униң чириғи, изи өчкини йоқ. Решит ака рәпиқиси, көрнәклик мәрипәтчи Почунай һәдә Бурһанова билән аилидә үч пәрзәнт тәрбийиләп, уларни оқутуп, заманға лайиқ инсанлардин қилип қатарға қошқан, лекин пәрзәнтлириниң дөлитини көрәлмиди. Почунай һәдиму 1998-жили 68 яшқа қариған чеғида аләмдин өтти. Ата-аниниң шанлиқ әмгәк йолини бу күнлири пәрзәнтлири давамлаштуруватиду. Қизи Һәдийәм алий билимлик дохтур, оғли Рушидин «Asіa Contіnental Aіrtіnes» авиакомпанияси акционерлиқ җәмийитиниң президенти, «Уйғур авази» гезити тәһрирати йенидики Уйғунлаштуруш кеңишиниң әзаси, гезитимизниң жанкөйәри. Рушидин Решит оғли 1957-жили Алмута шәһиридә туғулған, мошу йәрдики физика-математика йөнилишидики оттура мәктәпни әла тамамлап, шу жили Рига шәһиридики Гражданлар авиацияси инженерлири институтиниң Авиация җабдуқлири инженери факультетини қизил диплом билән пүтириду. Шуниңдин кейин җумһурийитимиздә гражданлар авиацияси саһаси бойичә үнүмлүк паалийәт жүргүзүп келиватиду. Узун жиллиқ әстаидил әмгиги түпәйли Хәлиқара әхбаратлаштуруш академиясиниң академиги, «Еңбегі сіңген авиатор» шәрәплик намиға сазавәр болған хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнтлириниң бири. Кәнҗә оғли Мәҗитму кәспий-техникилиқ билимгә егә. Кичиковлар әвлади һазир нәвриләр қатаридин толуқтурулмақта. Һәммисиниң ата-анисиға, бова-момисиға болған меһир-шәпқити күчлүк, уларни дайим хатириләп туриду. Абдукерим ТУДИЯРОВ. СҮРӘТТӘ: 1. Р.Кичиков (солда) иниси Хәмит билән. 2. Р.Кичиков  (оңда) кәсипдашлири Қ.Мәхсүтов вә Т.Мәшрәпов билән. 

419 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы