• Йеңилиқлар
  • 28 Маусым, 2013

Йеңи рәис сайланди

Өткән шәнбә күни Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театрида Қазақстан Уйғур яшлири бирлигиниң (ҚУЯБ) һесават-сайлам жиғини болуп өтти. Униңға ҚУЯБниң башқарма әзалири, ҖУЭМниң йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Әхтирим Әхмәтова, «Бирлик» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Адилҗан Зәйнавдинов, Уйғур театриниң труппа рәһбири Үнчәм Сопиева, ҚУЯБниң асасчилириниң бири Турсун һаҗим Арзиев вә башқилар қатнашти. Жиғинни киришмә сөз билән ачқан ҚУЯБ рәиси Әркин Әхмәтов жиғилғанларни бүгүнки баш қошушниң күн тәртиви билән тонуштурди. Шуниңдин кейин новәт билән минбәргә көтирилгән ҚУЯБниң уюштурғучи кативи Зоһра Мәмәтниязова, әдлийә бөлүминиң рәһбири, «Нур Отан» ХДП «Жас Отан» яшлар қанитиниң ҖУЭМ йенидики башланғуч бөлүмчисиниң рәиси Коммунар Исламияров, регионаллиқ тәрәққият бөлүминиң  рәһбири Малинәм Авалова, җамаәтчилик билән ишләш бөлүминиң рәһбири, рәисниң орунбасари Динара Қурбанова, ҚУЯБ рәисиниң орунбасари Рустәм Қайриевлар бир жил ичидә атқурулған ишлар тоғрилиқ һесават бәрди. Мәлумки, өткән жили 18-июль күни ҚУЯБниң йеңи тәркиви сайлинип, улар бирләшмә ишини җанландурушқа барлиқ күч-ғәйритини сәпәрвәр қилди һәм утуқларғиму еришти. Яшлар җумһурийәт даирисидә өтүватқан һәрқандақ чарә-тәдбирләргә паал қатнашти. Мәсилән, Павлодар шәһиридә өткән «Бірлік. Единство. KZ.» хәлиқара форумға, Алмутида Әл-Фараби намидики ҚазДУда өткән «Бірлігі жарасқан Қазақстан» конференциясигә, «Нур Отан» ХДП «Жас Отан» яшлар қанити тәрипидин өткүзүлгән «Сен Отаныңдың патриотысың» фестивалиға вә башқиму әнҗуманларға иштрак қилип, мәхсус сертификат вә дипломлар билән тәғдирләнди. Униңдин ташқири, уйғур яшлири арисида «Хушхойлар вә тапқурлар» командилириниң мусабиқилирини, Әзиз Һашировқа хәйрихаһлиқ ярдәм көрситиш мәхситидә «Үмүт» концерт программисини вә башқиму әһмийәтлик чарә-тәдбирләрни уюштурди. Алаһидә тәкитләш лазимки, ҚУЯБ рәисиниң орунбасари Рустәм Қайриев тәрипидин тәклип қилинған терроризмға вә экстремизмға қарши күрәш, яшларни милләтләрара разимәнлик, достлуқ, қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик роһида тәрбийиләш бойичә тәклип қилған лайиһиси Павлодар вилайити һакими тәрипидин яхши инкасларға егә болди. Бу лайиһә һазир Алмута шәһири һакимийити тәрипидинму қоллап-қувәтлиниватиду. Бийил 1-июнь күнидин башлап, ҚУЯБ вә «URD studіo» ширкити һәмкарлиқта Интернетта онлайн уйғур радиосини (www.uradіo.asіa) ачти. Һазир мәзкүр радио уйғур җамаәтчилиги арисида наһайити чоң қизиқиш билән қобул қилиниватиду һәм радиони тиңшиғучиларниң сани күн санап өсмәктә. Келәчәктә болса, радио ишини техиму җанландуруп, әхбаратларни бериш, хәлиқни йеңи уйғур музыкилири билән тонуштуруш мәхсәт қилинмақта. Өз новитидә сөз алған жиғин қатнашқучилири Әхтирим Әхмәтова, Адилҗан Зәйнавдинов, Үнчәм Сопиева вә Турсун һаҗим Арзиев ҚУЯБниң бир жиллиқ ишиға жуқури баһа бәрди вә келәчәктиму мошундақ роһта иш елип беришиға тиләкдашлиқ билдүрди. Жиғинни йәкүнлигән ҚУЯБ рәиси Әркин Әхмәтов бирләшминиң йеңи рәисини сайлаш зөрүрийити туғулғанлиғини тәкитләп, намзат ретидә өзиниң орунбасари Рустәм Қайриевни тәвсийә қилди. Жиғилғанларниң бир еғиздин қоллап-қувәтлиши билән Рустәм Қайриев ҚУЯБниң рәиси болуп сайланди. Йолдаш МОЛОТОВ. 

447 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы